сәдиқә җарийә (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җумә хутбилири/ 33 - 2018

1034459
сәдиқә җарийә (авазлиқ)

 

әзиз мумин қериндашлар! җүмә күниңлар мубарәк болсун!

аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду:

«сәдиқә бәргүчи әрләргә, сәдиқә бәргүчи айалларға вә аллаһқа қәрзий һәсәнә бәргүчиләргә бәдили һәссиләп ашуруп берилиду. уларға йәнә катта мукапат бар»[1]

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис - шәриптә мундақ дәйду:

«қийамәт күни мөминниң сайизарлиқи, у бәргән сәдиқидур»[2]

әзиз қериндашлар! қол илкимиздики пүтүн немәтләр аллаһниң бизләргә бәргән лутфи вә аманитидур. бу немәтләр өз нөвитидә йәнә һәммимизгә нисбәтән бир емтиһандур. рәббимизниң бизләр үчүн йаратқан немәтлирини униң разилиқи йолида ишлитиш[3], тәқвалиқ иңи билән қораллиниш[4]ниң муһим тәқәззасидур. йахшилиққа сазавәр болушниң кәм болса болмайдиған шәртидур. шуңа аллаһ таала бу һәқтә: «силәр йахши көргән нәрсәңлардин (аллаһ йолида) сәрп қилмиғичә, һәргиз йахшилиққа еришәлмәйсиләр, немини сәрп қилмаңлар, аллаһ униңдин хәвәрсиз әмәс»[5] дәйду.

қәдирлик мөминләр! садиқә җарийә؛ кәлгүси әвладларму нәсилләр бойичә пайдилиналайдиған бир хәйрилик ишни қалдуруп кетишни билдүриду. рәббимизниң лутфи болған мал байлиқилиримизни ибадәткә айландурғанлиқ, шәхисәтчилик вә дунйаға һерисмәнликни бир чәткә чөрүп ташлап, сахавәт вә хәйри еһсанни дост тутқанлиқимиздур. қол илкимиздикини йалғуз өзимиз үчүнла хираҗәт қилип түгитишниң орниға, хәлқниң мәнәти үчүн ишлитиш мәртликниң ипадиси шундақла вақитлиқ дунйа немәтлирини әбәдийлик һайатни қолға кәлтүрүш үчүн вәсилә қилғанлиқимиздур.

йахшилиқимиз, хәйри - еһсанлиримиз вә йардәмлиримизниң мәңгүлүк болушини, саваблиримизниң даимлиқ һалға келишини ишқа ашуридиғини дәл сәдиқә җарийәдур. мана бу нуқтидин садиқә җарийә, әслидә бүгүнки күндикигә охшаш кәлгүсидиму өзимизгә қилған йахшилиқимиз һесаблиниду. 

аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду:

«мелиңлардин немини хәйри- еһсан қилмаңлар, у өзәңләрниң пайдиси үчүндур. силәр пәқәт аллаһниң разилиқи үчүнла хәйр- еһсан қилисиләрғу! мелиңлардин немини хәйри- еһсан қилмаңлар, силәргә униң бәдили толуқ берилиду, силәргә зулум қилинмайду»[6]

демәк, кәлгүсини бәрпа қилиш үчүн беғишланған һәр түрлүк йахшилиқ һәрикити бу дунйада болғанға охшаш ахирәткиму мәбләғ салғанлиқимиз болиду.

әзиз қериндашлар! сәдиқә җарийә заман вә макан билән чәклинип қалмайдиған хәйри еһсандур. садиқә җарийә өлгәндин кейинму әмәл дәпитиримизниң йепилип қалмаслиқини арзу қилғанлиқ һесаблиниду. бу һәқтә пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дәйду:

«инсан өлгәндин кейин 3 иштин башқа әмәллири тохтиған болиду. садиқә җарийә йәни пайдиси үзүлүп қалмай давамлишиватқан хәйри еһсан. омумға мәнпәәт бериватқан илим вә у кишигә дуа қилидиған хәйрилик әвлад»[7]

әзиз қериндашлар! ислам мәдәнийәти әсирләрдин бери хәйри еһсан вә гүзәлликләрниң йахшлиқ вә пәзиләтниң башламчиси болуп кәлмәктә. әҗдадлиримизниң садиқә җарийә нийити билән йасатқан ни ни җамәлири, чәшмә, дохтурхана, күтүбхана, көврүк вә мәктәплири бүгүнки күндиму турмишимизда йахшилиқниң җанлинишиға вәсилә болушни давамлаштурмақта. аллаһқа һәмду саналар болсунки, миллитимиз бир тәрәптин әҗдадиниң йадикарлиқилирини қоғдашқа тиришса, йәнә бир тәрәптин кәлгүсигә мәңгүлүк әсәрләрни қалдуруш еңи билән һәрикәт қилмақта. садақәт, сәмимийәт, мөтидиллиқ вә парасәтлик хираҗәтниң үлгиси болған сәдиқә җарийәгә нисбәтән сәзгүрлүк билән позитсийә тутуп кәлмәктә. бу әзиз миллитимизниң пидакар, сахавәт қоли йалғуз мәмликәт ичигила әмәс, дунйаниң һәммила әтрапиға йахшилиқни йаймақта. исламниң намайәндиси болған әзанимиз йәр йүзигә долқунму долқун кеңийип йаңрайдиған, үммитимиз охшаш бир гүмбәз астида вә охшаш бир сәптә мурини муригә тирәп намазға туридиған миңларҗә җамимиз, миллтимизниң ғәйирити билән йасилип пүтмәктә. сәдиқә - еһсанниң бәрикитигә чин йүрәктин ишинидиған миллитимиз қандақла чағда қийин әһвалларға дүч кәлсә, мана бу җамәлиримиз әзанлири арқилиқ мәдәткар болмақта.

бириликимиз, баравәрликимиз вә қериндашлиқимизни техиму мустәһкәмләш ролини ойнаватқан җамәлиримиз йахши күнләрдикигә охшаш йаман күнләрдиму бизләрни бир йәргә җәм қилип, қәлбимизгә иман, шәһәрлиримизгә хатирҗәмлик бәхш етидиған мубарәк маканлиримиз болуп кәлмәктә. тарих бойичә аллаһниң мәсҗидлирини йасашни өзигә шәрәп билип кәлгән миллитимизгә нисбәтән җамимизниң әзансиз, вәтәнсиз вә байрақсиз қалмаслиқи әң катта теләктур. бүгүнму силәрниң дөләт ичи вә сиртида йасиливатқан җамилиримизни йардәмсиз қоймаслиқиңларға толуқ ишинимиз. үмидимиз пәйғәмбәр әләйһиссаламниң «кимки аллаһниң разилиқи үчүн бир мәсҗид йасиса йаки йасатса, аллаһму униң үчүн җәннәттә бир өй йасайду»[8] дегән хушхәвиригә наил болуштин ибарәттур.

аллаһ һәммимизни һәр икки дунйада саваби үзүлүп қалмайдиған мәқбул хизмәтләргә нисип қилисун амин!

 


[1]  - сүрә һәдид, 18айәт

[2]  - ибни һәнбәл, 4җилд 233һәдис

[3]  - сүрә бәқәрә, 3 айәт

[4]  - ал имран, 134 айәт

[5]  - сүрә ал имран, 92айәт

[6]  - сүрә бәқәрә, 272айәт

[7]  - муслим, вәсийәт баби, 14һәдис

[8]  - муслим, зуһд баби, 44 - һәдис



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر