сүрийәдики ахирқи қәлә-идлиб

тәтқиқатчи җан аҗунниң темиға мунасивәтлик анализи

1054216
сүрийәдики ахирқи қәлә-идлиб

русйә вә иранниң йантайақ болуши билән әсәд һакимийити сүрийәниң нурғун районини һәрбий йоллар арқилиқ қайтидин қолға киргүзүвалди. сүрийәдики өктичи қораллиқ күчләр вә һумус, ғута, дәра вә башқа районлардики йәрлик хәлқниң идлибкә көчүп келишидин кейин идлиб һәм сүрийәлик йәрлик хәлқниң һәмдә қораллиқ өктичиләрниң әң ахирқи қәләсигә айланди. уруштин илгири нопуси 700 миң болған идлибтә нөвәттә  3 милйондин артуқ киши йашимақта. сүрийә мәсилисини һәл қилиш үчүн өткүзүп келиниватқан астана музакирилиридә тоқунушни пәсәйтиш райони қилип бекитилгән 4 райондин бирси дәл идлиб иди. астана музакирилири даирисидә түркийә армийәси идлибтә җәмий 12 көзитиш нуқтиси бәрпа қилип чиққаниди.

әсәд әскәрлириниң идлибкә қозғиған һуҗумлири узундин буйан күнтәртипниң қизиқ нуқтилиридин бири болуп кәлмәктә. навада идлибкә кәң көләмлик һәрбий һәрикәт қозғалған тәқдирдә идлибтә көч долқуни йүз берәтти, милйонларчә адәм түркийәдин панаһлиқ тиләйтти. түркийә дунйа бойичә әң көп мусапирға саһибханлиқ қиливатқан дөләтләр бири болуп, навада бу қетим идлибтин мусапир кәлсә бу мусапирларни мувапиқ орунлаштурушта һәқиқәтән қийлинип қалатти. идлибкә қилинидиған һуҗум кәлтүрүп чиқиридиған вәйранчилиқ вә инсаний киризисләр пүткүл дунйани әндишә салди. мушундақ һалқилиқ пәйттә һәм нәқ мәйданда һәмдә музакирә үстилидә идлиб киризисини һәл қилиш үчүн түркийә дадиллиқ билән һәрикәткә өтти.

астана музакирилиридин кейин иран, түркийә вә русийә теһранда сүрийә мәсилиси бойичә мәхсус йиғин чақирди. йиғинда җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған идлибтә оқ чиқиришни тохтитиш вә инсаний бөһранларниң келип чиқишини алдини елиш зор күч сәрп қилди, әрдоғанниң бу тиришчанлиқиға пүткүл дунйа шаһит болди, бу  йиғин асасән нәқ мәйдандин бивастә тарқитилди. бу қетимқи алий рәһбәрләр йиғинида идлибтә оқ чиқиришни тохтитиш пикиригә иран билән русийә наразилиқ билдүргән болсиму, идлибтики тәрәпләрни қорал ташлашқа чақирди. буниңдин сирт, түркийәниң қәтий позитийәси нәтиҗисидә һеч болмиғанда идлибкә һәрбий һәрикәт елип бериш вақтинчә кечиктүрүлгән болди вә идлиб мәсилисигә үнүмлүк чарә тепиш үчүн азрақ болсиму пурсәт йаритилди.  

идлб мәсилисини һәл қилиш үчүн нурғун чарә оттуриға қойулмақта. русийә вә иттипақдашлири түркийәниң көзитиш нуқтилиридин чекинп, идлибкә кәң көләмлик һәрбий һәрикәт қозғашни қобул қилиши үчүн бесим ишлитип кәлмәктә. түркийә болса мәсилини пәрқлиқ йоллар билән һәл қилишқа тиришмақта. бу йоллардин бирси  түркийә вә түркийәгә йеқин туридиған қораллиқ өктичи күчләрниң нопузини күчәйтип, һәйәт таһрир уш шам вә бәзи гуруппиларниң һеч болмиғанда шималдин чекинип җәнубға йөткилиши, шундақла түркистан ислам партийәси вә һурас әд дәнгә охшаш гуруппиларни тарқақлаштуруштин ибарәт.

идлибтә инсаний бөһранларниң алдини елиш үчүн түркийә өзигә йеқин тәрәпләр билән бирликтә идлибкә кирип, идлиб мәркизи болуп бихәтәр район бәрпа қилиш әң мувапиқ чарә болуши мумкин. бу чарә өктичиләрниң тәлтөкүс земинсиз қелишиниң алдини елиш, инсаний бөһранларниң йүз беришигә қарап турмаслиқ, п к к –й п г террорлуқ тәшкилатиниң қалаймиқан вәзийәттин пайдилинип кетишиниң алдини елиш қатарлиқларда ишқа йарайду. навада идлибкә һәрбий һәрикәт қозғалған тәқдирдә п к к ниң сүрийәдики гумаштилириға пурсәт йаритилиду. иранға тәвә қораллиқ күчләр вә һизбуллаһниң сүрийә демократик күчлиригә қарашлиқ қораллиқ күчләрниң һәрбий тәлим еливатқанлиқи мәлум. бу күчләрму идлбкә қарши елип берилидиған һәрбий һәрикәткә қошулушни пиланлап йүргәнлики тоғрисида учурлар бар. бу күчләр афринни  қайтидин қолға чүшүрүшниң койида йүрмәктә. буниңдин сирт сүрийәниң тел-рифат районидиму бу күчләр қошун топлимақта. мушундақ хәтәрлик вәзийәттә түркийәниң актип һәрикәт қилиши наһайити тәбиий иштур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر