20-әсирдики абдухалиқ уйғур (2)

уйғур елидики абдухалиқ уйғур әсәрлириниң идийә мәнбәлири һәққидики тәтқиқатларда, униң әсәрлириниң әсли мәзмуниға зит чүшәнчиләр қошуп қойулған.

527885
20-әсирдики абдухалиқ уйғур (2)

түркийә авази радийоси:   уйғур елидики абдухалиқ уйғур әсәрлириниң идийә мәнбәлири һәққидики тәтқиқатларда, шу заманға мас кәлсиму, әсәрләрниң әсли мәзмуниға зит чүшәнчиләр қошуп қойулған. мәсилән,«...шинхәй инқилабиниң тәсири билән сун җуңшән әпәндиниң «сәнминҗуйи (үч мәсләк) идийәси шинҗаңға йүзләнгәнлики, нәтиҗидә шинҗаңдики демократик пикир еқими техиму кеңийишкә башлиғанлиқи. 1920 - йилларниң алди – кәйнидә өктәбир инқилабиниң тәсири шинҗаңдики аз санлиқ милләт зийалийлириниң еңини ойғитишта бәлгилик рол ойниди. тәңритеғиниң җәнуби вә шималида мәрипәтчилик паалийәтлири алди билән әдәбий иҗадийәт шәкли арқилиқ мәйданға кәлди[1].» бу байанлар әйни дәвр уйғур рийаллиқиға уйғунсиз болуп, пакит асаси йоқ болғанниң үстигә шаир әсәрлириниң роһиға пәқәтла мас кәлмигән. шаирниң:

русийә ақчасиму  сәрдин  ошуқ тохтап иди,

әмди бу күнгә келип, дачәнгә бирни алмиди[2].

дәп йазғинидин мәлумки, әйни дәврдә уйғурлар чар падишаһниң ғулап советниң қурулғанлиқи вә пулда өзгириш болғинидин бихәвәр қалғачқа сақлап йүргән чаррусийә пулиниң қуруқ қәғәзгә айлинип қалғанлиқиниму билмигән. йенидики чаррусийәдә идийәниң өзгәргинидин әмәс, пулниң өзгәргәнликидинму бихәвәр қалған уйғур җәмийитигә өктәбир инқилабиниң тәсир қилғанлиқи әқилгә сиғмайду. уйғурлар билән қошна йашап қойуқ мунасивәттә өтидиған, қериндаш вә диндаш болған оттура асийадики қазақ, қирғиз, өзбек қатарлиқ милләтләр һайатидики өзгириштин бихәвәр қалған уйғурларни, арилиқни қатму қат тағ вә чөлләр айрип турған хитайда йүз бәргән шинхәй инқилабиниң тәсиригә учриған дейиш техиму әқилгә сиғмайду. униң үстигә, у чағларда хитайдики бу өзгиришләрдин уйғурларни хәвәрдар қилидиған һечқандақ бир уйғурчә мәтбуат болмиғанлиқиму бир пакит. йәнә келип, абдухалиқ уйғур иҗадийәт билән шуғулланғанда шинхәй инқилаби мәғлуп болуп һакимийәт шимал милитаристлириниң қолиға чүшүп болған иди. шуңа, абдухалиқ уйғурниң идийәсини шинхәй инқилаби билән бағлашниң нә илмий асаси, нә тарихий асаси йоқ. ундин башқа, шаирниң шеирлиридин шинхәй инқилаби идийәсини әкис әткүзидиған йаки сунҗуңшән идийәсини йанситидиған бирәр мисрани учратмаймиз. әксичә, шаирниң байриқи алмашсиму маһийити өзгәрмәй келиватқан залимларға болған нәпритини очуқ көримиз.

абдухалиқ уйғурниң өктәбир инқилабидин илһам алғанлиқиға төвәндики бир куплитни мисал қилидиғанлар наһайити көп,

һәқиқәтниң роһи қечип кәтти мениң дийаримдин,

униңки хуш пурақи һеч кәтмиди бу димағимдин.

издидим көп, тапмидим шәҗән – роҗән сәһрасидин,

издибан таптим – дә, алдим ленинниң гүлбағидин.

тоғра, бу куплитта ленин дегән бир сөз бар. әмма, бу сөзни шаир өзи шундақ йазғанму йаки сақлиғучилар өзгәртип қойғанму йаки топлап рәтлигүчиләр қошуп қойғанму, буниңға бир немә демәк тәс. нәширгә тәййарлиғучиларниң абдухалиқ уйғурниң коммунистик идийәгә игә икәнликини испатлаш үчүн униң москвада оқуғанлиқини ойдуруп чиқарғинидин қариғанда, әсәрлиригә бундақ бирәр сөни қошмайду- му дегили болмайду. униң үстигә, әгәр шаиримиз растинла коммунистик идийәниң тәсиригә учриған болса, шеирлирида «меһнәткәш хәлқ, ишчилар синипи, хәлқ азадлиқи, инқилаби аң...» дегәндәк сөзләр көзгә челиққан болатти.

«а.уйғурниң әдәбийатимиздики орни» намлиқ китабта, шаирни сотсийалистик рийализимчи вә коммунист қиливетиш истики күчлүк изчилиққа игә[3]. ундин башқа шаирниң:

саңа һаҗәтмән бу уйғур,

дәрдигә тапсун фариғ[4]  .

үмидин қалдурма йәрдә,

бәр мәдәт, бәргил шура[5].

дегән шеиридики «шура» сөзиму совет иттипақиға ишарәт, дәп чүшинилип тәһлил қилинған вә шаир идийәсини өктәбир инқилабиға бағлашқа урунулған. мәзкур шеирниң омумий мәзмуниға қариғинимизда, буни тоғра дейәлмәймиз. чүнки шеирниң баштики қапийәлиридә «дава», «шипа», «рава» кәлимилириниң қоллинилғанлиқиға қариғанда, бу куплитта «шура» сөзиниң мәниси «мәсләһәт» дегәнлик болуп, башқа мәнини чиқириш артуқчә һесаблиниду.

 

шаирниң әдәбий иҗадийәттә кимләрниң тәсиригә учриғанлиқи һәққидиму тәтқиқатларда асассиз байанлар бар. дейилишичә, җуңгониң илғар йазғучилири рус сотсийалистик әдәбийатиниң тәсиригә учриғанмиш, абдухалиқ уйғурму русчә вә хитайчә билгәнлики үчүн охшаш мәнбәниң тәсиригә учриғаникән[6]. бундин башқа, тәтқиқатларда шаирни «пролитарийат йазғучиси горкиға әгәшкән» [7] қилип, буниңға мисал сүпитидә шаирниң төвәндики бийитини көрситиду.

чиқар боран тәрәпбал әгәр һич ойлимай турсаң,

әгәр қаттиқ чиқип кәтсә, йепип түңлүк алалиғайму.

бу мисрани ичигә алған шеирниң омумий мәзмуниға қарайдиған болсақ, «боран» дегән сөзниң максим горкиниң «боран қуш қошиқи» дегән нәсириниң мавзусиға охшап қалғандин башқа, пүтүн әсәрниң горкиниң идийәси билән һечқандақ алақисиниң йоқлуқи билиниду.

абдухалиқ уйғурниң иҗадийәттә кимниң тәсиригә учриғанлиқини билиш үчүн шаир һәққидә йезилған әсәрләргә қариғинимизда, униң кичикидә бовиси миҗит һаҗиға нәвайиниң «сәдди искәндәр» намлиқ әсәрини даим оқуп беридиғанлиқи мәлум болиду. униңсизму шаир әсәрлиридә нәвайи қәлимигә мәнсуп «пәрһат-ширин», «ләйли мәҗнун» образлирини тилға алиду. шаирниң нәвайидин башқа әзәрбәйҗан шаири фузулиниң тәрипини қилғанлиқини, дости езиз нийазиниң «мәрһум шаир абдухалиқ уйғурни әсләймән» дегән әслимисидин билимиз[8]. ундин башқа төвәндики

һәқниң һөкүми бир болур, әсла буниң тәхири йоқ.

апирин шаир фузули, қуддусулла апирин.

дегән мисралардиму шаир фузулиниң намини тилға алиду. шаирниң «бардур» радиплиқ ғәзилиниң җәдитчи татар шаири абдуллаһ тоқай (1886-1913) ниң шу радиптики шеириға мәзмунән йеқиндур. абдухалиқ уйғур билән абдуллаһ тоқайниң әсәрлирини селиштурғинимизда, бундақ йеқинлиқни техиму көп байқаймиз. ундин башқа, абдухалиқ уйғурниң татарчә өгинип шеир йазғидәк сәвийәгә йәткәнликиму униң тоқай әсәрлиригә нәқәдәр муштақ болғанлиқини испатлайдиған амилдур. абдухалиқ уйғурниң әсәрлиридә килассик әдәбий тилни әмәс, оқушлуқ хәлқ тилини қолланғанлиқи, җәдитчә маарипни тәрғип қилғанлиқи, пәндин айрилған диний маарипқа шундақла хурапат вә җаһаләткә шиддәтлик қарши турғанлиқи, униң абдуллаһ тоқайниң җәдитчилик пикириниң вариси икәнликини испатлайду.

шаирниң дости езиз нийазиниң әслимисидә, абдухалиқ уйғурниң униңға намиқ кәмалниң бир бийитини оқуп бәргәнликини тилға алиду[9]. намиқ кәмал (1840-1888 ) түрк әдәбийат тарихидики әң дәсләпки тийатир вә романларниң аптори. әсәрлиридә вәтән, милләт вә һөрлүк темилирини әң көп йазған, түрк әдәбийатниң заманивилишишиға зор төһпә қошқан әдип. абдухалиқ уйғур шеирлириниң ана темилириму дәл йуқарқилардин ибарәт. демәк, абдухалиқ уйғурниң иҗадийитигә тәсир көрсәткән килассик әдипләрдин нәвайи вә фузулини санисақ, чағдаш әдипләрдин намиқ кәмал, абдуллаһ тоқайни көрситимиз.

хуласилигәндә, уйғурлардики абдухалиқ уйғур тәтқиқатида тәрҗимһалдин тартип әсәрләрниң тәһлилигичә, артуқчә сийасий рәңләр билән бойалғанлиқи диққәтни тартидиған мәсилә. бу мәсилә бизгә шаир һәққидики әстайидил издинишниң зөрүрликини әскәртиду. абдухалиқ уйғур бүгүнки уйғур кимликигә асас салғучилардин бири. униң уйғур тәхәллусини қоллиниши ташкәнттә 1920-йили ечилип, уйғурларниң миллий намини әслигә кәлтүргән йиғин билән алақидар болуши натайин. чүнки шаир 1917-йили йазған «уйғур қизи» мазулуқ шеирида өз миллий намиға болған сөйгүсини ипадилигән. абдухалиқ уйғурниң «ойған уйғур» дегән шеириму қазақ шаир мирҗақип дөвләтовниң «ойған қазақ», түрк вәтәнпәрвәр шаири мәһмәт акиф әрсойниң «ойған» дегән шеирлири билән аһаңдаш болуп, түрк дунйасидики «ортақ ойғиниш» садасиниң уйғурға хас варийантидин ибарәт. абдухалиқ уйғур әсәрлиридә тәшәббус қилинған җәдитчилик һәрикити вә идийәси, әйни дәврдә уйғурларниң бир милләт болуп уйушишида, ортақ миллий мәнпәәтни тонуп йетиши вә қоғдишида, шундақла милләтниң ортақ нишан вә ғайигә қарап тоғрилинишида муһим рол ойниған. абдухалиқ уйғур һелиму күнимиздә уйғурлуқ ойғиниш һәрикитиниң байрақдари дәп қарилиду[10]. шуңа, бу һәқтики тәтқиқатниң күчәйтилиши вә чоңқурлаштурулуши уйғурларниң бүгүнки вә әтики мәвҗутлуқини давам қилишта әҗәллик әһмийәткә игә.

 

[1] «ачил» 8-бәт

[2] «ачил» (87-бәт)

 

[3] «абдухалиқ уйғур вә униң әдәбийатимиздики орни» 211-бәт

[4] фариғ — қутулмақ .

[5] мәсләһәт, киңәш

[6] «ачил» шинҗаң хәлқ нәшрийати2008-йили 14-бәт

[7] «абдухалиқ уйғур вә униң әдәбийатимиздики орни»1988-йили (184-бәт)

[8] йуқарқи китаб 312-бәт

[9] «абдухалиқ уйғурниң әдәбийатимиздики орни» 312-бәт

[10] Justin Jon Rudelson: Oasis Identities: Uyghur Nationalism Along China's Silk Road

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر