афродисиас антик шәһири

түркийәдә сайаһәтчилик 2019/19

1197327
афродисиас антик шәһири

афродисиас антик шәһири

 

афродисиас антик шәһири

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида силәргә афродисиас антик шәһирини тонуштуримиз.

*** *** **** ****** *****

ишиқ вә гүзәллик айал тәңриси афродитниң исми қойулған шәһәр «афродисиас антик шәһири» болуп, бу шәһәр рим императори агустус тәрипидин «пүтүн асийада өзәм үчүн мушу шәһәрни таллидим» дәп тәрипләнгән вә миладидин кейинки 1әсирдә император тәрипидин алаһидә қоғдаш астиға елинған иди.

«афродисиас» бүгүнгичә интайин сағлам бир шәкилдә йетип кәлгән шәһәр қурулмиси билән анадолудики муһим архиологийәлик районлардин бирси һесаблиниду.

түркйиәниң әгә районида, айдин вилайитигә қарашлиқ қараҗасу наһийәсидә деңиз йүзидин тәхминән 600 метир егизликтики бир топиликкә җайлашқан бу шәһәрниң тарих бойичә тәбиий алаһидиликлиридин бирси болған мәрмәр теши канлири әң муһим байлиқ мәнбәлиридин бирси болуп кәлгән иди.

афродисиас шәһириниң олтурақлишиш тарихи миладидин илгирики 5000йилларға тутишиду.  миладидин илгирики 2әсирдә бу шәһәр дөләт салаһийитигә игә болған иди. рим империйәси агустус тәрипидин алаһидә қоғдаш астиға елинғандин кейин шәһәргә баҗ кәчүрүм қилиш, аптономийә қатарлиқ зор етибарлар берилгән вә шуңа тез тәрәққий қилишқа башлиған иди.

афродисиас шәһири кейинчә кариа өлкисиниң пайтәхти болған болуп, везантийә дәвридә сийасий вә иқтисадий мәсилиләр сәвәбидин әһмийитини йоқутуп қойушқа башлиди. 7әсирдә йүз бәргән йәр тәврәш билән йиқилған шәһәр, қайта бина қилинмиған вә нәтиҗидә кичик бир йезиға айлинип қалған болуп, 18әсирдә пүтүнләй харабилиққа айланған иди.

«афродисиас антик шәһири» дики мәрмәрдин йасалған җайлар, һәйкәлләр, нәқишләр вә ойма хәтләрниң күнимизгә қәдәр йетип келәлигәнлики шәһәрниң архиологийәлик әһмийитини техиму йуқури көтүрмәктә.

шәһәргә йеқин җайдики мәрмәр канлири, шәһәрниң һәйкәлтирашлиқ сәнити саһәсидә әң йуқири сүпәтлик мәркәзгә айлинишини ишқа ашурған иди. болупму 1- әсирдин 3әсиргчә болған җәрйанда шәһәрдики һәйкәлтирашлиқ сәнити нам чиқарған, ақ деңиз әтрапида тонушлуқ нурғунлиған муһим әсәрләрни барлиққа кәлтүргән иди. онлиған атақлиқ һәйкәлтирашлар дәл мушу шәһәрдә йетишип чиққан болуп, һәйкәлтирашлиқ саһәсидики бу рәһбәрлики вақитиниң өтишигә әгишип, «афродисиас һәйкәлчилики» дәпму аталған йеңи бир һәйкәлчилик еқимини мәйданға кәлтүргән иди.

қәдимқий дәврниң алдинқи қатардики бинакарлиқ, сәнәт вә дин мәркәзлиридин бирси болған афродисиасниң әң муһим қурулиши һесаблинидиған афридот ибадәтханиси, тунҗи қетим асурлар тәрипидин ишиқ вә гүзәллик айал тәңриси иштарға атап йасалған иди. 1әсирдә римлиқларму бу ибадәтханини «афродит» дегән нам билән қайта йасатти.

афродит ибадәтханиси, 5әсирниң ахирилирида шәһәргә хиристийанлиқ һаким болғандин кейин, чоң бир чиркавға айландурулған һәмдә қәдимий ибардәтханиниң излири пүтүнләй өчүрүп ташланған иди.

себастеон ибадәтханиси, һадрийан һаммами, тәнтәрбийә вә оқу - оқутуш мәқситидә ишлитилгән җайлар вә суни контирол қилиш үчүн йасалған көл қатарлиқлар шәһәрниң ойма нәқиш вә һәйкәлләр билән безәлгән муһим йадикарлиқлири һесаблиниду.

йиғилиш вә базар орнида ишлитилгән шундақла 8 миң киши сиғидиған агора мәйданида рим иператори дионклетанусниң мәрмәр үстигә йаздуруп тамға астурған баһа җәдвили мәвҗут болуп, бу җәдвәл шәһәрниң әйни чағдики иқтисади әһвалини йорутуп беридиған әң муһим йардикарлиқ дәп қарилиду.

афродисиас тәнтәрбийә мәйдани болса, антик дунйаниң әң йахши қоғдилип қалған тәнтәрбийә заллирдин бирси дәп қобул қилиниду. тәхминән 30 миң кишилик сиғимчанлиққа игә. буниңдин башқа қәдимий тийатирханисиму анадолуниң әң қәдимий 3 қәвәтлик сәһнисигә игә болғанлиқи биләнму һәмминиң диққитини тартиду. 

шәһәрниң йүзлигән йиллар илгири йасалған болушиға қаримай һазирму мәвҗутлуқини сақлап келиватқан чоң дәрвазиси, қәдимий бинаси вә мәрмәр таш оймилири көргүчиләрни һаң таң қалдуруп кәлмәктә.

«афродисиас антик шәһири» районда орун алған қәдимий мәрмәр канлири билән бирликтә 2017йили б д т маарип, илим пән вә мәдәнийәт тәшкилати «UNESCO» ниң дунйа мираси тизимликигә киргүзүлди.

«афродисиас антик шәһири» ни көрүш үчүн айдинға кәлсиңиз, дидимдики аполлон ибадәтханисини зийарәт қилмастин һәмдә дидимниң гүзәллики тәңдашссиз саһиллирида деңизға кирмәстин кетип қалмаң. әгә райониға хас зәйтин йиғи вә йәрлик йемәк ичмәклирини чоқум тетип беқишни онтумаң!    

  

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! йуқирида қәдрийә шәнәл тәрипидин тәййарланған «түркийәдә сайаһәтчилик» намлиқ пирограммимизда афродисиас антик шәһирини тонуштурүп оттуқ, тиңшиғиниңлар үчүн рәхмәт.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر