қәйсәри 2- асаслиқ ремонт завути мудирлиқи

мудапиәдә миллий лайиһәләр / 12

1108617
қәйсәри 2- асаслиқ ремонт завути мудирлиқи

мудапиәдә миллий лайиһәләр / 12

қәйсәри 2- асаслиқ ремонт завути мудирлиқи

әссаламу әләйкум, түркийә авази радийосиниң һөрмәтлик ихласмәнлири, икки һәптидә бир қетим аңлитилидиған «мудапиәдә миллий лайиһәләр» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, түркийә һәрбий, сода -санаәт уйушмиси маарип ишлири мудири таркан сәзгинниң «қәйсәридә танка ремунтханиси» намлиқ мақалисини һузуруңларға сунимиз. қени ундақта диққитиңлар бу һәқтики учурлиримизда болсун!

дөлитимиздә һәрбий завутлар муһим байлиқлиримиз һесаблиниду. дөләт оргини һесаблинидиған һәрбий завутлар әмгәк күчи, паалийәтлири, имканийәт вә қабилийәтлири җәһәттин зор әһмийәткә игә.  түркийәниң һәрбий һәрикәтлиридә вә террорлуққа қарши күрәшлиридә буниң әһмийитини техиму йахши һес қилғили болиду.

қәйсәригә җайлашқан 2- асаслиқ ремонт завути мудирлиқиниң қурулуш ишлири 1951 йили башланған болуп, бу завут 1954- йилида «1020 армийә әслиһә ремонт завути» нами билән ишқа кириштүрүлгән иди.  қоманданлиқ исми болса, 1987 йили «1009 армийә әслиһә ремонт завути» ға, 2003 йили «2- асаслиқ ремонт мәркизий қоманданлиқи» ға, 2016 йилида «2- асаслиқ ремонт завути мудирлиқи» ға өзгәртилгән иди. һазирму мушу исим билән паалийәт қилмақта. завутта тәхминән 800 киши хизмәт қилиду. булардин 480 киши ишчи вә қалғанлири һәрбий офитсер, муавин офитсер вә мәмурлардин тәшкил тапиду. завут йетәкчилири вә хизмәт хадимлири билән бирликтә үнүмлүк нәтиҗиләрни йаритип кәлмәктә.

төвәндә,  түркийә һәрбий, сода -санаәт уйушмиси маарип ишлири мудири таркан зәнгинниң мәсилә һәққидики анализини оттуриға қоймақчимиз... 

2- асаслиқ ремонт завути мудирлиқи түркийә армийәси ишлитиватқан биронивик әслиһәләр үчүн ремонт қилиш, йеңилаш, заманивийлаштурулуш, йахшилаш вә запчас ишләпчиқириш қатарлиқ мулазимәтләр билән шуғуллиниду. танкилар, биронивик әскәр тошуғучи аптомобиллар, биронивик уруш аптомобиллири, биронивик ракета атар қатарлиқ аптомобил түрлирини асаслиқ мулазимәт обейикти қилиду һәмдә буларни арқа сәп йардәм хизмити биләнму тәминләйду.

қәйсәри 2- асаслиқ ремонт завути мудирлиқиниң мулазимәтлири төвәндикичә:

1 биронивик аптомобиллар үчүн запчас ишләшчиқириш؛

2 - биронивик аптамобилларниң мотир вә тизлик тәңшүгүч йағлирини контрол қилиш؛

3 електиронлуқ вә техникилиқ миханизмлирини дәриҗиләндүрүш؛

4 дост вә иттипақдаш дөләт хадимлириға вәзипә үстидә тәлим тәрбийә бериш؛

5 төвән қатлам қисимларға һәрбий мәслиһәтчилик қилиш؛

 

«M-60 T» типлиқ танка пүтүнләй йеңиланди

қурулғандин буйан биронивик аптомобилларни йиңилаш вә замаинивийлаштуруш хизмити сунуп келиватқан қәйсәри 2- асаслиқ ремонт  завути мудирлиқи қолға кәлтүргән тәҗрибилиргә тайинип, 2000 дин артуқ «M48AT1-T2» типлиқ танкини заманивийлаштурди. шуниңдәк «TAMAY» маркилиқ танка қутқузғучи аптомобил, истеһкам уруш аптомобили «İSA», көврүк йасиғуч танка қатарлиқларни ғәлибилик һалда йеңилиди. 2000 әтрапида бензинлиқ «M113 ZPT» аптомобил моторини дизеллиқ һалға кәлтүрди. май беки вә әслиһәлирини замамивийлаштуруп, һәрикәт қабилийитини өстүрди ахирида «M113 A2T2» типлиқ аптомобилға айландурди.

бу аптомобилларниң бир қисмини түркийә армийәсиниң вәзипә еһтийаҗлири даирисидә, истеһкам уруш аптомобили, биронивик қоманданлиқ орни аптомобили, җиддий қутқузуш аптомобили, қирғучи аптомобил қатарлиқларға өзгәртиштиму утуққа еришти. йеқинқи йилларда болса, «M60T» типлиқ танкини заминивийлаштуруш билән биргә «MLC 70» типилиқ көврүк йасиғучи танкиларниму ишләпчиқириш хизмитини тамамлиди.  «M60T» типлиқ танкини заманивийлаштуруш лайиһәсидә тунҗи қетим түркийә танкисини партлашқа қарши қоғдиниш қалқини қаблийитигә игә қилди. гәвдә өзгәртилгәндин башқа қорал системилириға қәдәр заминивийлаштурулған 170 данә « M-60» типлиқ танкиларниң исминиң арқисиға «түрк» дегәнни билдүридиған «T» һәрпи қошулди. бу танка «M60T» нами билән түркийә армийәсиниң актип әслиһәлири арисидин орун алди.

башқичә қилип ейтқанда, «M60T» типлиқ танка бешидин тирниқиғичә толуқ йеңилинип, түркйә армийәсиниң буйруқиға тапшуруп берилди. танкилар йеңиланғандин кейин, мәркәздә қурулған көл вә мәшиқ мәйданданлирида һәр хил синақлардин өткүзүлди. һазирму қәйсәри 2- асаслиқ ремонт завути мудирлиқида уруш йардәм аптоматиклаштүрүш лайиһәси «ADOP-2000» билән биргә, «Leopard 2A4» типлиқ танкиларға танка пачақлаш алаһидиликини қошуш хизмәтлири давамлашмақта.

 

һәрбий һәрикәтләргә күч қошуватқан завут

қәйсәри 2- асаслиқ ремунт завути мудирлиқи 2016 йили елип берилған фират қалқини һәрикити вә 2017 йили елип берилған зәйтун шехи һәрбий һәрикәтлири үчүн қәйсәри мәркәздин қошумчә запчас, мотор, қошумчә үскүнә қатарлиқларни йоллаш арқилиқ йардәм қилди. өз нөвитидә йәнә еғир зийанға учриған аптомобилларни ремунт қилиштиму актип вәзипә өтиди. мәзкур һәрикәтләрни қоллап - қуввәтләш үчүн мәркәз исмина ишләшни йолға қойүп, ишләпчиқириш, йеңилаш, вә ремонт  қилиш нисбитини икки һәссә ашурди. һәрикәт болуватқан җайда еғир зийанға учриған биронивикларни һәм дөләт ичидә, һәм чегра сиртида қутқузуш, ремонт  қилиш вә йөткәш хизмәтлирини районға йоллиған сәййарә хадимлири билән һәрикәт башланған күндин тартип, таки ахирлашқичә биҗанидил орундап кәлди. бу һәрбий карханидин йолланған ишчилар вә башқа һәрбий хадимлар сәййарә әтрәтләр билән биргә, африндики фират қалқини вә зәйтун шехи һәрикәтлиридә тәң күрәш қилди.

 

нурғун санда сүпәт вә ғәлибә мукапатиға еришкән кархана

қәйсәри 2- асаслиқ ремонт  завути мудирлиқи лайиһәләш вә ишләпчиқириш паалийәтлири даирисидики «AQAP-2110» (лайиһәләш, тәрәққий қилдуруш вә ишләпчиқиришта нато сүпитини капаләткә игә қилиш) бойичә, шимали атлантик әһди тәшкилати (нато) ниң санаәтләшкән сүпәт капалити системиси гуваһнамисиға шундақла һәртүлүк муһит бәлгилимилиригә уйғун паалийәт қилғанлиқини көрситидиған «TS EN ISO 14001» намлиқ муһит идар қилиш системиси лайақәтнамисиға игә болди.

қәйсәри 2- асаслиқ ремонт  завути мудирлиқи өзиниң әсли вәзиписидин сирт, супәт хизмәтлиригиму алаһидә әһмийәт бәрмәктә. 2017 йили 4 мартта түркийә сүпәт башқуруш җәмийитигә әза болди вә 2017 йили 8 өктәбирдә дөләтлик сүпәт хизмәтлири һәрикитини башлиған тунҗи һәрбий завут болуш унваниға еришти. дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин нуқтилиқ завут болуп талланған қәйсәри 2- асаслиқ ремонт  завути мудирлиқи қиливатқан хизмәтлири вә хизмәт тәййарлиқлири нуқтисидин 3 йултузлуқ һәқ - һоқуққа игә болуш гуваһнамисғиму еришти.

йуқирида, «мудапиәдә миллий лайиһәләр» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, түркийә һәрбий, сода -санаәт уйушмиси маарип ишлири мудири таркан зәнгинниң «түркийәниң тунҗи миллий сәзгүр нишан бәлгиләш аппарати» мавзулуқ мақалисини һузуруңларға сундуқ.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر