синоп билән тонушушни халамсиз?

түркийәдә сайаһәтчилик 2019/21

1203578
синоп билән тонушушни халамсиз?

синоп билән тонушушни халамсиз?

 

синоп билән тонушушни халамсиз?

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида силәргә синоп шәһирини тонуштуримиз.

*** *** **** ****** *****

түркийәниң қара деңиз райони саһилида синоп намлиқ бир вилайити бар. көк билән йешиллиқ герәлишип кәткән аҗайип гүзәл тәбиәт мәнзирисигә игә районлардин бирси һесаблиниду.

синоп миладидин илгирики 7әсирдә бир сода каридори сүпитидә қурулған болуп, бәзиләрниң қаришичә шәһәрниң исми өстәңләрниң айал илаһи асопосниң су пәриси қизи дәпму тонулған синопәниң исмидин елинған икән. йәнә бәзиләрниң қаришичә, шәһәрниң исми؛ асурларниң ай тәңриси «син» дин кәлгән икән.

архиологийәлик йадикарлиқлар синоп вилайити вә әтрапиниң дәсләпки дәврләрдин етибарән нопуси зич бир туралғу йәр болуп кәлгәнликини көрситиду. чоғрапийәлик орни вә тәбиий шәкилләнгән порти, шундақла қара деңиздин кәлгән шамалларға йепиқ болуши, бу йәрниң туралғу йәр болуп таллинишиға түрткә болған. македонийә падишаһи искәндәрниң дәвридә бу шәһәр тарихидики парлақ дәврләрдин бирни баштин кәчүргән. илим пән вә күлтүргә алаһидә әһмийәт берилип, пәйласоплар һимайә қилинған. кейинки чағда бу вилайәт рим вә византийәниң һакимийитигә өткән. 11әсирниң ахирлирида болса, түркләрниң йүртиға айланған.

синоп зийарәтчиләрни тәңдашсиз тәбиий гүзәлликлири вә тарихий йадикарлиқлири билән қарши алиду.  буларниң арисида әң муһими һамсилос йезиси һесаблиниду. түркийәниң әң шималий нуқтисиға җайлашқан бу йеза өтмүштә уруш кемилири йошурунидиған җай иди. бүгүнки күндә болса, белиқчи парахотларниң боранлиқ күнләрдә сақлинидиған йезиси һесаблиниду.  қурулма алаһидиликлири нуқтисидин дунйада пәқәт новигийәдики бир йезила охшишип кетиду.

исмини саһилидики қумниң рәңгидин алған «сариқум» вә «қарақум» йезилири билән ақлиман йезиси деңиз сайаһитигә қизиқидиған сайаһәтчиләргә орманлар билән герәлишип кәткән тәңдашсиз гүзәлликини тәқдим қилиду. кичик чоң болуп, җәмий 28 шақиратмидин шәкилләнгән әрфәләк шақиратмиси؛ тәбиәт сәйлисини йахши көрүдиғанларниң арзулуқ йери дейишкә болиду. су төгмәнлириму урун алған бу тәбиәт бағчиси йәнә, һайванатлар дунйасини йеқиндин көргили болидиған имканмийәтләрни тәқдим қилиду. 28 пайә шәклидә тизилған шақиратмилириға йамашқиниңизда сизни толиму нәпис бир түрк қәһвәси күтүп турған болиду.

синоп қәләси миладидин илгирики 7әсирдә йасалған болуп, йәр асти тонеллириниму өз ичигә алған бойабат қәләси районниң тарихий һәққидә сизни өзгичә пикиргә игә қилиду.

түркийәниң әң шималий нуқтисиға җайлашқан әҗәбурун деңиз пәнири апақ мунари билән 19әсирниң оттурилиридин етибарән һәм парахотларға йол көрситип, һәм қарадеңизниң тәңдашсиз мәнзирисини сәйлә қилиш имканийити сунуп кәлмәктә. бойабат наһийәсидики базалт қийалиқлири болса, нурғунлиған йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчиләрниң арзулуқ җайи һесаблиниду. бу өзгичә тәңдашсиз алаһидиликкә игә район «тәбиәт хатириси» дәп елан қилинған иди.

синоптики муһим тарихий биналардин бирси снуп түрмиси һесаблиниду. йүзлигән йиллар илгири қәлә сүпитидә йасалған вә кейинки дәврләрдә өзгәртилип, ремут қилинип, йеңи бөлүмләр қошулуш арқилиқ ички қәләгә айландурулғандин кейин, кәң сепиллар вә көзитиш мунарлири йасалған, мәлум мәзгил кемәсазлиқ мәркизи болған вә ахирида түрмә орнида ишлитилгән иди. бүгүнки күндә болса, музийи сүпитидә зийарәтчиләрни күтмәктә.

синопта ақгөл, инатли ғари вә архиолгийәлик музийи қатарлиқ җайларму көрмәй туруп кетип қалмаслиқиңиз тәвсийә қилинидиған муһим җайлар һесаблиниду.

қисқиси, синоп؛ «мениңдин бирәр истикиң барму?» дәп сориған катта падишаһ, бүйүк искәндәргә: «путлашмисаңла башқа йахшилиқиңға керәк йоқ» дәп җаваб қайтурған атақлиқ пәйласоп дийоҗенниң туғулған йүртидур.

түркийә истатистека идарисиниң 3 йил илгири елип барған тәкшүрүшлиригә асасланғанда түркийә бойичә хәлқи әң хошал йашайдиған шәһәр һесаблиниду.

синоплуқларниң өзлирини хошал дейишидики сәвәбләрни дәл синопта әмәлий көрүшни шундақла хошал инсанларниң шәһиридә, тәбиәт вә тарих сәйлиси қилишни халайдиған болсиңиз, мана синоп сизни күтмәктә.

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! йуқирида қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизда синоп шәһирини тонуштурүп оттуқ, тиңшиғиниңлар үчүн рәхмәт.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر