фирансийәдики сериқ җилиткиликләр намайиши

тәтқиқатчи җан аҗунниң темиға мунасивәтлик анализи

1106931
фирансийәдики сериқ җилиткиликләр намайиши

дәсләп фирансийә арқидин голландийә вә белгийә наразилиқ намайишлириға сәһнә болди. голландийә вә белгийәдики «сериқ җилиткиликләр»намайишиниң көлими нисбәтән кичик болди, фирансийәдики намайишларниң көлими толиму чоң болди. фирансийә сақчилириниң 1700 намайишчини назарәт астиға елип намайишчиларға мувазинәтсиз күч ишлитиши фирансийәдә қизиқ нуқтиға айланди. фирансийәдики намайишчилар ичидә п к к чилар билән четишлиқи болған гуруһларниң бузғунчилиқ қилмишлири алаһидә диққәт қозғиди. фирансийә пирезиденти еммануел макрон хәлққә хитаб қилиш арқилиқ фирансийәдики сүркилишни йиниклитишкә һәтта түгитишкә тиришти.

фирансийәдә намайиш өткүзгән «сериқ җилиткиликләр»гә қарши фирансийә сақчилири мувазинәтсиз күч ишләтти. намайишчиларға нурғун миқдарда йаш аққузуш бомбиси ишләткән  фирансийә сақчилири, фирансийә кочилириниң уруш мәйданиға айлинип кетишигә сәвәб болди. фирансийә сақчилириниң намайишчиларға қаттиқ қоллуқ қилиши нәтиҗисидә нурғун намайишчи йариланди. намайишчиларни тутқун қилиш әснасида, пуқрачә кийингән сақчиларниң намайишчиларға қаттиқ тәгкәнлики көзгә челиқти. фирансийә сақчилириниң бәзи намайишчиларға қаттиқ қоллуқ қилиши вә намайишчиларға қарши һәрбий машиниларни ишлитиши қатарлиқлар мувзинәтсиз күчниң рошән ипадилири һесаблиниду. фирансийәдики намайишларда фирансийә сақчилириниң мувазинәтсиз күч ишлитиши,  инсан һәқлири вә демократийәгә зит қилмишларни садир қилишиниң әксичә, ғәрб тартқулири бу бинормал һадисиләргә йетәрлик дәриҗидә орун аҗратмиди. әгәр дунйаниң башқа җайлиридики намайишчиларға сақчилар мувазинәтсиз күч ишләтсә ғәрб таратқулири дәрһал буни күнтәртипкә елип келип инсан һәқлири вә демократийәниң муһимлиқини көккә көтүрүшүп, намайишчиларға қаттиқ қоллуқ қилишқа сақчиларни қаттиқ әйиблишиду, бирақ бу қетим фирансийәдики вәқәләрдә намайишчиларға мувазинәтсиз күч ишләткән сақчиларниң қилмишлирини күнтәртипкә елип кәлмәслики кишиниң һәқиқәтән диққитини қозғайду. йәнә бир тәрәптин «сериқ җилиткиликләр»тинч һалда намайиш өткүзмиди, уларму мәлум дәриҗидә зораванлиқ қилмишлирини садир қилишти. уларниң бу қилмишиму диққәт тартти. мәсилән, кочилардики машинилар билән әхләт сандуқлириға от қойувәтти, сақчиларға таш вә ботулка атти, магзин вә дуканларни булаң-талаң қилишти, йол бойидики ташларни қомуруп йолларни бузувәтти. фирансийәдики намайишларда мәйданға кәлгән зораванлиқ вәқәлиридә тамларға йезилған хәтләр вә бәзи иҗтимаий таратқуларда тарқалған учурларға қарап, п к к чилар билән бирликтә һәрикәт қилған бәзи тәшкилатларниңму намайишчилар қатаридин орун алғанлиқини көрүвалалаймиз.

болупму п к к террорчилири билән бирликтә һәрикәт қиливатқан бәзи ашқун солчилларниң фирансийәдики намайшиларға қатнишиши һөкүмәтни әндишигә салди. фирансийә телевизийәсидә «сериқ җилиткиликләр»гә вакалитән сөз қилған бир кишиниң, намайишларда мәйданға кәлгән зораванлиқ қилмишлириниң җавабкариниң «ашқун күртләр билән четишлиқи болған гуруһлар»ниң икәнликини дейиши алаһидә диққәт қозғайду.

фирансийә һөкүмити намайишлар сәвәблик «ташқи күчләр»ни әйибләп,  намайишчиларни русийә һәтта американиңму күшкүрткәнликини илгири сүрди. фирансийәдики намайишларда мәйданға кәлгән зораванлиқ қилмишлири вә сақчиларниң намайишчиларға мувазинәтсиз күч ишлитишидин кейин, пирезидент еммануел макрон хәлққә хитаб қилиш арқилиқ фирансийәдики сүркилишни пәсәйтишкә тиришти. рай синашларға қариғанда, макронни қоллайдиғанларниң нисбти %26гә чүшүп қалған, макрон хәлққә хитаб қилғанда төвән мааш чекигә йәнә 100 йавро қошулидиғанлиқини, 2000 йавро мааш алидиғанлардин бир қисим баҗларниң елинмайдиғанлиқини билдүрди. бәзибир ишлириниң бир қисим кишиләрни нарази қилип қойғанлиқини тонуп йәткәнликини ейтқан макрон, хәлққә хитаб қилиш арқилиқ фирансийәдики намайишларни бесиқтурушқа тиришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر