аллаһ кимни һидайәт қилмақчи болса, униң көксини ислам үчүн ачиду

аллаһ кимни аздурмақчи болса, униң көксини шунчә тарайтиветидуки, (иман ейтиш) униңға гойа асманға чиқиштинму қийин туйулиду, иман ейтмиғанларни аллаһ мушундақ азаблайду.

1211278
аллаһ кимни һидайәт қилмақчи болса, униң көксини ислам үчүн ачиду

аллаһ кимни һидайәт қилмақчи болса, униң көксини ислам үчүн ачиду

түркийә авази радийоси: әнам сүриси, 125 – 130 – айәтләр. аллаһ кимни һидайәт қилмақчи болса, униң көксини ислам үчүн ачиду (йәни униң қәлбини иманға кеңәйтип бериду), аллаһ кимни аздурмақчи болса, униң көксини шунчә тарайтиветидуки, (иман ейтиш) униңға гойа асманға чиқиштинму қийин туйулиду, иман ейтмиғанларни аллаһ мушундақ азаблайду[125]. бу (йәни ислам дини) пәрвәрдигариңниң тоғра йолидур, ибрәт алидиған қәвм үчүн айәтләрни мушундақ тәпсилий байан қилдуқ[126]. пәрвәрдигариниң дәргаһида уларға дарусалам (йәни җәннәт) бар, уларниң қилған (йахши) әмәллири үчүн аллаһ уларға мәдәткардур[127]. аллаһ (инсанларни, җинларни һесаб үчүн) толуқ йиғидиған күнни әслигин, (бу күндә аллаһ ейтидуки) «и җинлар җамаәси! силәр нурғун адәмләрни аздурдуңлар». уларниң инсанлардин болған достлири: «и пәрвәрдигаримиз! биз бир ـ биримиздин пайдиландуқ, биз әмди сән бәлгилигән вақитқа (йәни қийамәт күнигә) йәттуқ» дәйду, аллаһ: «дозах силәрниң җайиңлардур, силәр аллаһниң хаһишиға бағлиқ һалда у йәрдә мәңгү қалисиләр» дәйду. шүбһисизки, сениң пәрвәрдигариң һекмәт билән иш қилғучидур, һәммини билгүчидур[128]. шуниңға (йәни инсанлар билән җинларни өзара пайдиландурғинимизға) охшаш, қилмишлири түпәйлидин залимларниң бәзисини бәзисигә мусәлләт қилимиз[129]. «и җинлар вә инсанлар җамаәси! силәргә өз ичиңлардин мениң айәтлиримни байан қилип беридиған, бу күнүңлардики учришиштин силәрни агаһландуридиған пәйғәмбәрләр кәлмидиму?» улар: «гунаһлиримизни етирап қилдуқ» дәйду. уларни дунйа тирикчилики алдиған, улар өзлириниң һәқиқәтән капир болғанлиқлирини етирап қилиду[130].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر