қиммәтлик дәсмайимиз: өмүр

2018 йили 29-декабирдики җүмә хутбиси: «қиммәтлик дәсмайимиз: өмүр »

878472
қиммәтлик дәсмайимиз: өмүр

езиз қериндашлар, улуғ җүмә күниңлар мубарәк болсун!аллаһ қурани кәримдә мундақ дәйду: « қайсиңларниң әмәлиниң әң йахши икәнликини синаш үчүн, алла өлүмни вә тирикликни йаратти, аллаһ ғалибтур, <тәвбә қилғучини>наһайити мәғпирәт қилғучидур.»

пәйғәмбәр әләйһиссаламму мундақ дәйду: «инсанларниң көп қисми саламәтлик вә вақиттин ибарәт икки чоң немәтниң қәдирини қилмайду.»

езиз қериндашлар! кона йилни узитип йеңи йилға қәдәм қойуш һарписида туруватимиз, әң қиммәтлик сәрмайимиздин бири болған өмримизниң бир йили билән хошлишиш һарписида туруватимиз. аллаһ һәммимизгә бәрикәтлик өмүр ата қилғай! кәлгүсимизни өтмүшимизгә қариғанда техиму хәйрилик қилғай!

езиз қериндашлар! йилларни мәйли һиҗрийә мәйли милади дәп атайли, йаки күнләрни мәйли һиҗрийә мәйли милади калиндариға асасән һесаблайли,  аллаһ һәр бир секинутимизни, һәр бир минутимизни бизгә аманәт сүпитидә бәргән. рәббимизниң дәргаһида муһим болғини вақтимизни қандақ өткүзүш, санақлиқ нәпсимизни қайси ишқа сәрп қилиш, өмүр неммитимизни йаритилиш ғайимизгә асасән сәрп қилиш йаки қилмаслиқтин ибарәт.

қиммәтлик вә мөһтәрәм қериндашлар! рәббимизниң дунйа һайатида бизгә ата қилған чәклик вақитқа өмүр дәймиз. өмүр гүлләндүрүлүши вә әбәдий мукапатқа айландурулуши лазим болған һайатни көрситиду. навада пани дунйа һайати аллаһқа иман вә йахши әмәлләр билән безәлгән болса һайат мәнилик өткән һесаблиниду, әгәрчәклик һайатимиз аманәт вә мәсулийәт еңи билән аллаһ рази болидиған тәриқидә өткүзүлгән болса бәрикәтләнгән болиду.

езиз вә қиммәтлик қериндашлар!рәббимиз өмримизни техиму мәнилик вә бәрикәтлик қилишимиз үчүн бизгә нурғун пурсәтләрни вә немәтләрни ата қилди. вақитниң тез өтүшидин хәвәр беридиған һәр йеңи йилниң муқәддимисиму бу пурсәтләрдин биридур, бу пурсәт һайатимизда йеңи сәһипә ечиш, бир йил үстидә нийәт, пилан бекитиш , өзимиз тоғрулуқ ойлиниш, хаталиқлиримизни тепип чиқип түзитиш вә гунаһлиримизға төвбә қилиш үчүндур.

мөһтәрәм достлар!

ундақта өмримиздин бир йил өтүп кәткән мушу күнләрдә, өзимиздин мундақ соалларни сорап бақайли: асман вә земиндики мәвҗудатлар өз тили билән аллаһни тәсбиһ қиливатқанда биз инсанлар униңға қанчилик йеқин туралидуқ? «мән силәрниң рәббиңлар әмәсму?»дегән айәттә көрситилгинидәк, аллаһқа бәргән вәдимиздә қанчилик туралидуқ? униң буйруқлирини қанчилик ада қилалидуқ? һарам қилғанлиридин қанчилик сақлинидуқ?

бу бир йил ичидә саваб хәзинимизгә қайси йахшилиқларни, нәтиҗиләрни вә гүзәлликләрни қошалидуқ? қолимизни, тилимизни, қәлбимизни\ қулиқимизни вә  зиһнимизни һарам вә гунаһлардин қанчилик қоғдийалидуқ?

икки күни бир-биригә охшаш болуп қалған киши зийан тартидиған бу һайатта әҗәба қайси күнимизни башқа күнлиримизға қариғанда техиму үнүмлүк вә мәнилик өткүзәлидуқ? қанчилик күнимизни әбәдий мукапат үчүн сәрп қилалидуқ?

ата-анимиз, дост-йарәнлиримиз, уруқ-туғқанлиримизға болған мәсулийәтлиримизни қанчилик ада қилалидуқ? муһтаҗларға йардәм қолимизни сунуп йетимларниң бешини силийалидиқму? дунйаниң қайси йеридә болуштин қәтийнәзәр аҗиз вә мәзлумларниң азаблирини йиниклитиш үчүн немә иш қилдуқ?

қиммәтлик мөһтәрәм достлар!йуқиридики бу соалларниң җавабини беришқа тегишлик саәтләрни, етиқадимиз, мәдәнийитимиз вә әнәнимиздә болмиған бир қатар хата иш-һәрикәтләр билән өткүзүп исрап қилиш бизгә йарашмайду. латарийә вә тәләй ойунлириға үмид бағлап тәр төкмәй,күч сәрп қилмай байлиққа еришшиниң койида йүрүш динимизниң һалал йолдин кирим қилиш пиринсипиға мас кәлмәйду. һарақ-шараблар билән саламәтликимизгә зийан селиш, намувапиқ вә тизгинсиз ойун-тамашалар билән вақитни өлтүрүш қатарлиқ қилмишлар мөмин кишидә болушқа тегишлик аманәт еңиға қәтий тоғра кәлмәйду.

дәрвәқә, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң дегинидәк, мөмин киши кесәл болуштин илгири сақлиқниң қәдрини билиши, алдираш болуп кетиштин илгири бош вақтини пайдилиқ ишларға сәрп қилиши, йашинип қелиштин илгири йашлиқниң қәдрини тонуп йетип йашлиқини хәйирлик әмәлләр билән өткүзүши, қийинчилиқ вә намратлиққа чүшүп қелиштин илгири байлиқ вә имканийәтләрни дунйа вә ахирәт саадитигә сәрп қилишни билиши лазим.

езиз мөһтәрәм қериндашлар! бу йилниң әң ахирқи җүмә күнидә аллаһтин шуни тиләймиз: бизгә ата  қилған иман неммитини ахирқи тиниқимизғичә елип келишни несип қилғин, күнлиримизни, айлиримизни, йиллиримизни йахши әмәлләр билән бәрикәтлик қилғин. бизни йахши ишларни қилидиған, йаман ишлардин йирақ туридиған вә рәзилликкә қарши туридиған бәндилириңдин қилғин, җәннәткә ериштүридиған ишларни қилиш  вә дозахтин сақлайдиған қилмишлардин сақлинишимиз үчүн биздин йардәмиңни айимиғин.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر