капирларға дунйа тирикчилики чирайлиқ көрситилди

капирларға дунйа тирикчилики чирайлиқ көрситилди (йәни улар дунйаниң шәһвәтлиригә, немәтлиригә мәптун болиду), мөминләрни мәсхирә қилиду.

674918
капирларға дунйа тирикчилики чирайлиқ көрситилди

түркийә авази радийоси хәвири: бәқәрә сүриси, 212 – 219 – айәтләр. капирларға дунйа тирикчилики чирайлиқ көрситилди (йәни улар дунйаниң шәһвәтлиригә, немәтлиригә мәптун болиду), мөминләрни мәсхирә қилиду, һалбуки қийамәт күни тәқвадарлар улардин (дәриҗә җәһәттә) үстүн туриду؛ аллаһ халиған кишигә һесабсиз ризиқ бериду[212]. инсанлар (дәсләптә) бир үммәт (йәни һәқ динда) иди (кейин уларниң бәзиси иман ейтип, бәзиси иман ейтмай ихтилап қилишти), аллаһ (мөминләргә җәннәт билән) хушхәвәр бәргүчи, (куффарларни дозахтин) агаһландурғучи пәйғәмбәрләрни әвәтти؛ (аллаһ) кишиләрниң ихтилап қилишқан нәрсилири үстидә һөкүм чиқириш үчүн, уларға һәқ китабни назил қилди, пәқәт китаб берилгән кишиләрла өзлиригә рошән дәлилләр кәлгәндин кейин өзара һәсәт қилишип (йәни капирлар мөминләргә һәсәт қилип), китаб тоғрисида ихтилап қилишти, аллаһ өз ирадиси бойичә мөминләрни улар (йәни гумраһлар) ихтилап қилишқан һәқиқәткә һидайәт қилди. аллаһ халиған кишини тоғра йолға башлайду[213]. силәр техи илгирикиләр учриған күлпәтләргә учримай туруп җәннәткә киришни ойламсиләр? силәрдин илгири өткән (мөмин) ләр еғирчилиқларға, күлпәтләргә учриған вә чөчүтүветилгән иди, һәтта пәйғәмбәр вә мөминләр: «аллаһниң (бизгә вәдә қилған) йардими қачан келиду?» дегән иди. билиңларки, аллаһниң йардими һәқиқәтән йеқиндур[214]. (и муһәммәд!) сәндин (маллирини) қандақ сәрп қилса болидиғанлиқини сорайду, ейтқинки, «мал ـ мүлкиңлардин немини сәрп қилмаңлар, уни ата - анаңларға, хиш ـ әқрибалириңларға, мискинләргә вә ибн сәбилләргә сәрп қилсаңлар болиду. йахшилиқтин немини қилмаңлар, аллаһ уни билип туриду»[215]. силәргә җиһад пәрз қилинди. һалбуки, силәр уни йақтурмайсиләр, силәр бирәр нәрсини йақтурмаслиқиңлар мумкин, әмма у силәр үчүн пайдилиқтур؛ силәр бирәр нәрсини йақтурушуңлар мумкин, әмма у силәр үчүн зийанлиқтур. (силәргә неминиң пайдилиқ икәнликини) аллаһ билиду, силәр билмәйсиләр, (шуниң үчүн) аллаһ буйруғанға алдираңлар[216]. (и муһәммәд!) улар сәндин: «һарам қилинған айда уруш қилишқа боламду?» дәп сорайду, ейтқинки, «бу айда уруш қилиш чоң гунаһтур؛ аллаһниң йолидин тосуш, аллаһқа куфрилиқ қилиш, мәсҗиди һәрәмда (ибадәт қилиштин) тосуш вә мәсҗиди һәрәмдин аһалини һәйдәп чиқириш аллаһниң дәргаһида техиму чоң гунаһтур, питнә (йәни мөминләргә зийандашлиқ қилиш) адәм өлтүрүштинму қаттиқ гунаһтур». улар (йәни куффарлар) қолидин кәлсила силәрни диниңлардин қайтурувәткәнгә қәдәр силәр билән давамлиқ урушиду. силәрдин кимки өз динидин қайтип капир пети өлсә, униң әмәллири дунйа вә ахирәттә бикар болуп кетиду. бундақ адәмләр әһли дозахтур, улар дозахта мәңгү қалғучилардур[217]. шүбһисизки, иман ейтқанлар, һиҗрәт қилғанлар вә аллаһниң йолида җиһад қилғанлар-  әнә шундақ кишиләр аллаһниң рәһмитини үмид қилиду, аллаһ наһайити мәғпирәт қилғучидур, наһайити меһрибандур[218]. (и муһәммәд!) сәндин һарақ вә қимар тоғрисида соришиду, сән уларға: «буниң һәр иккисидә чоң гунаһ вә кишиләргә (азғина мадди) пайдиму бар, лекин улардики гунаһ пайдиға қариғанда техиму чоң» дегин, улар сәндин немини сәдиқә қилиш тоғрулуқ сорайду, «(еһтийаҗдин) артуқини (сәдиқә қилиңлар)» дегин. (дунйа вә ахирәтниң ишлирини) тәпәккур қилишиңлар үчүн аллаһ өз айәтлирини силәргә шундақ байан қилиду[219].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر