сода урушлири долқуни вә дунйа иқтисадиниң йөнилиш бәлгиләш урунушлири

«иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «сода урушлири долқуни вә дунйа иқтисадиниң йөнилиш бәлгиләш урунушлири» мавзулуқ хәвәр анализини һузуруңларға сунимиз.

1040377
сода урушлири долқуни вә дунйа иқтисадиниң йөнилиш бәлгиләш урунушлири

түркийә авази радийоси: «иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети иқтисад кафедраси оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «сода урушлири долқуни вә дунйа иқтисадиниң йөнилиш бәлгиләш урунушлири» мавзулуқ хәвәр анализини һузуруңларға сунимиз. 

дунйа иқтисади сода урушлири вә америка қошма иштатлириниң ембарголириниң көләңгиси астида толиму һәрикәтчан җәрйанларни баштин кәчүрмәктә. дунйа содисидики мәвҗут йирикчиликниң шундақла америка қошма иштатлириниң доллар арқилиқ һасил қилған иқтисадий күчидин сийасий васитә сүпитидә пайдилиниш истратегийәсиниң давамлишиватқанлиқини көрмәктимиз. гәрчә америка бу позитсийәсигә тайинип иқтисадий саһәдики үстүнлүкини сақлап қелишни нишан қиливатқан болсиму, ембарголарға дучар болған дөләтләрниң наразилиқидин, дунйа иқтисадиниң башқа күчлириниң америка нопузиға қарши һәмкарлиқни күчәйтип, истратегийәлик шерикчилик орнитишқа тәййар икәнлики чиқипла туриду.

түркийә қатарлиқ хәлқара сәһнидики актийорларниң бу мусапигә қандақ муамилә қилидиғанлиқи наһайити муһим бир мәсилә һесаблиниду. чүнки, дунйадики башқа турақсизлиқларниң сода сүркилишлири билән бир йәргә җәм болуши, нөвәттә һәм дөләтләр һәм хәлқаралиқ мәбләғ салғучиларниң йөнилиш бәлгилиши алдидики ғайәт зор бир тосуқ болуп қалмақта.

дунйа иқтисад сәһнисидә сүркилиш күчлүк болуватқан мушундақ бир пәйттә, түркийәму америка қошма иштатлириниң иқтисадий ембарголириға дуч кәлгән дөләтләр қатаридин орун алди. америкиниң түркийәдин импорт қилидиған полат вә алйуминдин алидиған таможна беҗини икки һәссигә чиқириш қарари, сода уруши долқунини түркийәгиму кеңәйтишниң пиланланғанлиқиниң рошән намайандисидур.

йәнә бир тәрәптин, қисқа вақит ичидила долларниң қиммитиниң өрләп кетиши вә бу әһвалниң иқтисадий көрсәткүчләр нуқтисидин һечқандақ изаһатиниң болмаслиқи, америка қошма иштатлириниң түркийәгә қарши малийә саһәсидә бир иқтисадий урушни давамлаштурмақчи болғанлиқиға ишарәт қилиду. әлвәттә, түркийә бу хил ембарголарға қарита һәм истратегийәлик орни һәм күчлүк макроиқтисадий көрсәткүчлири сайисида алди билән өз районида, арқидин хәлқара сәһнидә һәмкарлиқ вә дийалог орнитиш йолини таллап, бу мусапидә иқтисадқа йәткүзүлгүси зийанни әң төвән чәккә чүшүрүш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә.

районниң муһим актийорлириниң бири һесаблинидиған русийәгә келидиған болсақ, бу йәрдә икки дөләт мунасивәтлирини чоңқурлаштуруш йолида йеқинқи мәзгилләрдә әһмийәтлик қәдәмләрниң ташланғанлиқи диққәтни тартиду. русийә нөвәттә америка қошма иштатлириниң ембарголириға дуч кәлгән бир дөләт болуш сүпитидә түркийә билән күчлүк шерикчиликләрни орнатмақта. мушу күнләрдә русийә иқтисадиниң күнтәртипидиму ембарголарниң иқтисадқа көрситидиған тәсирини бир тәрәп қилиш вә рублиниң қиммитини йоқитип қойушиниң алдини елиш йолида ташлинидиған қәдәмләр бар. башқичә қилип ейтқанда, һәр икки дөләт дунйа иқтисадидики америка амили пәйда қилған мәсилиләргә чарә тепишқа тиришмақта. әслидә дәл мушундақ шараитта, икки тәрәп мунасивәтлиридә наһайити муһим орунда туруп келиватқан сода вә малийә саһәсидә ташлинидиған һәрбир қәдәм һалқилиқ әһмийәткә игә. шуңа алдимиздики мусапидә мәйли сода һәҗимини ашуруш болсун, мәйли малийә саһәсидә шерикчилик орнитиш җәһәттә болсун, иҗабий вә сиҗил сийасәтләрни йолға қойушқа еһтийаҗ бар.

америка охшаш усулда ембарго йүргүзүватқан йәнә бир дөләт – иранниңму иқтисадий мәнидә муһасиригә елинғанлиқини ейтишимиз мумкин. америка қошма иштатлири иран билән түзүлгән йадро келишимидин бир тәрәплимә һалда чекингәндин кейин, келишимгә тәрәп башқа дөләтләрниңму охшаш позитсийәдә болушини күткән болсиму көңлидикидәк үнүмгә еришәлмигәниди. гәрчә бу җәһәттә йавропа иттипақиға әза дөләтләрдин көңүлдикидәк позитсийәгә еришәлмигән болсиму, хусусийлар игиликидики саһәләрниң иран базиридин муәййән миқдарда чекингәнлики көрүлди.

ниһайитидә бу ембарголарниң йавропағиму зәрбә бериш еһтималлиқи бар. чүнки, түркийә вә русийәгә охшаш йавропа билән қойуқ сода мунасивити болған һәтта өзара мас қурулмиға игә дөләт иқтисадлирида көрүлидиған һәрқандақ бир мәсилидә йавропа иқтисадиниң тәсиргә учримаслиқи мумкин әмәс. шу вәҗидин алдимиздики мусапидә йавропа иттипақи дөләтлири билән болған йеқин алақини давамлаштуруш әқилгә мувапиқ йол һесаблиниду.

ахирида 7 – сентәбирдә теһранда чақирилидиған русийә, иран вә түркийә үч тәрәп башлиқлар йиғинида, астана мусаписи вә сүрийә киризиси сөһбәтлири билән биргә, сода урушлири вә иқтисадий ембарголарниңму күнтәртипкә келиши күтүлмәктә. ембарголарға дуч кәлгән бу үч дөләт йақлайдиған истратегийә, бәлки иқтисадий саһәдики йеңи түзүм издәш тиришчанлиқлириниң чиқиш еғизи болуп қелиши мумкин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر