түркийә оқуш пули пирограммисиға кимләр илтимас қилалайду?

түркийә оқуш пули пирограммисиға кимләрниң илтимас қилалайдиғанлиқи, намзатларниң қайси шәртләрни ада қилиши керәклики тоғрисида

1163876
түркийә оқуш пули пирограммисиға кимләр илтимас қилалайду?

түркийә оқуш пули пирограммисиға кимләр илтимас қилалайду?

һәммиңларға мәлум болғинидәк, өткән һәптә чәт әлдики түркләр вә қериндаш түркий хәлқләр башқармисиниң әң муһим хизмәтлиридин бири болған «түркийә оқуш пирограммиси»тоғрисида қисқичә тохтилип өткәнидуқ.  түркийәниң көңүл көврүклири намлиқ бу пирограммимизниң бүгүнки бөлүмидә йәнә мәзкур оқуш пирограммисиға кимләрниң илтимас қилалайдиғанлиқи, қайси шәртләрниң болуши вә бу пирограмминиң немиләрни өз ичигә алидиғанлиқиға даир соалларға җаваб беришкә тиришимиз.

тегишлик материйаллар

интернет арқилиқ қилинидиған илтимас үчүн барлиқ намзатлар төвәндики материйалларни тәййарлап чиқиши керәк:

  • инавәтлик кимлик
  • инавәтлик паспорт
  • намзатниң әң йеңи рәсими
  • бурунқи итиман нәтиҗилири
  • диплом йаки вақитлиқ оқуш пүттүрүш кенишкиси
  • илмий нәтиҗә җәдивили
  • хәлқара имтиһан нәтиҗилири ( GRE вә GMAT ға охшаш )
  • чәт әл тил нәтиҗиси
  • тәтқиқат темиси лайиһәси вә һазирғичә ройапқа чиқарған тәтқиқат лайиһәләргә мунасивәтлик  испатлар (докторлуқ оқуши үчүн илтимас қилғучилар)

кимләр оқуш мукапатиға еришәләйду?

  • түркийә оқуш мукапати пирограммиси барлиқ дөләтләрниң пуқралириға очуқ
  • мәлум дәриҗидә оқуш асаси болуш йаки оқуған болуш, мәсилән толуқ курсқа илтимас қилғучилар70, мидетсина, еғиз бошлуқи илми вә доригәрлик қатарлиқ сәһийә билимлиригә илтимас қилғучил90, магистирлиқ вә докторлуққа илтимас қилғучилар 75 әтрапида илмий нәтиҗигә игә болуши лазим.

 

түркийә оқуш пули пирограммисиға илтимас қилиш үчүн төвәндики шәртләрни ада қилиш керәк:

  • толуқ курсқа илтимас қилиш үчүн 21 йаштин төвән болуш
  • магистирлиққа илтимас қилиш үчүн 30 йаштин төвән болуш
  • докторлуққа илтимас қилиш үчүн 35 йаштин төвән болуш
  • тәтқиқат пирограммилириға илтимас қилиш үчүн 45 йаштин төвән болуш

 

түркийә оқуш пули пирограммисини немиләр өз ичигә алиду?

  1. айлиқ турмуш чиқими үчүн берилидиған пул миқдари:

толуқ курс оқуғучилириға 700 түрк лираси, магистир оқуғучиларға 950 түрк лираси, доктор оқуғучиларға 1400 түрк лирас, тәтқиқатчиларға 3000 түрк лираси, түркчә оқуватқанларға 500 түрк лираси, дөләт мәмурлири вә академикларға 2000 түрк лираси берилиду.

  1. оқуш расхоти, келип-кетиш йол расхоти, қоналғу,  бир йиллиқ түркчә курусниң чиқими көтүрүлиду.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر