23 – апрел... түркийә җумһурийитиниң тунҗи миллий байрими

төвәндә дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «23 – апрел» дегән темини силәр билән ортақлишимиз.

1188064
23 – апрел...  түркийә җумһурийитиниң тунҗи миллий байрими

23 – апрел... түркийә җумһурийитиниң тунҗи миллий байрими

23 – апрелниң түркийә җумһурийитиниң тунҗи миллий байрими икәнликини аңлиғанмидиңиз?

23 – апрел узун йиллар бойичә бир – биридин айрим икки байрам сүпитидә тәбрикләнди. бу байрамларниң биринчиси 1920 – йили 23 – апрел түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң ечилиши тәбриклинидиған миллий байрам иди. түркийә бүйүк милләт мәҗлиси 1921 – йили қарар мақуллап, парламент ечилған күнни миллий байрам, дәп елан қилди. шундақ қилип, 23 – апрел түркийәниң тунҗи байрими болди. 1923 – йилидин башлап «миллий һакимийәт» байрими сүпитидә тәбриклинишкә башланди.

байрамларниң йәнә бири болған балилар байрими болса, рәсмий байрам чәмбирикиниң сиртида раваҗланғаниди. һимайәи әтфал җәмийити (балиларни асраш җәмийити) йетим балиларға қилинидиған йардәмләрни күчәйтиш мәқситидә 23 – апрел вә шу һәптидә һәр хил паалийәтләрни өткүзүшкә башлиди. 1927 – йили мәзкур җәмийәт қарар мақуллап, 23 – апрел балиларни күнини балилар байрими дәп елан қилди вә балилар байрими җумһур рәис ататүркниң һимайисидә һәрхил паалийәтләр өткүзүлүп тәбрикләнди. 23 – апрел балилар байриминиң рәсмий дөләт мурасими шәклидә тәбриклиниши 1933 – йили башланди.

1980 – йили 23 – апрелни тәбрикләш үчүн барлиқ вилайәтләрдин кәлгән балиларниң иштирак қилиши билән дөләтлик балилар парламенти тәшкил қилинди. шу йили т р т, мурасимларға қошна дөләтләрдин балиларни тәклип қилип, балилар байриминиң хәлқаралиқ сәвийәдә тәбриклинишини капаләткә игә қилди. 1981 – йили киргүзүлгән өзгәртиш арқилиқ 23 – апрел миллий игилик һоқуқ вә балилар байрими дәп қобул қилинди.

 

мәнбә: мунасивәтлик тор бәтләр



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر