әриштилик йешил йесимуқ чорбиси
«әриштилик йешил йесимуқ чорбиси» етиш усули.
1235157
әриштилик йешил йесимуқ чорбиси
түркийә авази радийоси: бүгүн силәргә һәм ләзәтлик һәм тәййарлиниши интайин қолай болған «әриштилик йешил йесимуқ чорбиси» етиш усули һәққидә мәлумат беримиз.
«әриштилик йешил йесимуқ чорбиси» етиш үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:
- бир истакан йешил йессимуқ
- йерим истакан әриштә
- бир қошуқ сериқ май
- 4 истакан су
- бир истакан гөш сүйи йаки тоху сүйи
- 1 – 2 данә пийаз
- 1 – 3 татлиқ қошуқи қуруқ пиннә
- бир татлиқ қушуқи туз
- 1 – 3 татлиқ қошуқи қизилмуч
- бир қошуқ пәмидур қийами
«әриштилик йешил йесимуқ чорбиси» етиш усули төвәндикичә:
- алди билән, йешил йессимуқни йуғандин кейин, 5 – 6 минуттәк қайнитиң, арқидин сүзүп, сүйини елиң.
- пийазни төт часа қилип тоғраң.
- сериқ майни еритиң вә пийазни сериқ майда қоруң.
- пәмидур қийамини илавә қилғандин кейин, пийазлар билән бирликтә 2 – 3 минуттәк қоруң.
- йессимуқни илавә қилип, бирқанчә минут пишуруң.
- тоху сүйи билән суни аста – аста йессимуққа илавә қилиң.
- туз вә башқа тетитқуларниму илавә қилғандин кейин, суни қайнитиң.
- ахирида әриштиләрни қайниған йессимуқлуқ арилашмиға илавә қилиң.
- әгәр әриштә тапалмисиңиз, макарна ишләтсиңизму болиду, бирақ инчикә вә тез пишидиған макарнани таллишиңизға тоғра келиду.
- әриштиләр йаки макарналар пишип, йумушиған чағда, «әриштилик йешил йесимуқ чорбиси» тәййар болған болиду.
- халисиңиз «әриштилик йешил йесимуқ чорбиси» ниң үстигә сериқ май қетилған қуруқ пиннә сепип, истемал қилсиңиз болиду.