түркчиниң дунйада әң көп сөзлишилидиған 5 - тил икәнликини аңлиғанмидиңиз?

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «түркчә дунйада әң көп сөзлишилидиған 5 - тил» дегән темини силәр билән ортақлишимиз.

1205085
түркчиниң дунйада әң көп сөзлишилидиған 5 - тил икәнликини аңлиғанмидиңиз?

түркчиниң дунйада әң көп сөзлишилидиған 5 - тил икәнлиикни аңлиғанмидиңиз?

түркчиниң бүгүнниң дунйасидики әң көп сөзлишилидиған бәшинчи тил икәнликини аңлиғанмидиңиз?

дунйадики әң бай тилларниң бири болған урал – алтай тил системисиниң алтай тиллири аилисигә мәнсуп түркчә дунйадики әң көп сөзлишилидиған бәшинчи тил болуп, 220 милйон әтрапида адәм тәрипидин қоллинилмақта.

түркчә башқа алтай тиллириға охшаш қошумчилиқ тилдур. түркчәдә әрәбчә, немисчә, испанчә қатарлиқ тиллардикигә охшаш әр – айаллиқ айрими йоқтур.

бурунқи ғәрб тәтқиқатлири, түркчәниң «өгиниш қийин» тиллар түркүмигә киридиғанлиқини илгири сүрмәктә иди. һалбуки, тил саһәсидики йеңи тәтқиқатлар, бу қарашларниң тоғра әмәсликини, қошумчилар сөзләрниң арқисиға келидиған тилларни өгинишниң асанлиқини оттуриға қойди. меңә тәкшүрүшлири болса, түркчәниң меңиниң ишләш системисиға уйғун икәнликини вә өгиниш мусаписини асанлаштуридиғанлиқини көрсәтмәктә. түркчәниң тавушқа байлиқи, тавуш – һәрп мунасивити, һәҗиләш вә сөз йасаш дегәндәк алаһидиликлири һәм оқуш – йезишни өгинишни қолайлаштурмақта һәм зиһний иқтидарни ашурмақта.

йуқирида дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «түркчә дунйада әң көп сөзлишилидиған 5 - тил»  тоғрисидики учурларни диққитиңларға сундуқ. көңүл қойуп тиңшиғанлиқиңлар үчүн көп рәһмәт!

 

мәнбә:

https://www.turkcebilgi.com

“Türkçenin Öğretim Üstünlükleri ve Zenginlikleri”, Prof.Dr.Firdevs Güneş

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر