өзбекистан хатирилири - 2

«күнтәртип вә анализ» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик сани бойичә, әнқәрә йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети мудири пирофессор доктор қудрәт бүлбүлниң «өзбекистан хатирилири» сәрләвһилик йазмисиниң давамини һузуруңларға сунимиз.

1197500
өзбекистан хатирилири - 2

өзбекистан хатирилири - 2

түркийә авази радийоси: 15-, 16 – әсирдә илим, маарип, күлтүр, мәдәнийәт саһәлиридә ғайәт зор илгириләшләрни қолға кәлтүргән болсиму, өзбекистандики бу тәрәққийат немишқа давамлашмиди? немишқа түрк вә ислам дунйаси кейинки әсирләрдә бу парлақ дәврдин толиму йирақта қалди?

 

илим, тарих, сийасәт йаки сийасий муқимлиқниң әһмийити

 

«әмир тимор» өзбекләргә нисбәтән наһайити көп нәрсиләрни ипадиләйду. өзбекистанни тимор дөлити дейишкиму болиду. у, һөкүмдарлиқи мәзгилидә наһайити көп илим әрбаби, өлималарни дөлитигә тәклип қилған؛ һазирқи бухарадики, сәмәрқәнттики наһайити көп тарихий йадикарлиқ тимор дәвридә салдурулғандур. өзбекистанниң тунҗи пирезиденти ислам кәримов өзини әмәс, тиморни вә униң дәвридә вуҗудқа чиқирилған йадикарлиқларни алдинқи пиланға чиқиришқа әһмийәт бәрди.

тимор дәвридә дөләтниң чеграси измирдин һиндистанғичә созулди. тимор османли дөлитини турғунлуқ дәвригә киргүзүп қойди, алтун орда дөлитигә хатимә бәрди. лекин бундақ кәң кәткән районни башқурғудәк дөләт механизми болмиғачқа, 1405 – йили вапат болуши билән бирликтә, дөлити парчилинишқа йүзләнди. османли дөлити қисқа мәзгил ичидә әслигә келип, йеңиланған һалда йолини давамлаштурди. бирақ алтун орда дөлитиниң земинлирида һасил болған бошлуқни руслар толдурди. тимор, пәйда қилған бошлуқ түпәйли рус империйәсиниң мәйданға келишигә сәвәб болуш билән әйиблиниду.

тимор дәвридә вә униңдин кейин ғайәт зор илмий хизмәтләр қилинған болсиму, вақитниң өтүшигә әгишип бу хизмәтләрниң давамлаштурулалмиғанлиқини көрмәктимиз. буниң наһайити муһим бир сәвәби, сийасий муқимлиқтур. сийасий муқимлиқ болмиса илим, маарип, сәнәт, күлтүр, мәдәнийәт... һечбир нәрсә узун өмүрлүк болалмайду. бу әһвалниң наһайити ечинишлиқ мисалини тиморниң нәвриси улуғбәгниң һекайисидин көрүвалалаймиз. дөләт рәиси, өз дәвриниң алдинқи қатардики алими, астрономи болушиға қаримай, оғли униңға қарши исйан көтүриду. оғлиға йеңилип қелип тәслим болиду. тәхт ишлиридин ваз кәчкәнликини, һәҗгә беришни халайдиғанлиқини билдүриду, һәҗгә беришиға рухсәт қилиниду. лекин, сәмәрқәнттин чиқар – чиқмайла оғлиниң буйруқиға асасән өлтүрүлиду. аридин бир қанчә ай өткәндин кейин оғлиму әскәрлири тәрипидин өлтүрүлиду.

бундақ турақсизлиқ вә әнсизлик ичидә һечбир нәрсиниң узун өмүрлүк болуши мумкин әмәс. башта соралған соалниң муһим бир сәвәби сийасий муқимлиқтур. әһли сүннәт өлимасиниң сийасий муқимлиққа күчлүк әһмийәт беришиниң сәвәби өзбекистанда наһайити рошән гәвдилиниду. чүнки дөләт болмиса, арқида башқа бир нәрсә қалмайду. османли дөлити вә органлириниң  узун мәзгил пут тирәп турушиниң әң муһим сәвәбиму йәнила сийасий муқимлиқтур.

 

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати

 

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң қанчилик күчлүк хәвп икәнликини өзбекистан түркийәдин бурун тонуп йәтти. 1999 – йили фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати мәктәплири омумйүзлүк тақиветилди. җасуслуқ қилиш билән әйиблигән оқутқучилирини чеградин қоғлап чиқарди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң түркийәдә 2016 – йили ишқа ашурмақчи болған һәрбий – сийасий өзгириш қозғаш урунушини бурун өзбекистанда синап беқип мәғлубийәткә учриғанлиқи билдүрүлмәктә. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң түркийә – өзбекистан мунасивәтлиригә йәткүзгән зийинини, мәйли пикир дунйамиздики өзбекистан тәсәввури болсун, мәйли у йәрдә аңлиғанлиримиз арқилиқ болсун техиму йахши чүшинип йәтмәктимиз.

 

бухари, шаһи нәқшибәнди, матуриди

 

шүбһисизки, өзбекистан тоғрисидики бир йазмини бухарисиз, нәқшибәндисиз, матуридисиз йазғили болмайду. дәвримиз дунйасида радикаллишишниң алдини алғучи, уни йәклигүчи исламий пикирләрниң йилтизлирини тәшкил қилидиған бу затлар башқа бир мақалимизниң темиси болсун. һазирчә өзбекләрниң бу затларниң қәбрилиригә алаһидә көңүл бөлүватқанлиқини әскәртип өтәйли.

 

түркчә вә түрк дунйаси

 

түркчә сөзлишидиған дөләтләр арисида алақини күчәйтип, чүшинишни чоңқурлаштуруш әслидә қийин әмәс. үч асасий қәдәм бир – биримизни чүшинишимизни наһайити асанлаштуриду.

биринчиси латин һәрплиригә өтүш. өзбекистан латин һәрплиригә өтти. қазақистан вә әзәрбәйҗанму шундақ. бирақ бу дөләтләрдә анчә – мунчә кирил елипбәсиму ишлитилиду. латин һәрплиригә өтүлгинидә йазма материйалларни чүшиниш асанлишиду.

иккинчиси, йүз йил бурунқи сөзләрни көпрәк истемал қилиш. йеқинқи бир әсирдә түркийә түрклири инглизчә вә фирансузчиниң, башқилар болса, русчиниң тәсиригә көпләп учриди. һәммимиз бирликтә әҗдадлиримизниң тиллирида сөзләшсәк, техиму асан чүшинишәләймиз. өзбекистанда йашанғанларниң гәп – сөзлири, кийим – кечәклири рәһмәтлик бовамлар вә момамларға шунчилик охшайдуки, өзүмни уларни зийарәт қилғандәкла һес қилдим.

үчинчиси, түркийә түркчиси қандақ йезилса, шундақ оқулиду, қандақ оқулса, шундақ йезилиду. буму тилда аддийлиқни капаләткә игә қилиду. башқа тиллардиму мушундақ бир ишни ройапқа чиқириш өзара чүшинишни техиму қолайлаштуриду.

нөвәттә кона түркчини бир азла билсиңиз, чүшиниш һасил қилишиңиз қийинға тохтимайду.

 

түрк университетлириниң шөбә ечиши

 

биз көрүшкән һәммила адәм  түрк университетлириниң дәрһал өзбекистанда шөбилирини ечиши керәкликини қайта – қайта тәкитләп өтти. путинниң 150 университет мудири билән бирликтә өзбекистанда зийарәттә болғанлиқи билдүрүлмәктә. ғәрб университетлириму шөбилирини аллиқачан ечип бопту. университетлиримизниң өзбекистанда шөбә ечишиға путлишидиған рәсмий тосалғулар болса, дәрһал елип ташлиниши керәк. муәййән университетлар таллинип өзбекистанда шөбә ечишқа риғбәтләндүрүлүши керәк. русийә вә ғәрб дөләтлири аллиқачан бәлгилик мусапиләрни бесип болди, техиму бәк кечикип кәтмәслик лазим.

 

2 – түркийә

 

өзбекистанда көргиним әслидә иккинчи бир түркийәдур. инсан у йәрдә өзини гойа иккинчи бир түркийәни байқиғандәк хушаллиқ вә һузур  ичидә һес қилиду. йаки у йәр ата йуртимиз болғандикин, түркийәни иккинчи бир өзбекистан  дейишкиму болиду.

 

зеһний кодлири ғәрбтә шәкилләнгән бир түркийә

 

йолға чиқиштин бурун өзбек оқуғучилар билән сөһбәт өткүзгәнидим. улар, түркийәдә кишиләрниң ғәрбтики өзгиришләргә наһайити сәзгүр қарайдиғанлиқини, шәрқтики өзгиришләрни асасән йоқ һесаблайдиғанлиқини ейтқаниди. бухара вә сәмәрқәнтниң мәндә қалдурған чоңқур тәсири билән, қайтишта оқуғучиларниң немә демәкчи болғанлиқини техиму йахши чүшәндим. «медийада түрк дунйасиға қанчилик орун берилиду» дәп шундақла қараш реаллиқни әкс әттүрүп бериду. тәнтәрбийә, сәнәт, әдәбийат пирограммилирида түрк дунйаси асасән тилға елинмайду. өзимиздин сорап бақайли, ғәрбниң нурғун тәнтәрбийәси вә тәнһәрикәтчисини билидиған бизләр түрк вә ислам дунйасидин қанчә кишини билимиз? симлиқ телевизийә қаналлирида ғәрб дөләтлириниң көплигән қаналлири бар, бирақ, түрк дунйасиниң қаналлири йоқ дегүдәк дәриҗидә аз.

ата йуртимизға бундақ төвән дәриҗидә көңүл бөлүш адәмни әпсусландуриду. һалбуки наһайити аддий нәрсиләр түрк вә ислам дунйасини техиму көп күнтәртипимизгә елип кириши мумкин. түрк кеңиши астида түрк дунйасиниң чемпийонлуқни талишиш кулублири чемпийонларниң чемпийонини бекитиш үчүн һәрйили мусабиқиләрни орунлаштурса?! йәнә бу ишни ислам һәмкарлиқ тәшкилати қилса? мушуниңға охшаш символ характерлик паалийәтләрму қизиқиш вә мәлуматни күчәйтиду.

пикир дунйамизниң қизиқиш даирисиниң пәқәт ғәрб билән шәкиллиниши, түркийәни кичиклитиветиду. тарихий йилтизидин йирақлап кәткән түркийә башта өзигә тәәллуқ наһайити көп нәрсиләрни йоқитип қойиду. бундақ бир түркийә, йавропа иттипақиға кирсиму, йавропа иттипақи ичидә өзини адәттики бир йавропа иттипақи дөлити сәвийәсигә чүшүрүп қойиду. түркийә ғәрб билән орнатқан мунасивәткә охшашла, түрк вә ислам дунйасини, африқини күнтәртипигә қанчилик киргүзсә, өзини шунчилик тапқан болиду. мана мушундақ бир түркийә идийәси оттуриға чиқса, алди билән өзигә, райониға вә дунйаға наһайити көп нәрсиләрни беғишлайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر