һиҗрәт биздин немини тәләп қилиду? (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/ 36 - 2018

1045287
һиҗрәт биздин немини тәләп қилиду? (авазлиқ)

 

әзиз мумин қериндашлар! җүмә күниңлар мубарәк болсун!

аллаһниң рәһмити билән алдимиздики сәйшәнбә күни муһәррәм ейиниң түнҗи күнигә йәни, һиҗрийәниң 1440йилиға қәдәм қойған болимиз. һиҗрәтниң башлиниши вә хатирә йил беши болған бу күнләрниң пүтүн миллитимизгә вә пүтүн ислам дунйасиға хәйрилик елип келишини улуғ аллаһтин теләймиз. 

каинатниң иптихари пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссаламниң дәвитини қобул қилмиған мушриклар, пәйғәмбәр әләйһиссаламға вә мөминләргә қилмиған зулум сетәм, қейин қистақлири қалмиған иди. ахири мәккидә нәпәс елиш мумкин болмайдиған һалға келип қалғанда, аллаһ таала мөминләрни өз динида әркин йашийалиши, ибадәтлирини раһәт ада қилалиши үчүн һиҗрәт қилишқа буйриди. дәсләптә мөминләрниң бир қисми мәдинигә маңди.  андин пәйғәмбәр әләйһиссалам садиқ дости әбу бәкир рәзийәллаһу әнһу билән биргә мәдәнигә һиҗрәт қилди.

әзиз қериндашлар! ислам тарихиниң бу шәрәплик сәпири, ихтийари бир көчүш әмәс, бәлки һәқ вә һәқиқәтниң йәр йүзигә һаким болуши үчүн имканийәт издәшниң үлгилик һәрикити болған иди.

һиҗрәт؛ аллаһқа болған иманниң, садақәт вә тәслимийәтниң, сәбирчанлиқ вә мәйданида мустәһкәм турушниң намайәндисидур.

һиҗрәт؛ аллаһниң ризаси, инсанийәтниң хатириҗәмлики вә тинчлиқи үчүн барлиқидин ваз кечәләйдиған пидакар муһаҗирларниң, өзилиригә қачақ ачидиған мәрт әнсарлар билән дидарлишишидур.

бу җапалиқ вә бәрикәтлик сәпәр қериндашларға айландурған муһаҗирлар билән әнсарлар һәққидә қуран кәримдә мундақ хуш хәвәр берилиду:

«һәммидин илгири иман ейтқан муһаҗирлардин вә әнсарлардин, йахшилиқ қилиш билән уларға әгәшкәнләр (йәни табиинлар вә қийамәткичә уларниң йолида маңғанлар) дин аллаһ рази болди, уларму аллаһтин мәмнун болди. аллаһ уларға астидин өстәңлар еқип туридиған җәннәтләрни тәййарлиди. улар җәннәттә мәңгү қалиду. бу чоң бәхиттур» (сүрә төвбә, 100айәт)

әзиз қериндашлар! һиҗрәт саадәт дәвридә бир қетим йүз берип ахирилашқан вәқә әмәс. бәлки бүгүнки күндиму көзлири йашқа толған нурғунлиған мусулманлар йурт маканлиридин айрилип һиҗрәткә атланмақта. өзигә әнсарлиқ қилалайдиған, йахши инсанларға сеғинмақта. бизниң йәлкимизгә чүшкән мәсулийитимиз болса, һиҗрәтниң бу хатирә күнлиридә бу һәқиқәтни йәнә бир қетим әскә елип, зулум вә адаләтсизликниң ахирилишиши үчүн тиришчанлиқ көрситиштин ибарәттур.

һиҗрәт؛ йәнә бир мәнидин һәр түрлүк илләтләрни ташлап, йаманлиқтин узақлишиш вә йахшилиқ йолиға қарап қәдәм ташлаштур. шуңа пәйғәмбәр әләйһиссалам һиҗрәтниң бу мәнивий тәрипини мундақ ипадиләп бәргән иди:

«мусулман қолидин вә тилидин башқа мусулманларға зийан йәтмәйдиған кишидур. муһаҗир болса, аллаһниң мәний қилған ишлирини ташлиған кишидур» (бухари, иман баби, 4һәдис)

әзиз мөмин қериндашлар! һиҗрәттә муһим болғини сәмимийәт болуп, һиҗрәтниң химиртуричи аллаһқа болған садақәт вә рәсулуллаһқа болған муһәббәттур. мөмин ариқида ташлап қойған азаблиқ күнлиригә қаримастин, иман вә үмид билән йашашни башлиғанда андин муһаҗир болиду. муһаҗир болса, һарамдин йүз өрүп, қәтийилик билән һалални издәшни давамлаштурғанда андин һиҗрәтниң һәқиқий мәнисини тапқан болиду.

һөрмәтлик мөмин қериндашлар! бу һиҗрийәниң йеңи йилиға қәдәм қойуватқан чеғимизда бир мусулманларға йаришидиған әң муһим иш, өтмүшидин һесаб елип, кәлгүсини рәткә селиштин ибарәттур. асийлиқтин итаәткә, гунаһтин төвбигә, чечилаңғулуқтин бирликкә, дүшмәнликтин қериндашлиққа, җаһаләттин илим мәрипәткә вә йаманлиқтин йахшилиққа һиҗрәт қилиштур.

қени әмисә келиңлар! һиҗрәт әһдимизни йеңилайли! бу мубарәк җүмә күнидики әһдимиз, залимларниң зулми түпәйлидин йүрт - маканлирини ташлап чиқип кетишкә мәҗбур болған муһаҗир қериндашлиримизға әнсар болуш болсун!  

һайатлиқ сәпиримиздә камил бир иман, салиһ бир әмәл вә гүзәл бир әхлаққа сазавәр болушқа йәнә бир қетим нийәт қилайли! йөнилишимиз, йолимиз вә һиҗритимиз аллаһниң ризалиқи вә рәсуллаһниң муһәббити тәрәпкә болсун!  амин!!!

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر