америка демократийәси немә үчүн өлтүриду?

тәтқиқатчи әрдал шимшәкниң « америка демократийәси немә үчүн өлтүриду?»темиси бойичә анализи

783931
америка демократийәси немә үчүн өлтүриду?

америка қошма иштатлири 1991-йилдин буйан оттурашәрқ вә бир қисим африқа дөләтлиригә демократийә елип келиш үчүн һәрикәт қилип кәлмәктә.

афғанистан, сомали, ирақ вә сүрийә  америкиниң бу демократийәсидин әң көп нисвесини алди, америка «демократийә»елип кәлгән дөләтләрдә һазирғичә 5милйон кишиниң өлгәнлики тәхмин қилинмақта, америка бу дөләтләргә демократийә елип келиштин илгири мәзкур дөләтләрдә ички уруш, қериндаш қериндашни қәтл қилидиған ечинишлиқ һадисиләр асасән йоқ иди. афғанистандики талибан билән муҗаһит һөкүмәтниң тоқунуши болса қериндашлар оттурисидики уруш болмастин бәлки сийасий ғәвға иди.

сомали ички қалаймиқанчилиқтин қутулуш үчүн қолидин келишичә һәрикәт қиливататти, ирақта қандақла болмисун муқим тәртип вә түзүм бар иди, ирақта америка илгири сүргәндәк йадро вә химийиви қораллар йоқ иди, америка ирақта йадро қораллири барлиқини баһанә қилип ираққа һуҗум қозғап ирақни ишғал қиливалди, йиллар өткәндин кейин америка һәрбий әмдарлири ирақта йадро қораллириниң йоқлиқини етирап қилишти.

нөвәттә америка чомақчиси терролуқ тәшкилати й п г ниң вастиси арқилиқ сүрийәгиму «демократийә»елип келишкә урунмақта. ундақта америка демократийә елип кәлмәкчи болған сүрийәниң нөвәттики вәзийитигә қарап чиқайли:

буниңдин бир нәччә күн илгири иҗтимаий таратқуларда 1 минут 17 синкунтлиқ видео тарқалди, бу видео сүрийәниң шималий районида тартилипту, харабиликкә айланған бир бинаниң ичидә қоллири арқидин бағланған бир йаш күчиниң баричә күлүшкә тиришип күртчә (кордчә)мундақ дәйду: - мени өлтүрмәңлар, өтүнүп қалай.

һайат билән өлүм оттурисидики әң инчикә сизиқниң дәл оттурида туруватқан бу йаш, толиму йумшақ вә шәпқәтлик аваз билән күлүмсирәп, қолида қорал болған террорчиларға қарап өлүмдин қорқмайдиғанлиқини билдүрүватиду. әслидә һайат-маматлиқ пәйттә бир киши йумшақ авазда әмәс пәрйад билән гәп қелиши керәк иди, лекин бу йаш ундақ қилмиди, екранда қоллирида қорал болған америкиниң чомақчиси й п г ниң бәлгисини тақивалған икки террорчи ичидин симизрақ кәлгән бири қаттиқ аччиқланған һалда күртчә  мундақ дәйду: сән буйруққа бойсунмай вә урушимизға қатнашмай күрт хәлқигә асийлиқ қилдиң, шуңа асийлиқниң бәдили өлүмдүр, дегәндин кейин йашқа қаритип оққа чиқириду, арқидин йәнә бир террорчиму оқ чиқириду. қалған өмриниң башқилар тәрипидин хараб қилинмаслиқини халимиған бу йаш қоллири бағлақлиқ һаләттә турупму йүзини оқтин қачурмай күлүмсиргән һалда өлүмгә сәпәр қилиду.

америка вә барлиқ йавропа дөләтлири тәрипидин п к к ниң каттибеши абдуллаһ өҗалан «террорчи»дәп қарилиду. һәтта, америка өҗаланниң қолға чүшүрүлүши үчүн түркийәгә йардәм қилғаниди.

америка қошма иштатлириниң чомақчиси болған террорлуқ тәшкилати й п г өзлиригә бойсунмиған күртләрни йурт-маканлиридин қоғлап өзгә йуртларға сүргүн қилмақта. йурт-маканлирини ташлап кетишкә унимиған йаки ташлап кетәлмигәнләрни болса бу 20 йашлиқ балини өлтүргәндәк рәһимсизләрчә өлтүрмәктә.

мән бу видеони қайта-қайта көрүп чиқтим, уруш вә террорлуқ вәқәлирини йоритип беришни мәқсәт қилған маңа охшаш журналистларға мушуниңға охшаш  видеони көрүш толиму еғир келиду. 27 йиллиқ кәспий һайатимда бу йигитниң өлүмидәк йәнә икки өлүмгә шаһит болуп болғанидим, бири 1994-йили босинийә-гиретсиговенада сирп террорчилири диракачта бир айални пәрзәнтлириниң көз алдида өлтүрүшигә, йәнә биригә  1999-йилниң ахирида башлиған 2-чечән-рус урушида шаһит болғанидим.  ченчинийәниң пайтәхти гирознидә қучиқида балиси болған бир айални рус әскәрлири өлтүрмәкчи болғанда бу айал күлгәниди, бу бир өмүрдин техиму узун вә еғир болған икки йаки үч сикунт иди.

нөвәттә америкиниң чомақчиси болған террорлуқ тәшкилати й п г ниң йурт-маканлиридин кетишкә мәҗбурлиған күртләрниң саниниң 700миңдин ашқанлиқи тәхмин қилинмақта. күртләргә вакалитән террорлуқ қилмишлири садир қиливатқан й п г вә п й д сүрийәдә омумий нопуси 1 милйон болған күртләрниң 700миңини сүргүн қилип болди.

ундақта, п й  д – й п гә террорлуқ тәшкилатлиридин қачқан күртләр қайси дөләтттин панаһлиқ тиливатиду?әлвәттә,  йавропа иттипақи әзаси  болған ғәрб әллири тәрипидин «күртләргә бесим сийасити йолға қойуп келиватқанлиқи»илгири сүрүлгән түркийәдин панаһлиқ тилимәктә, игилинишчә ирақниң шималидики барзаи һакимийитидин панаһлиқ тилигән күртләрниң сани 70миң әтрапида икән. буниңдин қалған күртләрниң һәммисиниң түркийәдин панаһлиқ тилигәнлики чиқип туриду.

илгири сүрийәдики күртләрниң пуқралиқ һоқуқи йоқ иди, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң баш министир чеғида әсәдкә бесим қилиши нәтиҗисидә, сүрийәлик күртләргә пуқралиқ картучкиси вә һәқ-һоқуқларға игә болушқа башлиди. әрдоған бу ишқа арилишиштин бурун сүрийәлик күртләр нәччә миң йиллиқ земинида «мусапир»һаләттә йашайтти. сүрийәдики п й д-й п г ниң зулумидин қачқан күртләрниң түркийәниң һәр қайси җайлирида бималал иқамәт қилалайдиғанлиқидин хәвәриңиз бармиди? улар һәр саһәдә әркин-азадә ишлийәләйду йаки игилик йариталайду. сүрийәдики демократик вә күрт өктичиләрниң һәммисиниң мәркәз тәшкилатлириниң ишханилири истанбул билән әнқәрдә. күрт өктичиләрниң йавропа иттипақи әзаси дөләтләрдә йашаш пурсити йоқ. улар йавропалиқ сақчиларниң көз алдида п к к – й п г лиқларниң һуҗумлириға дуч келивативатқан болса, күрт сийасәтчилири  иккиләнмәй түркийәдин панаһлиқ тилийәләйду.

йуқиридикиләрни нәзәргә алғинимизда мундақ суал туғулиду:« америка демократийәси немә үчүн өлтүриду?»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر