нато парламентлар кеңиши вә голландийәниң әдәбсизлики

шималий атлантик әһди тәшкилати нато парламентлар кеңиши вә голландийәниң дипломатик әдәбсизлики һәққидә

695238
нато парламентлар кеңиши вә голландийәниң әдәбсизлики

шималий атлантик әһди тәшкилати нато парламентлар кеңиши түркийә вәкили башлиқи осман ишик бак, натодики иттипақдашлиридин болған голландийәдин иттипақлиқ роһиға мувапиқ һәрикәт қилишни күтүватқанлиқлирини билдүрүп мундақ деди: «голландийә даирилирини өзгә дөләтләргә козур сүпитидә ишлип келиватқан қиммәт қарашларға риайә қилип, икки йүзлимичилик вә қош өлчәмлик позитсийәсидин ваз кечишкә чақиримән.»

осман ишик бак бу һәқтә йазма байанат елан қилип, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң голландийәдики түркләр билән дедарлишиши үчүн 11-мартта елип бармақчи болған голландийә зийаритиниң түрлүк тосалғуларға учришиши нәтиҗисидә әмәлдин қалдурулушини әйиблиди.

шу күни голландийә даирилириниң голландийәдә зийарәттә болған аилә вә иҗтимаий сйасәтләр министири фатма бәтүл сайан кайаға қилинған әдәбсизлик қилмишини қобул қилишниң мумкин әмәсликини алаһидә әскәртип өткән бак, түрк миллитиниң ирадисиниң вәкилигә вә бир министирға, болупму бир ханимға бундақ муамилә қилишниң, түрк миллити вә түркийә дөлитигә һақарәт икәнликини, инсаний мәниви байлиқлириниң дәпсәндә қилинғанлиқини ейтти.

осман ишик бак голландийә даирилириниң министир фатма бәтүл сайан кайаға,  голландийәдики дипломатик вәкаләтханиларға вә түркләргә дипломатик вә демократик пиринспиларға тамамән зит һалда қилған әдәбсизликлирини , нато парламетнлар кеңиши вәкили болуш сүпити билән қаттиқ әйибләйдиғанлиқини әскәртти.

осман ишик бак, натониң қурғучи әзалиридин болған, шундақла түркийә билән 400йилдин артуқ давамлишип келиватқан тарихий вә дипломатик мунасивәтләргә игә болған голландийәниң бу дүшмәнләрчә позитсийәси вә сийасәтлириниң, 1961-йилдики дипломатик мунасивәтләргә алақидар вийана әһдинамиси билән 1963-йилдики консолхана мунасивәтлиригә алақидар вийана  әһдинамисини очуқтин-очуқ дәпсәндә қилиш болидиғанлиқини билдүрди.

голландийә хәвпсизлик даирилириниң тинч һалда йиғин өткүзүш һоқуқидин пайдиланған түрк җамаәтчиликигә ғәйри инсаний муамилиләрни қилип мувазинәтсиз күч ишләткәнликини ейтқан осман ишик бак, йавропа кеңиши әзаси болуш сүпити билән йавропа инсан һәқлири әһдинамисиға риайә қилиш мәсулийити болған голландийә һөкүмитиниң, хәлқара мәсулийәтлирини ада қилмиғанлиқини алаһидә әскәртти.

бу вәқәләрни көзитип келиватқан таратқу хадимлириниң хәвәр елиш вә хәвәр тарқитиш әркинликлириниң, мувазинәтсиз күч ишилитилип тосалғу учриғанлиқини әслитип өткән осман ишик бак мунуларни байан қилди: «голландийә даирилириниң бу қилмиши голландийәдики түрк җамаәтчиликиниң  димократик һәқ-һоқуқлири вә иззәт-абройиға қилинған таҗавузчилиқтур. голландийә һөкүмитиниң түркийә министирлириға,  дипломатик вәкаләтханилиримизға, хәлққә вә таратқу хадимлириға тутқан дүшмәнләрчә муамилиси йавропа тәрғип қилип келиватқан қиммәт-қарашлар вә демократийәгә тәһдит шәкилләндүрмәктә. бу вәһимийлик һадисә йавропа иттипақи үчүнму еғир синақ һесаблиниду, йавропа иттипақи голландийәниң бу қилмишиға наразилиқ билдүрмәй тегишлик қәдәмләрни ташлимиса, күндин-күнгә хунуклишиватқан образи вә ишәнчиликидин айрилип қалиду. йавропа қитәси исламий фобийа (ислам әндишиси) вә түрк фобийа (түрк әндишиси) илләтлириниң чаңгилида иңримақта. узун йиллардин буйан түркийәгә инсан һәқлири, қанунниң үстүнлүки вә демократийә тоғрисида дәрс берип келиватқанлар, бу қиммәт-қарашлири вә идийәләрдин толиму йирақта икәнликини, биринчи вә иккинчи дунйа урушлирида өлүп кәткән он милйонларчә инсанниң өлүми вә ечинишлиқ тирагедийәләрдин тегишлик ибрәтниң һазирғичә елинмиғанлиқиғиму наһайити қайғу ичидә шаһит боливатимән. голландийәниң бу фашист сийасәтлириниң барлиқ йавропаға кеңийип кәтмәсликини, бу қайғуларниң қайта йүз бәрмәсликини үмид қилимән.

бу сәвәбтин голландийәниң демократийә, инсан һәқлири вә әркинликләрниң роһиға зит болған фашист вә әдәбсизлик қилмишини йәнә бир қетим әйибләймән. нато сепидә иттипақдашлиримиздин болған голландийә һөкүмитидин иттипақдашлиқ пиринсипиға мувапиқ һәрикәт қилишини күтимиз. голландийә даирилирини өзгә дөләтләргә козур сүпитидә ишлип келиватқан қиммәт қарашларға риайә қилип, икки йүзлимичилик вә қош өлчәмлик позитсийәсидин ваз кечишкә чақиримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر