қаз тағлири һәққидә немиләрни билисиз?

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «ида теғи» ға даир учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1259377
қаз тағлири һәққидә немиләрни билисиз?

қаз тағлири һәққидә немиләрни билисиз?

рим әпсанилиридә тилға елинидиған ида теғиниң һазирқи қаз (ғаз) тағлири икәнликини аңлиғанмидиңиз?

һомерос, даңлиқ әсири «илйада» да ида теғи йәни қаз тағлирини тәсвирләп, «булақлири көп, йиртқуч һайванларниң аниси» дәйду. ғәрбий шималий анадолуда чанаққәлә вә баликәсир вилайәтлириниң арисиға җайлашқан қаз тағлири, деңиз билән йап – йешил тәбиәт гирәлишип кәткән, йавайи һайванат вә өсүмлүк түрлириниң көплүки билән түркийәниң көрүшкә әрзийдиған җайлириниң бири һесаблиниду. район бир – биридин пәрқлиқ 800 хил өсүмлүк түригә саһибханлиқ қилмақта. қаз тағлириниң һәммила йеридә татлиқ су чиқидиған булақлар бар. әң гәвдилик алаһидиликлириниң бири болса, дунйада алп тағлиридин қалсила оксегин миқдари әң йуқири иккинчи орун болушидур.

қаз тағлириниң тәбиий гүзәлликлиридин башқа тарихий әһмийитиму муһим орунда туриду. униң ениқ тарихи миладидин бурунқи 2000 – йилларда башлиниду. районда наһайити көп санда қәдимий шәһәр қалдуқлирини учритиш мумкин.


خەتكۈچ: #тағ , #ғаз , #каз , #қаз , #kaz

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر