аллаһниң гүзәл исимлири мөминләргә немини тәлқин қилиду? (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/ 38 - 2018

1054221
аллаһниң гүзәл исимлири мөминләргә немини тәлқин қилиду? (авазлиқ)

 

 

әзиз мумин қериндашлар! җүмә күниңлар мубарәк болсун!

аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду:

«әнә шу аллаһтин башқа һечбир мәбуд йоқтур. у йошурун вә ашкара һәммини билгүчидур, у наһайити шәпқәтлик вә наһайити меһрибандур. әнә шу аллаһтин башқа һеч мәбуд бәрһәқ йоқтур ки, у (мутләқ) падишаһтур. муқәддәстур. саламәтлик бәхш әткичидур. әмин қилғучидур. һәммини көзитип турғучидур. һәммидин ғалибтур. өз һөкмини чоқум иҗра қилғучидур. каттилиқниң игисидур. (мушрикларниң) шерик кәлтүргән нәрсилиридин пактур. әнә шу аллаһ (һәммини) йаратқучидур. (йоқлуқтин) бар қилғучидур. (һәммә нәрсигә) сүрәт (шәкил) беғишлиғучидур. әң чирайлиқ исимларниң игисидур. асманлардики вә земиндики нәрсиләр униңға тәсбиһ ейтип туриду. у ғалибтур. һекмәт билән иш қилғучидур»[1]

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис шәриптә мундақ дәйду:

«аллаһниң 99 исми бар. ким бу исимләрни өгинип, һәқиқигә йариша әмәл қилса вә уни зикри қилса җәннәткә кириду»[2]

бизләр әтигини вә ахшими намаздин кейин, сүрә һәширниң ахириқи 3 айитини тилавәт қилимиз. аллаһниң барлиқи, бирлики вә улуғлуқини әскә алимиз. әң гүзәл исим - сүпәтлири билән униңға тәсбиһ ейтимиз. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң әтигән вә ахшамда бу айәтләрни оқуғанларға малаикиләрниң дуа қилидиғанлиқидин ибарәт хуш хәвиригә сазавәр болушқа тиришимиз.[3]

һәшир сүриниң ахириқи 3 айити «аллаһтин башқа һеч мәбуд йоқ» дегән тәвһид пиринсипи билән башлайду. һәр қандақ мусулманға бу һәқиқәтни чин йүрики билән қобул қилиши вә аллаһқа сәмимий бир шәкилдә тәслимийәттә болуши лазимлиқини өгитиду. андин «рәббимиз йошурун вә ашкара һәммини билгүчидур. у наһайити шәпқәтлик вә наһайити меһрибандур» йәни, мәхпий вә ашкара, көрүнидиған йаки көрүнмәйдиған һәммә нәрсини тулуқ билиду. рәһмандурки, дунйадики барлиқ инсанларға шәпқәт қилиду. рәһимдурки, ахирәттә пәқәтла мөминләргә рәһмитини бәхш етиду, дейилду.

мөмин؛ аллаһниң һәр даим вә һәммила йәрдә өзини көрүп туридиғанлиқини, һәр түрлүк нийәт вә хийаллириниму билидиғанлиқини һес қилған һалда йашайду. чүнки у рәббиниң өзигә шаһ томуридинму бәк йеқин икәнликини билидиған кишидур.[4]

әзиз қериндашлар, аллаһ таала өз исимлири арқилиқ бизгә өзини мундақ төнитиду؛

«у (мутләқ) падишаһтур. муқәддәстур. саламәтлик бәхш әткүчидур. әмин қилғучидур. һәммини көзитип турғучидур. һәммидин ғалибтур. өз һөкмини чоқум иҗра қилғучидур. каттилиқниң игисидур» йәни, аллаһ падишаһтур, пүтүн мүлүкниң һәқиқий игисидур. мәвҗутулуқму униң вә йоқлуқму униңдур. қол илкимиздики немәтләрни у бизгә аманәт қилған. шуңа мөминләр игә болған барлиқ немәтләрниң өзигә аллаһ тааладин қилинған аманәт икәнликни билиш еңи билән һәрикәт қилиду. мал мүлүк, орун мәнсәп вә шан шөһрәтниң қулиға айлинип қалмайду. вақти кәлгәндә бу барлиқ немәтләргә һесаб беридиғанлиқиға даир әқидиси билән аманәткә қәтий риайә қилиду. 

улуғ аллаһ муқәддәстур. һәр түрлүк нуқсанлардин пактур. мутләқ камаләт игисидур. у саламәтлик вә тинчлиқ бәхш әткүчидур. хатирҗәмлик вә тинчлиқниң мәнбәсидур. мөминму өз аилисидин башлиғанчә турмушниң барлиқ саһәлиридә хатириҗәмлик вә аманлиқни үстүн қилиш үчүн ғәйрәт қилиду.

аллаһ таала ишәнч бәргичидур. өзигә ишәнгәнләрни қорқунчтин әмин қилиду. қәлбини ачқанларға иман бәхш етиду. у муһәйминдур. йәни һәммини көзитип турғучидур. дунйадики һәр түрлүк қейинчилиқларда биз йалвуридиған вә сеғинидиған бирдинбир тайанчимиздур.

 у әзиздур, йәни, һәммидин ғалибтур. иззәт вә һөрмәтниң һәқиқий игисидур. 

у җәббардур, йәни халиған ишни һәрқандақ әһвалда чоқум қилидиған, дәртләргә дәрман, йариларға мәрһәм болғучидур.

 у мутәкәббирдур. йәникаттилиқ пәқәт униңғила йаришидиған, каттилиқта тәңдиши болмиған заттур. униң алдида башқа һәммәйлән аҗиздур.

у (мушрикларниң) шерик кәлтүргән нәрсилиридин пактур؛ йәни, һәр түрлүк йетәсизликләрдин пактур, рәббимизниң тәңдиши вә охшиши йоқтур.

әзиз қериндашлар! һәшир сүриниң ахириқи айитидә, аллаһ таала мундақ дәйду:

«әнә шу аллаһ (һәммини) йаратқучидур. (йоқлуқтин) бар қилғучи, (һәммә нәрсигә) сүрәт (шәкил) беғишлиғучидур» йәни, аллаһ халиғанни халиған шәкилдә һеч қандақ әвришкиси болмастин йаратқучидур. мәвҗутлуқларниң һәммигә шәкил вә алаһидиликләрни бәлгилигүчидур. 

мөмин ахириқи тиниқиғичә аллаһ бәхш әткән тәбиитигә игә чиқиду. аллаһниң нәзиридә әң қиммәтлик көрүнүш, мал мүлүкниң көплики әмәс, иманниң камиллиқидур. қәлби сағлам, әмәлий салиһ вә гүзәл охлағлиқ болғанларни йахши билиду. мөминләр қәлбини адавәт, нәпрәт, питнә вә һәсәткә охшаш йаманлиқлардин узақ тутиду.

 аллаһ әң чирайлиқ исимларға игидур, бизләр униң гүзәл есимлири арқилиқ униңға йелиништа болимиз. шуңа пәйғәмбәр әләйһиссаламму һәдис шәриптә: «аллаһниң 99 исими бар. ким бу исимләрни өгинип, һәқиқигә йариша әмәл қилса вә уни зикри қилса җәннәткә кириду»[5] дегән болуп, рәббимизниң гүзәл исимлириниң мәнисини йахши чүшинип, тәқәззасиға мас әмәл қилиш һәммимизниң ғайиси болуши лазим.

«асманлардики вә земиндики нәрсиләр униңға тәсбиһ ейтип туриду. у ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур» йәни, асманлардики вә земиндики барлиқ мәвҗотлуқ аллаһқа тәсбиһ ейтиду. уни улуғлайду. униң мутләқ қудрәт, һөкүм вә һекмәтниң игиси икәнликигә шәксиз ишиниду. бизниң вәзипимизму һәм тилимиз билән һәм аллаһниң разилиқиға мас келидиған иш һәрикәт әмәллиримиз арқилиқ улуғ рәббимизгә тәсбиһ ейитиштур. бу дәл униңға баш әгкәнликимиздур.

әзиз мөмин қериндашлар! аллаһқа болған иманниң тәқәззаси бойичә униңға һеч нәрсини шерик кәлтүрмәсликниң мәниси, униңдин башқа һеч бир күчниң алдида егилмәсликтур. аллаһқа болған тәслимийитимиз вә бәндичиликимизниң йәнә бир ипадиси болған вәзипимизни қәтй унтуп қалмайли!

бу мубарәк җүмә вақтида һәммәйлән тәң аллаһқа чин қәлбимиздин йалвуруп муну дуани қилайли!

и рәббимиз! бизләрни саңа һәққий ишәнгән, исламға сәмимийлик билән мәһкәм бағланған, һәшир сүрисидә сән өгәткән һәқиқәтләрни чүшүнүп әмәл қилған бәндилириңдин қилғин!

и рәббимиз! қуан кәримниң рәһбәрликидин, пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссаламниң йол башчилиқидин бизләрни бир дәмму мәһрум қилимиғин!

и рәббимиз шаһадәтни арзу қилип, җанлирини пида қилишқа көкрәк киргән вә ғазийлиқ мәртивиси билән шәрәпләнгән қәһриманлиримизға саламәтлик, хатирҗәмлик вә бәхтийарлиқ нисип қилғин!

и рәббимиз! сәндин башқа һечқандақ күчкә баш әгмәсликтин ибарәт тәвһид әқидисиниң тәқәззаси бойичә, динини, миллитини вә вәтинини қоғдаш йолида җанлирини пида қилған әзиз шеһитлиримизгә рәһмәт қилғин, хәлқимизни әнә шу шеһитлиримизниң руһи билән руһландурғин! амин.

 

 


[1]   - сүрә һәшир, 22 -, 23- вә 24 айәт

[2] - бухари

[3] - тирмизи, қуранниң пәзиләтлири, 22һәдис

[4] - сүрә кафниң 16айтигә қаралсун

[5] - бухари



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر