тарихтики бүгүн: 18 – феврал

фәрай уз тәрипидин тәййарланған «тарихтики бүгүн» намлиқ пирограммимизни һузуруңларға сунимиз.

1147770
тарихтики бүгүн: 18 – феврал
  • йил 1294, 18-феврал...
  • моңғол императори қубләй хан өлди. 1271-йилда хитайда йүән ханданлиқини қуруп 23 йил һөкүмдарлиқ қилған қубләй хан, суң ханданлиқини йоқитип, хитайни бирләштүргән иди. хитайда тунҗи қәғәз пул ишлитиш қубләй хан вақтида башланған иди. қубләй хан дәвридә хитайни нурғун йавропалиқ зийарәт қилди. буларниң арисида әң даңлиқи марко поло иди.
  • 1451-йил 18-феврал, фатиһ султан мәһмәт иккинчи қетим тәхткә чиқти. 1444-йилда 2-мурат тәхтни оғли мәһмәткә өткүзүп бәрди. мәһмәт 12 йешида тәхткә чиқти. бу әһвалға чандарли халил паша вә бәзи дөләт әрбаплири етираз қилди. бирақ, 2-мурат қобул қилмиди. венгирларниң бурун түзгән келишимгә хилаплиқ қилиши билән башланған уруш нәтиҗисидә, фатиһ султан мәһмәт бәзи дөләт әрбаплириға вә дадиси 2-муратқа икки данә мәктуп әвәтти. иккинчи мәктупта, дадисиға шу мәшһур сөзлирини қилған иди:
  • «падишаһ болсиңиз келип, қошуниңизға қоманданлиқ қилиң؛ йақ, әгәр падишаһ биз болсақ, әмиримизгә итаәт қилип, қошунимизниң бешиға өтүң!»
  • 2-мурат бу мәктуп сәвәбидин қайтидин османли тәхтигә олтурди. фатиһ султан мәһмәт аридин йәттә йил өтүп вапат болғандин кейин, иккинчи қетим тәхткә чиқти.
  • 1695-йил 18-феврал, сакиз арили венедикләрдин қайтурувелинди. османли дөлити 1683-йилда башланған «муқәддәс иттипақ урушлири» да, сакиз арилини венедикләрдин қайтурувалди.
  • 1856-йил 18-феврал, османли дөлитидә ислаһат пәрмани елан қилинди. султан абдулмәҗит дәвридә елан қилинған пәрман билән заваллиққа йүзләнгән османли дөлитидә түп йилтизидин өзгәртишләрниң елип берилиши мәқсәт қилинған иди.
  • 1952-йил 18-феврал, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) түркийәниң нато (шималий атлантик әһди тәшкилати) ға әза болушини тәстиқлиди. түркийәниң корейә урушиға қатнишиши вә русийә йүргүзгән қаттиқ қол сийасәтләр, американи ақдеңизниң хәвпсизлики үчүн, түркийә билән бирликтә гиретсийәни натоға қобул қилишқа иттиргән иди.  


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر