муса әләйһиссаламниң қәвминиң харлиқта қелиши вә аллаһниң ғәзипигә тегишлик болушиниң сәвәби

бу уларниң аллаһниң айәтлирини инкар қилғанлиқлири, пәйғәмбәрләрни наһәқ өлтүргәнликлири, аллаһқа асийлиқ қилғанлиқлири вә һәддидин ашқанлиқлири түпәйлидин болди.

651339
муса әләйһиссаламниң қәвминиң харлиқта қелиши вә аллаһниң ғәзипигә тегишлик болушиниң сәвәби

түркийә авази радийоси хәвири: бәқәрә сүриси, 58 – 69- айәтләр

өз вақтида (муса арқилиқ әҗдадлириңларға): «бу шәһәргә (йәни бәйтулмуқәддәскә) кириңлар, у йәрдә халиғиниңларчә кәңташа йәп ـ ичиңлар, (бәйтулмуқәддәс) дәрвазисидин (шүкүр қилиш йүзисидин) сәҗдә қилған һалда кириңлар, (пәрвәрдигаримиз) гунаһлиримизни кәчүргин дәңлар, гунаһиңларни мәғпирәт қилимиз, йахшиларға техиму артуқ саваб беримиз» дедуқ[58]. зулум қилғучилар өзлиригә сөзләнгән сөзни башқа сөзгә өзгәртивәтти, зулум қилғучилар йолдин чиққанлиқлири (йәни аллаһқа асийлиқ қилғанлиқлири) үчүн, уларға асмандин азаб чүшүрдуқ[59]. өз вақтида, муса өз қәвми үчүн су тәләп қилған иди, биз униңға: «һасаң билән ташни урғин» дедуқ. таштин 12 булақ етилип чиқти, һәммә адәм (йәни қәбилә) өзиниң су ичидиған орнини билди, (уларға) «аллаһ бәргән ризиқтин йәңлар вә ичиңлар, йәр йүзидә бузғунчилиқ қилмаңлар» (дедуқ)[60]. өз вақтида (сина чөлидә тәрәнҗибин вә бөдүнә биләнла озуқлиниватқиниңларда) силәр: «и муса! биз бир хил йемәкликкә чидап туралмаймиз, биз үчүн пәрвәрдигариңға дуа қилғин, бизгә земинниң көктатлиридин тәрхәмәк, самсақ, йесимуқ вә пийазларни өстүрүп бәрсун» дедиңлар, муса: «силәр йахшини начарға тегишәмсиләр? (йәни пийаз, самсақ, көктатни тәрәнҗибин билән бөдүнидин артуқ көрәмсиләр?) бирәр шәһәргә кириңлар, (шу йәрдә) тилигиниңлар бар» деди. улар харлиқта, моһтаҗлиқта қалди. аллаһниң ғәзипигә тегишлик болди. бу уларниң аллаһниң айәтлирини инкар қилғанлиқлири, пәйғәмбәрләрни наһәқ өлтүргәнликлири түпәйлидин болди. бу аллаһқа асийлиқ қилғанлиқлири вә һәддидин ашқанлиқлири түпәйлидин болди[61]. шүбһисизки, мөминләр, йәһудийлар, насаралар (арисидин) вә пәриштиләргә, йултузларға чоқунғучилар арисидин аллаһқа, ахирәт күнигә иман кәлтүргән вә йахши әмәлләрни қилғанлар пәрвәрдигариниң қешида өз әҗридин бәһримән болиду. уларға (ахирәттә) қорқунч вә ғәм ـ қайғу йоқтур[62]. өз вақтида, биз силәрдин чин вәдә алған вә тур теғини үстүңларға тикләп қойған, силәргә: «(дунйада һалак болуштин, ахирәттә азабқа қелиштин) сақлинишиңлар үчүн биз бәргән китабни мәһкәм тутуңлар (йәни тәвратқа әмәл қилиңлар), униңдики әһкамларни есиңларда сақлаңлар» (дегән идуқ)[63]. шуниңдин кейин (бәргән вәдәңлардин) йүз өрүдүңлар, силәргә аллаһниң пәзли ـ мәрһәмити болмиса иди, чоқум зийан тартқучилардин болаттиңлар[64]. араңлардики шәнбә күни (белиқ тутмаслиқ) тоғрисидики шәриәт чәклимисидин чиқип кәткүчиләрни (қандақ қилғанлиқимизни), әлвәттә билисиләр, биз уларға: «хар маймун болуп кетиңлар» дедуқ[65]. уни (йәни уларға берилгән бу җазани) замандашлири вә кейинкиләр үчүн ибрәт, тәқвадарлар үчүн вәз ـ нәсиһәт қилдуқ[66]. өз вақтида, муса өз қәвмигә: «аллаһ һәқиқәтән силәрни бир кала боғузлашқа буйруйду» дегән иди. улар: «бизни мәсхирә қиливатамсән?» деди. муса: «җаһиллардин (йәни мәсхирә қилғучилардин) болуп қелиштин аллаһқа сеғинип панаһ тиләймән» деди[67]. улар: «биз үчүн пәрвәрдигариңға илтиҗа қилғинки, бизгә қандақ кала икәнликини байан қилсун» деди. муса: «аллаһ уни қериму әмәс, йашму әмәс, оттура йаш болсун дәп ейтти, силәр буйрулғанни қилиңлар» деди[68]. улар: «биз үчүн пәрвәрдигариңға илтиҗа қилғинки, бизгә униң рәңгини байан қилсун» деди. муса ейттики, «аллаһ һәқиқәтән униң рәңги қариғучиларни зоқландуридиған сапсериқ болсун деди»[69].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر