аилидә шәпқәт вә назакәт тили (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/43 - 2018

1076457
аилидә шәпқәт вә назакәт тили (авазлиқ)

әзиз мумин қериндашлар! җүмә күниңлар мубарәк болсун!

аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду:

аллаһниң аламәтлиридин бирси шуки, у силәр үчүн өз типиңлардин айалларни йаратти, таки уларниң йенида һозурлинишиңлар үчүн һәмдә араңларда муһәббәт вә мәрһәмәт орнатти. шәк- шүбһисизки, пикир йүргүзидиған қәвм үчүн буниңда нурғун аламәтләр бар»[1]

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис - шәриптә мундақ дәйду:

«силәрниң әң хәйрилик болғиниңлар аилисигә әң хәйрилик болғучилардур. мәнму араңларда аилисигә әң хәйрилик болғучилардинмән»[2]

һәммәйләнки мәлумки, ислам җаһилийәт дәвригә тәвә һәр түрлүк йаман сөз вә адәтләр йоқалған, иман вә гүзәл әхлақ һаким болған бир саадәт дәврини бәрпа қилип бәргән иди. исламниң тунҗи хитаб обйекти болған саһабиләр йахши хуй меҗәз, гүзәл сөзлүк, халис нийәтлик инсанлардин тәшкил тапқан илғар затлар иди. уларниң арқисидин кәлгән нәсилләргә вә бүгүнки дәврдики бизләргә әң йаришидиғиниму саһабә кирамларни үлгә қилиш, уларниң қуран билән камаләткә йәткән вә сүннәт билән йуғурулған турмуш тәрзини дәвримиздә йашнитиш, гүзәл әхлақи вә меһри шәпқәтлик муамилисини өзимизгә рәһбәр қилиштин ибарәттур. 

дәрвәқә сөзниң әң гүзилигә әң йеқиндикилимиз һәқлиқтур. назакәт вә хушпииллиқа шундақла әң арзулуқ сөйгү вә һөрмәткә лайиқ болған аилимиздур. шуңа пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис шәриптә: «силәрниң әң хәйрилик болғиниңлар аилисигә әң хәйрилик болғучилардур. мәнму араңларда аилисигә әң хәйрилик болғучилардинмән»[3] дегән иди.

пәйғәмбәр әләйһиссаламниң өз аилиси билән йахшилиқ вә еһсан асасида қуруп чиққан риштисини бизгә үлгә қилип көрсәткәнлики толиму муһим әһмийәткә игә. чүнки аилә бир өмүр бөйи сөйгү, хатириҗәмлик вә ишәнчкә толидиған әң сәмимий муһит болуп һесаблиниду.

әзиз мөмин қериндашлар! аллаһ таала аилә арқилиқ бизләргә чоң дада, җоң ана, ата ана, айал, пәрзәнт, нәврә вә қериндаш болушни немәт қилип бәргән. аилә ана қәлбниң гүзәлликидур вә дада өйниң бәрикитидур. әр - айал оттурисидики сөйгү вә садақәтниң чоңқурлиқидур. әвладниң ата анисиға көрсәткән һөрмити, мәрһәмәтниң кәңликидур.

қуран кәримдә аллаһ таа аилигә охшаш қиммәтлик бир хәзининиң әһмийитини тәкитләп, «аллаһниң аламәтлиридин бири шуки, у силәр үчүн өз типиңлардин айалларни йаратти, таки уларниң йенида һозурлинишиңлар үчүн һәмдә араңларда муһәббәт вә мәрһәмәт орнатти. шәк- шүбһисизки, пикир йүргүзидиған қәвм үчүн, буниңда нурғун аламәтләр бар»[4] дәйду.

ениқки, бәхтийар бир аилә, сөйгү вә пидакарлиқ билән қурилиду. адаләт вә виҗдан билән мәвҗутлиқи мустәһкәмлиниду. үлпәт вә көйүм - шәпқәт билән қоғдилиниду. зор қейинчилиққа дуч кәлгән чағлардиму көңүл алидиған бир икки еғиз сөз аилини бир биригә мәһкәм бағлийалайду. чоң кичик һәр бир җан игисигә һөрмәт қилиш һаким орунға өткән бир аилидә, рәһмәт йаңрайду, қопаллиқ вә зораванлиқ сүкүткә патиду.  аилиниң әр - айал һәр бир әзаси көйүмчан болған аилидә, има қилип болсиму азар беридиған, көңүлини рәнҗитидиған иш болмайду. чүнки пәйғәмбәр әләйһиссаламму пүтүн һайати бойичә һеч кишини азарлап баққан әмәс. айаллириға нисбәтән даим сәбирчан, назук, хошпиил муамилә қилған. һәтта һәдис шәриптә: «һеч бир мөмин айалидин нәпрәт қилмайду. униң бирәр ишини йахтурмиса, чоқум рази болидиған башқа бир иши болиду»[5] дейиш арқилиқ бизләрни өзара маслишишқа вә инсаплиқ болушқа дәвәт қилған иди.

әзиз қериндашлар! хәйрилик бир мөмин һайатниң җапа мушәққитини бирликтә тартқан, дәрдигә ортақ болған, хошаллиқиға һәмраһ болған аилә әзалириниң қиммитини билиду. уларниң аллаһниң немәтлири болғанға охшаш аллаһниң аманитиму икәнликини билиду. мөмин болушниң, йәни «қолидин вә тилидин башқилар хатириҗәм болалайдиған мөмин»[6] болушниң алди билән өз аилиисдин башлинидиғанлиқини қәтий унтумайду. 

хәйрилик бир айал, некаһланған чағда бәргән вәдисигә садиқ болиду. әһдигә вапа қилиду. йахши бир дада, аилисидә адил вә шәпқәтлик болғанлиқи үчүн сөйүлиду. аилә әзалири билән йахшилиқ йолида һәр даим қәлб бирлики ичидә, мурини муригә терәп маңиду. чүнки аилә ичидики хошаллиқ вә хатириҗәмлик сағлам бир риштә билән мәңгүлүк һалға келиду.

сөйүмлүк пәйғәмбримиз: «аллаһқа вә ахирәткә иман ейтқан киши хәйрилик гәп қилсун, болмиса сүкүт қилсун»[7] дегән һәдиси арқилиқму мөминләргә һәр даим хәйрилик сөз қилишни вә хәйрилик ишларниң арқидин йүгүрүшни өгәткән иди. бу нәсиһәтләрниң хитаб обйекти болған бизләрниң вәзипимиз, хушчирай, хуш сөзлүк болуш, рәхмәт ейтиш вә тәқдирләшләрни аилимиздин айимаслиқтин ибарәттур.

әзиз мөмин қериндашлар! қени әмисә аччиқи вә татлиқи билән һайат сәпиримизни бирликтә давамлаштурған аилимизниң қиммитини қайтидин һес қилайли!  айаллиримиз вә әвладлримизға нисбәтән шәпқәтлик вә назакәтлик муамилә қилайли! питниң аччиқида чапанни отқа ташлимайли! азарлимайли! өзимизму ағринип йүрмәйли! әксичә һәрқандақ әһвалда һәммәйләнгә меһри шәпқәт, әхлақ - пәзиләт билән муамилә қилишни өзимизгә бәлгә қилайли! аилидики биарамлиқларниң сәвәбчиси әмәс, хушаллиқниң вә хатириҗәмликниң капалити болайли!

аллаһ таала қуран кәримдә бизгә өгәткән муну дуани телимиздин чүшүрмәйли!

«и пәрвәрдигаримиз! айаллиримиз вә әвлатлиримиз билән көзлиримизни иллитқин, бизни тәқвадарларниң имами қилғин»[8] амин

 

[1] - сүрә рум, 21айәт

[2] - тирмизи, мәнақиб, 63һәдис

[3] - тирмизи, мәнақиб, 63һәдис

[4] - сүрә рум, 21айәт

[5] - муслим, рәда, 61һәдис

[6]  - муслим, иман, 65һәдис

[7]  - әбу давуд, әдәб, 112вә 123 һәдисләргә қаралсун

[8]  - сүрә фурқан, 74айәт



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر