әгәр йавропа иттипақи тарқилип кәтсә (авазлиқ)

дунйа көзники (51)

1110078
әгәр йавропа иттипақи тарқилип кәтсә (авазлиқ)

дунйа көзники (51)

«әгәр йавропа иттипақи тарқилип кәтсә»

(пирофессор доктор қудрәт булбул)

түркийә авази радийоси: «дунйаға нәзәр» йәни, «дунйа көзники» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида әнқәрә йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети башлиқи пирофессор доктор қудрәт булбулниң «әгәр йавропа иттипақи тарқилип кәтсә» темилиқ анализинидиққитиңларға сунимиз:

 

йиқинқи йиллардин буйан әнглийәниң иттипақтин айрилиш қарари, италийә вә бәзи йавропа иттипақи дөләтлиридики наразилиқлар, әвҗ еливатқан ирқивазлиқлар вә нәпрәт шоарлири, ахирида сериқ чилиткиликләр намайиши дегәнгә охшаш амиллар сәвәбидин йавропа иттипақиниң кәлгүси муназирә тәләп қилидиған болуп қалди. бу мақалида йавропа иттипақиниң игә қилғанлири вә кәлгүси һәққидә тохтилимиз.

йавропа иттипақи дегән немә?

йавропа иттипақи әслидә йавропа дөләтлириниң башқа җайлардики емпирийалист урунушнилири ахирилашқандин кейин, өзара урушни тосуп қилиш мәқситидә қурулған бир иттипақтур. йавропа иттипақиниң қурғучилири өзара уруш чиқмисила йәр шари характерлиқ експалататсийәләрдин анчә биарам болуп йүрмәйду. бирақ баштин кәчүргән 2 қетимлиқ дунйа уруши вә бу урушларниң уларниң өзлиригә шундақла пүтүн иснанийәткә кәлтүргән иқтисадий зийанлири, уларни 3дунйа урушиға дүч келип қалмаслиқ үчүн иттипақлишишқа йүзләндүрди.

йавропа иттипақи игә қилған тинчлиқ вә көп хиллишиш

йавропа иттипақи қолға кәлтүргән иқтисадий утуқ, бәрпа қилинған һәмкарлиқ вә муқимлиқниң шундақла оттуриға қойулған ортақ қиммәт қарашларниң нәтиҗисидур. иқтисадий утуқ мушундақ муһит йаритилғанлиқтин пәйда болған.

исраилийәлик тарих пирофессори һебрив университети оқутқучиси йувал нуаһ һарариниң алдинқи һәптә һөррийәт гезитигә чиққан сөһбитидә ейтқиниға охшаш, йавропа иттипақиниң асаслиқ утуқи йавропа қитәсигә тинчлиқни елип кәлгәнлики болди.  йавропа иттипақи тарқилип кәтсә, уруш йавропаға йүзлиниши мумкин. һарариниң төвәндики сөзлиридә йавропа иттипақи лайиһәсиниң йавропаға тинчлиқ, көп хиллишиш вә мөтидиллиқ нуқтисидин қолға кәлтүргән утуқлириниң мәнбәсини намайан қилип бериду.

у мундақ дәйду: 

«оттура әсир йавропасида кәң қорсақлиқтин әсәрму йоқ иди. 1600йиллирида парижда һәммәйлән католик иди. һәр қандақ бир пиротестант шәһәргә кирип қалса, уни өлтүрәтти. лондонда болса, һәммәйлән пиротестант иди. һәр қандақ бир католик шәһәргә кирип қалса өлтүрүләтти. у чағларда йавропада йәһудийлар қоғлап чиқирилатти. һеч киши мусулманларни халимайтти. ваһаләнки дәл шу дәврдә истанбулда пәрқлиқ мәзһәпләргә игә мусулманлар, католиклар, әрмнийләр, ортодокислар, сиганлар вә булғарлар бирликтә хошал хорам йашайтти»

йавропа иттипақиниң қиммәт қарашлири

йавропа иттипақиниң қиммәт қарашлири дейилгәндә омумән әқилгә келидиғини демократийә, кишилик һоқуқ, қанунниң үстүнлүки, баравәрлик, әркинлик, көп хиллишиш, мөтидиллиқ, һәмкарлиқ йардәмлишиш, айримчилиқ вә нәпрәт шоарлирини рәт қилиш... қатарлиқ қиммәт қарашлар рәткә тизилиду. шүбһисизки, охшаш болмиған мәдәнийәтләрниң һәммисидә бу қиммәт қарашларни охшаш болмиған шәкилдә учратқили болиду. шуңа бу қиммәт қарашларни йавропа оттуриға чиқарған дәп қараш хата. һарариниң йуқириқи сөзлиридинму көрүвелишқа болидуки, ислам дунйасида кишилик һоқуқ, көп хиллишиш, мөтидиллиқ дегәнгә охшаш қиммәт қарашлар узун әсирләр бойичә иҗра қилинип кәлгән болса, йавропаниң бу қиммәт қарашларға игә болушиниң тарихи техи бәкла йеңи.  башқа мәдәнийәтләр тәрипидин буниңдин илгири өзләштүрүлгән вә көпинчә һалларда пәқәтла йавропаға хас болмисиму, йуқрида дейилгән қиммәт қарашларға йавропа иттипақиниң өз қиммәт қарашлири сүпитидә игә чиқиши әслидә иҗабий бир илгириләштүр. өз өзигә болған исәнчиниң ипадисидур. бу қиммәт қарашларға игә болуш билән тәң, йавропа иттипақиниң өз ичидә тинчлиқни ишқа ашурғанлиқини вә район характелиқ тинчлиқта муәййән дәриҗидә һәссә қошқанлиқини тилға алалаймиз. йавропа иттипақи дөләтлири вә йавропа итипақи қиммәт қарашлири бу дөләтләр оттурисидики һалакәтлик риқабәтни вә екиспалататсийәни көрүнәрлик дәриҗидә тормузлап қалди. 20әсирниң башлирида һәр 25 йилда бир қетим өзара уруш қилиған йавропа иттипақи дөләтлири оттурисида тәхминән 80 йилдин буйан тинчлиқ давамлишиватқан болса, буниң асаслиқ сәвәби әшу әһваллардур. 

йавропа итттипақиниң бүгүнки қиммәт қарашлиричу?

 «түнүгүнниң аптипи билән бүгүнки кейимни қурутқули болмайду, бүгүнки күндә йавропа иттипақи қиммәт қарашлар мәркизи әмәс» дегән бир етираз қолуқимға келиватқандәк қиливатиду. шуниңдәк «йавропаниң өзи әгәр өзигә әза болуш үчүн бәлгиләнгән шәртләрни орундаймән десә, һәргиз әза болалмайду» дегәнләрниму аңлаватқандәк қиливатимән. барғанчә әвҗ еливатқан ирқивазлиқ шоарлири, йавропа итипақи дөләтлириниң панаһланғучиларни инсан орнида көрмәслик позитсийәлири түпәйлидин кишилик һоқуқ имтеһан нумурлириниң толиму төвән болушиға, көпхиллиқ вә һәмкарлиқниң орнини барғанчә фашестизм позитсийәсилириниң қаплап кетишигә сәвәб болмақта. бу әһвал йавропа иттипақиниң қиммәт қарашлириға вә кәлгүсигә очуқ ашкара тәһдит шәкилләндүрмәктә.  

әгәр йавропа иттипақи тарқилип кәтсичу?

иқтисадий әндишиләр, фашест партийәләрниң ешиватқан тәсири, әмдиликтә қиммәт қараш алаһидилики болған байлиқлириниңму барғанчә йоқулуши дегәндәк сәвәбләр түпәйлидин йавропа иттипақиниң тарқилип кетиш еһтимали җиддий талаш - тартиш йаратмақта. бу әһваллар вә бәзи мәсиилиләрдики пиринсипсиз, икки йүзлүк сийасәтләр сәвәбидин бәзиләр, йавропа иттипақиниң барғанчә үнимини йоқутуп қойуватқанлиқини шуңа тарқилип кетиш еһтималиниңму чоң бир мәсилә йаратмайдиғанлиқини билдүрмәктә. бирақ мән йавропаниң тарқилип кетишиниң өзигә, райониға вә инсанийәткә нисбәтән техиму көп зийан кәлтүрүп чиқиридиғанлиқидин әндишә қилмақтимән.  

алди билән шуни унтумаслиқ керәкки, ғәрб емпирайализминиң әң залим дәврлири дәл йаврропа иттипақи қурулуштин илгирики мәзгилләргә тоғра келиду. шуңа йавропа иттипақи қиммәт қарашлиридин вә бир бирини тәңпуңлаштуруш алаһидиликлиридин айрилип қалған йавропа дөләтлириниң техиму мөлчәрлигүсиз һалға келип қилиши турғанла гәп.

қени әмисә бәзи соаллар билән әндишилиримни тәпислий чүшәндүрәйли.

1йавропа иттипақи болмайдиған болса, йавропа дөләтлирини өз ичидә йәр шари характерлиқ емпирийализим урунушлиридин тосуп қалалайдиған немә қалиду? йеқин өтмүштә тутушқан һалакәтлик вәһшийанә риқлабәтлирини зади немә чәкләп қалиду?  

бу әндишиләргә қарита йавропа иттипақиниң йаки йавропа дөләтлириниң әмдиликтә йәр шарий характерлиқ бир актийор әмәс, америка вә русийә оттурисида сиқишип қалған, хитайниң иқтисадий илгириләшлиригә қарши сийасәт йариталмиған үнүмсиз бир актийор икәнликини илгири сүриши мумкин. шундақ дәп қариған тәқдирдиму, йавропа иттипақи рамкиси болмиған әһвалда йавропа дөләтлири техиму бәк йәр шари характерлиқ актийорларға қошулушқа башлайду. бу әһвал йавропа ичидә вә районида тоқунуш хәвпини ашурмасму?

2йавропа иттипақи болмиған бир әһвалда бәлигилик пиринсиплар вә қиммәт қарашлар чәклик һалға чүшүп қалған бир риқабәт муһити пәйда болиду, бу риқабәт йавропада зади немигә хизмәт қилиду?

3һазирқи чағда йавропада йавропа иттипақи қиммәт қарашлири барғанчә ерип түгимәктә. ирқвазлиқ, йеңи татсизм, йеңи фашест һәрикәтләр тиз әвҗ алмақта. йавропада бу еқимларға тәслим болмиған дөләт әрбаблириниң сани интайин аз. меркел ахириқи мөтидил дөләт әрбаби болуп қалидиғандәк қилиду. йавропа иттипақиниң тарқилип кетиши биринчи болуп йавропада турушлуқ көчмәнләр вә мусулманларға андин йавропаниң өзигә нисбәтән техиму бәк бекинмилик вә ирқий айримчилқларни кәлтүрүп чиқармасму?

4йаропа иттипақиниң бузулиши, демократийә, кишилик һоқуқ, һәмкарлиқ көп хиллишиш вә очуқ җәмийәт қатарлиқ қиммәт қарашларни аҗизлаштуриду. дунйада техиму бекик, техиму милләтчи, диктатурчи вә бәлки техиму һакиммутләқ пәзитсийәләр алдинқи пиланға чиқиду.  бу әһвал кишилик турмушни техиму сәлибий тәсиргә учратмасму? 

5йавропа иттипақи рамкиси әслидә әнглийә, фирансийә, испанийә вә италийәгә охшаш ичидә айрилишни тәләп қилидиған районлири болған дөләтләр нуқтисидин җиддийчиликни пәсәйтиш ролини ойнимақта иди. бү рамка болмиған әһвалда бу дөләтләрдики туқунуш хәвпи техиму йуқири өрлимәсму?

дәрвәқә көрүватқинимиздәк йавропа иттипақиниң тарқилип кетиши, тарқилип кәтмигән тәқдирдиму, әвҗ еливатқан ирқивазлиқ, башқиларни чәткә қеқиш характерлиқ шоарлар вә нәпрәт тилиниң һәммидин бәк йавропаниң кәлгүсигә тәһдит болуватқанлиқи ениқ.  йавропалиқ көп хиллишишни, әркинликни вә демократийәни қоллиғучи әрбаблардин йәнә бир қетим сорап бақайли!

әҗиба өзүңларға йүзләнгән хәвпни көрүваталамсиләр?    

   һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! йуқирида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети башлиқи пирофессор доктор қудрәт булбулниң мәслигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сундуқ. келәр һәптә йәнә охшаш вақитта, йәнә башқа анализлирини диққитиңларға сунимиз. қайта көрүшкичә аман болғайсиләр хәйир хош!!

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر