зәйтун йеғилиқ фасулйә

«зәйтун йеғилиқ фасулйә» етиш усули .

1243285
зәйтун йеғилиқ фасулйә

зәйтун йеғилиқ фасулйә

түркийә авази радийоси: түрк таамлири арисида зәйтун йеғи билән етилидиған  вә адәттә қизиқ һаләттә истемал қилинидиған барлиқ таамлар «зәйтун йеғилиқ таамлар» дәп атилиду. йәни бу исим тамақниң қайси йағ билән етилгәнликини әмәс, әксичә шу тамақниң түрини билдүриду. барлиқ таамларни етиштә дегүдәк зәйтун йеғи ишлитилиду. болупму, һава иссиқ күнләрдә зәйтун йеғи билән етилидиған таамлар, асаслиқ йемәкләрдинму бәкрәк қошумчә тамақ, йаки мәзә сүпитидә истемал қилиниду. бүгүнки пирограммимизда, «зәйтун йеғилиқ фасулйә» етиш усули һәққидә мәлумат беримиз.

«зәйтун йеғилиқ фасулйә» етиш үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:

  • йерим килогирам фасулйә
  • 2 данә оттура һал чоңлуқтики ушшақ тоғралған пийаз
  • 4 данә оттура һал чоңлуқтики рәндиләнгән пәмидур
  • йерим истакан зәйтун йеғи
  • 2 – 3 чиш самсақ
  • йерим истакан су
  • шекәр
  • туз

«зәйтун йеғилиқ фасулйә» етиш усули төвәндикичә:

  • алди билән, фасулйәни йуйуң, андин, пичақниң йардими билән үсти тәрәплирини, әгәр қилтириқлири бар болса, еливетип, икки парчиға бөлүң.
  • қазанниң асти тәрипигә бираз пийаз қойуң, үстигә фасулйәниң бир қисмини илавә қилиң.
  • фасулйәниң үстигә рәндиләнгән пәмидурни орунлаштуруң.
  • тәкрар үстигә пийазни, пийазниң үстигә фасулйәни илавә қилиң.
  • пийаз билән фасулйәни мушу йосунда қазанға орунлаштуруң.
  • әң үстигә ушшақ тоғралған самсақ, шекәр вә тузни илавә қилиң.
  • йерим истакан суни тамақниң үстигә төккәндин кейин, қазанниң тувиқини йепиң вә отни пәсәйтип, 20 – 30 минуттәк пишуруң.
  • фасулйәни йумшиғандин кейин, қизиқ һаләттә йаки соғуғандин кейин истемал қилсиңиз болиду.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر