«бир бәлбағ вә бир йол лайиһәси»тузақму йаки мукапатму?

доктор әркин әкрәмниң темиға мунасивәтлик анализи

1093222
«бир бәлбағ вә бир йол лайиһәси»тузақму йаки мукапатму?

америка билән хитай оттурисидики сода уруши давамлишиватқан бир пәйттә, австралийә һөкүмитиниң хитайниң австралийә ширкәтлиригә сибәр һуҗуми қозғиши тоғрисида байанат беришигә қарита, америка пирезиденти доналд трампниң иқтисад мәслиһәтчилири кеңишиниң әзаси кевин һассет, хитайниң бу қилмиши түпәйли хитайниң дунйа сода тәшкилатидин чиқириветилиши лазимлиқини ейтти. нәтиҗидә униң сөзи хәлқарада зор ғулғула пәйда қилди.

тинч окйандики папуа йеңи гивинейәсидә чақирилған асийа тинч окйан һәмкарлиқи алий рәһбәрләр йиғини ахирлашқандин кейин, америка билән хитай оттурисидики ихтилап сәвәбидин лидерлар ортақ хитабнамә үстидә пикир бирлики һасил қилалмиди.

папуа йеңи гивинейә баш министири петер онейл, асийа тинч окйан һәмкарлиқи алий рәһбәрләр йиғинидин кейин байанат берип, бәзи ихтилаплар түпәйли ортақ хитабнамә елан қилиналмиғанлиқини әскәртип, пүткүл дунйаниң америка билән хитай оттурисидики сода уруши сәвәбидин әндишә ичидә туруватқанлиқини ейтти. тинч окйан дөләтлири арисида 29 йилдин буйан тунҗи қетим ортақ хитабнамә елан қилиналмиғанлиқи билдүрүлди.

а п агентлиқиниң билдүрүшичә, америка хитайниң изчил сода қаидилиригә хилаплиқ қилип келишиниң ортақ хитабнамидә тәкитлинишини тәләп қилған болса, хитай американиң бу ишиниң битәрәп болмиғанлиқини дейиши сәвәбидин ортақ хитабнамә елан қилиналмиған.

алий рәһбәрләр йиғинида сөз қилған америка муавин пирезиденти майк пенс, хитайниң асасий қурулуш лайиһәлири үчүн «бир бәлбағ вә бир йол лайиһәси»даирисидә пул-муамилә қаидә-пиринпслириға зит һалда тинч окйан дөләтлиригә қәрз пул бәргәнликини әскәртип мундақ дегәниди: «хитай қәрз бәргән асасий қурулуш лайиһәлирини тамамлаш тәс вә униң үстигә бу лайиһәләр сүпәтсиз. бу лайиһәләр дөләтләрни қәрз патқиқиға паттуруп қоймақта, шуңа хитайға қәрз болуп қелип өзүңларниң мустәқиллиқини вә игилик һоқуқини хәтәргә иттирмәңлар, дөлитиңларни қоғдаңлар.» буниңға қарита хитай дөләт рәиси ши җинпиң: «бир бәлбағ вә бир йол лайиһәмиз һечкимни қийин әһвалға чүшүрүп қоймайду, һечкимни чәткә қақмайду, бәзиләр билҗирлиғандәк бу лайиһәмиз тузақ әмәс»дәп җаваб қайтурди.

доналд трампниң иқтисади мәслиһәтчисиниң бу сөзи билән асийа тинч окйан һәмкарлиқи али рәһбәрләр йиғинида ортақ хитабнамә елан қилинамаслиқи америка-хитай оттурисида сода урушиниң кәскин боливатқанлиқиниң ипадиси һесаблинамду? хитай билән америка оттурисидики сода уруши техиму кәскинлишәмду йаки ахирлишиши мумкинму?  муавин пирезидент майк пенс дегәндәк хитайниң «йипәк йоли лайиһәси»тузақму йаки хитай дегәндәк дунйаниң тәрәққийати үчүн пайдилиқму?



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر