йахшилиқ вә йаманлиқ оттурисидики күрәш мәйдани (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/ 48 - 2018

1098180
йахшилиқ вә йаманлиқ оттурисидики күрәш мәйдани (авазлиқ)

 

әзиз қериндашлар, улуғ җүмә күнимиз мубарәк болсун!

аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду:

«мән өзәмни ақлимаймән. "нәпис" дегән нәрсә һәқиқәтән йаман ишларға көп буйруйду. пәрвәрдигарим рәһмәт қилип (сақлиған) адәм буниңдин мустәсна. мениң пәрвәрдигарим һәқиқәтән мәғпирәт қилғучидур؛ наһайити меһрибандур»[1]

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис шәриптә мундақ дәйду:

«әқиллиқ киши؛ нәпсигә һаким болған вә өлүмдин кейинки аләм үчүн әмгәк қилған кишидур. бичарә киши болса, нәпсиниң һәр түрлүк арзу һәвәслиригә әгәшкән вә шундақ туруғлуқ аллаһтин йахшилиқни үмид қилған кишидур»[2]

мавҗудийәт алиминиң әң қиммәтлик әзаси шундақла вәһийниң бирдин - бир хитаб обейикти адәм әвладлиридур. йәр йүзиниң әң шәрәплик мәхлуқи болғанлиқимиз, немәтләрдин башқа йәнә, имтеһанларниму тәқәзза қилиду. инсанлардин бәзидә қорқунч, ачарчилиқ вә пәрзәнтлири билән, йәнә бәзидә байлиқи вә орун, мәнсәплири билән емтиһан елиниду. өз нәпси билән күрәш қилиш бу етиһанларниң әң чоңи һесаблиниду.

нәпис؛ бәндиниң сәлибий туйғулири, натоғра арзулири йаман хуй вә ишлириниң мәнбәсидур. нәписниң бу алаһидики қуран кәримдә һәзрәти йүсүф әләйһиссаламниң тили арқилиқ мундақ чүшәндүрүлиду:

«мән өзәмни ақлимаймән. "нәпис" дегән нәрсә һәқиқәтән йаман ишларға көп буйруйду. пәрвәрдигарим рәһмәт қилип (сақлиған) адәм буниңдин мустәсна. мениң пәрвәрдигарим һәқиқәтән мәғпирәт қилғучидур؛ наһайити меһрибандур»[3]

әзиз қериндашлар! аллаһ инсанларни әң гүзәл шәкилдә йаратқан, уни сағлам бир әқил, мустәһкәм ирадә вә чоңқур қәлб билән зиннәтлигән. тоғра билән хатани айрийалиши үчүн қуран кәримни вә пәйғәмбәрләрни үлгә қилип бәргән. шуңа ата қилған немәтлириниң тәқәззаси сүпитидә, уни қандақ ишлитишни вә нәпсиниң чеки йоқ арзу - истәклиригә қарши қандақ күрәш қилиши керәкликини өгәткән. тоғра таллашта болған, өз ирадисиға игә чиқалиған, нәпсини «сән тохтап тур!» дейәлигән, гунаһлиридин паклинип өзини ислаһ қилған киши ниҗатлиққа еришиду. әксичә нәпсиниң арзулириға бойун әгкән, һавайи һәвәсниң қулиға айланған, әқлини ишқа селип, арзу арманлирини контирол қилалмиғанлар болса, һалакәткә учрайду.

аллаһ таала қуран кәримдә бу нуқтини бизләргә мундақ әскәртиду:

«нәпис вә уни чирайлиқ шәкилләндүрүп рәткә салғучиға, униңға йахши вә йаман болуш қабилиийити ата қилғучиға қәсәм болсунки, нәпсини паклиған киши чоқум ниҗатлиқ тапиду. уни арзу һәвәслиригә йалғуз ташлап қойғанлар зийан тартиду»[4]

қиммәтлик мусулман қериндашлар! йахшилиқ билән йаманлиқниң әсли күрәш мәйдани нәпистур. инсанийәт тарихи нәпсигә әгишип, өзини вә өзи йашаватқан җәмийәтни һалакәткә иттиргәнләрниң санақсиз мисаллири билән толуп турупту. адәм әләйһиссаламниң пәзәнтлиридин бирси болған қабил һавайи һәвәс, һәсәтлиригә йәни, өз нәпсигә әгәшкәнлики үчүн қериндиши һабилни өлтүргән иди. йақуб әләйһиссаламниң оғуллириму нәпислириниң әсиригә айлинип, көрәлмәслик түпәйлидин қериндиши һәзрәти йүсүфни қудуққа атқан иди. шуниңдәк пирәвнлар, нәмрутлар, қарунлар вә әбу җәһилларниң һәммиси дегүдәк нәпсиниң арқидин йүгүрүп, вәһийниң рәһбәрликигә йүз өригән, бәзиси тәхтигә, бәзиси күч -қудритигә, бәзиси байлиқиға, йәнә бәзиси мәнмәнликигә ишишинип, һәм дунйада рәсва болған, һәм ахирәттә азабқа дучар болған. 

дәрвәқә, мөминләр үчүн муһим болғини нәпсигә ләнәт оқуш әмәс, уни тәрбийәләш вә гүзәл хуйлуқ қилиштин ибарәттур. аллаһ сезип бәргән чәк - чеграларға, әхлақ вә виҗдан өлчәмлиригә зит һәр түрлүк арзу - истәкләргә қарши нәпсини контроллуқи астида тутуп туруштур. йахшилиқ вә йахшиларниң тәрипидә түрүп, йаманлиқ вә йаман инсанларға қарши мәйданда тик туруштур.

әзиз мөмин қериндашлар! пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис шәриптә мундақ дәйду:

«әқиллиқ киши؛ нәпсигә һаким болған вә өлүмдин кейинки аләм үчүн әмгәк қилған кишидур. бичарә киши болса, нәпсиниң һәр түрлүк арзу һәвәслиригә әгәшкән вә шундақ туруғлуқ аллаһтин йахшилиқни үмид қилған кишидур»[5]

ундақта өткүнчи дунйаниң алдамчи рәңгигә һәвәс қилидиған нәпсимизниң арқисиға кирмәй, әқлимизни, ирадимиз вә сәбримизни һәр даим җанлиқ тутайли!

һайатниң бир емтиһан икәнликини, өлүмниң вә һесаб күниниң чоқум келидиғанлиқини бир дәмму әстин чиқармайли! улуғ пәрвәрдигаримизниң йошурун вә ашкара барлиқ әһвалимизни көрүп туридиғанлиқиға даир еңимизни тирик тутқан һалда йашайли! шундақ қилғандила купирлиқниң зулмитидин узақ, гунаһларниң йүкидин пак, хатириҗәм вә камил бир мөмин болалаймиз. 

хутбимизни сөйүмлүк пәйғәмбиримизниң муну дуаси билн ахирилаштурмақчимиз:

«и аллаһим! нәпсимгә тәқвалиқ ата қилғин, нәпсимни паклиғин, уни әң йахши йаклиғучи пәқәтла сән. 

и аллаһим, мәнпәәтсиз илимдин, қурқмайдиған қәлбтин, тоймайдиған нәпистин вә қобул болмайдиған дуадин саңа сиғинип панаһ тиләймән»[6]

амин!

 


[1]  - сүрә йүсүф, 53 айәт

[2]  - тирмизи, қийамәтниң сүпәтлири, 25 һәдис. ибни маҗә, зуһд, 31 һәдис

[3]  - сүрә йүсүф, 53 айәт

[4]  - сүрә шәмс, 7 -10 айәт

[5]  - тирмизи, қийамәтниң сүпәтлири, 25 һәдис. ибни маҗә, зуһд, 31 һәдис

[6]  - муслим, зикир, дуа, тәвбә вә истиғфар/ 73 – һәдис



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر