ахирәт күнигә иман ейтишниң мәниси, һекмәтлири, шәхс вә җәмийәт һайати җәһәттики әһмийити

ахирәт – өлгәндин кейинки тирилиш билән башлинидиған вә әбидий давам қилидиған һайатниң нами болуп, ахирәт күнигә иман ейтиш, иман асаслириниң бири болуп һесаблиниду.

512779
ахирәт күнигә иман ейтишниң мәниси, һекмәтлири, шәхс вә җәмийәт һайати җәһәттики әһмийити

түркийә авази радийоси: ахирәт – өлгәндин кейинки тирилиш билән башлинидиған вә әбидий давам қилидиған һайатниң намидур. ахирәт күнигә иман ейтиш, иман асаслириниң бири болуп һесаблиниду. мундақчә қилип ейтқанда, өлгәндин кейинки тирилишқа, «мәһшәр» дәп атилидиған җайда топлинидиғанлиқимизға вә бу дунйада қилған – әнкәнлиримиздин һесаб беридиғанлиқимизға ишиништур. ахирәт күнигә иман ейтиш, аллаһқа вә пәйғәмбәрлиригә иман ейтиш билән бирликтә, ислам етиқадий асаслириниң улини тәшкил қилиду. аллаһқа вә ахирәт күнигә иман ейтқан киши, башқа етиқадий асасларға асанла ишиниду. һес – туйғулар билән билгили болмайдиған, әмма барлиқи вәһий арқилиқ билдүрүлгән ахирәт һайатиға ишиниш, аллаһниң һәқиқий қули болушни тәләп қилиду. бу сәвәбтин, ахирәт күнигә ишиниш иман асаслири ичидә муһим орунға игә.

ислам ахирәт күнини мундақ асасларға игә қилған: инсанлар аллаһниң қудрити билән йоқлуқтин бар қилинип, имтиһан мәйдани болған бу дунйаға әвәтилгән. дунйада һәммә нәрсини инсанларға бойсундуруп бәргән улуғ аллаһ[1] уни пүтүнләй өз ихтийарлиқиға қойуп бәрмәстин, йаратқучини тонуш вә у рази болидиған шәкилдә йашаш вәзиписини йүклигән. өзигә берилгән өмүр түгигәндә өлидиғанлиқи вә әбидий дунйа болған ахирәт һайатида тирилидиғанлиқи, у йәрдә һесаб беридиғанлиқи инсанға билдүрүлгән. инсанларға тоғра йол көрситилгәндин кейин, ишинип – ишәнмәслик, исламға уйғун әмәлләрни қилиш – қилмаслиқ мәсилисидә, инсан мәҗбурланмастин, әркин ирадисигә қойуп берилгән. ахирәт күнигә ишиниш, инкар вә исйан қилиш әһваллириға асаслинип, инсанларниң җәннәт йаки җәһәннәмгә киридиғанлиқиға ишинишни шәрт қилиду. ислам етиқадиға асасланғанда, капир, мушрик вә мунапиқлар җәһәннәмдә әбидий қалиду. гунаһкар мөминләр аллаһ әпу қилмиғанда җәһәннәмдә җазасини тартиду, андин иман ейтқанлиқиниң мукапатини көрүш үчүн җәннәткә киргүзүлиду.

ахирәткә иман ейтиш пәрз қилинмиғанда, һалал вә һарам дәп айрилидиған диний һөкүмләрниң؛ инсанларниң һәрикәтлирини тоғра вә хата дәп айришниң؛ дунйадики шәйийләрни гүзәл вә сәт дәп айришниң؛ омумлаштуруп ейтқанда, әхлақниң һечқандақ мәниси болмайтти. бу сәвәбтин, қуранда ахирәт билән мунасивәтлик мәсилиләр көп челиқиду. буниңдин башқа, ахирәтни инкар қилиш, аллаһни инкар қилғанға охшаш дәп қобул қилиниду[2].

қуран аңлиқ мусулманларниң алаһидиликини байан қилған айәтләрдә, уларниң ахирәт күнигә иман ейтқанлиқлирини тәкитләйду. қуранниң бу айәтлири ахирәт етиқадини муһим асасларға игә қилиш нуқтисидин алаһидә диққәт тартиду. улуғ аллаһ рум сүрисидә мундақ дәйду:

«мәхлуқатни дәсләптә (йоқтин) бар қилидиған, андин уни (өлгәндин кейин) тирилдүридиған аллаһ әнә шудур, у (йәни мәхлуқатни тирилдүрүш) аллаһқа (уни дәсләптә йоқтин бар қилғанға қариғанда) оңайдур, асманларда вә земинда әң алий сүпәт аллаһқа хастур, аллаһ ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур.»

муминун сүрисиниң 115 – 116 - айәтлиридә мундақ дәйду:

« и инсанлар! бизни силәр өзүңларни бикар йаратти (йәни силәр бизни һайванатларни йаратқинимиздәк һечқандақ савабму бәрмәйдиған, җазаму бәрмәйдиған қилип йаратти). өзүңларни бизниң дәргаһимизға қайтурулмайду дәп ойламсиләр?[115]һәқ ـ падишаһ аллаһ үстүндур, униңдин башқа һеч илаһ йоқтур, аллаһ улуғ әршниң пәрвәрдигаридур[116]. »   

әнбийа сүрисидниң 47 – айитидә мундақ дәйду:

«қийамәт күни биз (әмәлләр тартилидиған) адаләт таразисини орнитимиз, һеч адәмгә қилчә увал қилинмайду (йәни йахши адәмниң йахшилиқи кемәйтиветилмәйду, йаман адәмниң йаманлиқи ашуруветилмәйду), әгәр униң қича чағлиқ әмәли болсиму, уни һазир қилимиз, (бәндиләрниң әмәллиридин) һесаб елишқа биз йетәрликмиз[47].»

рум сүрисиниң 19 – айитидә өлгәндин кейинки тирилиш һәққидә мундақ дейилиду:

« аллаһ җансиз нәрсиләрдин җанлиқ нәрсиләрни чиқириду, җанлиқ нәрсиләрдин җансиз нәрсиләрни чиқириду, өлгән земинни тирилдүриду (йәни қурғақ земинни өсүмлүкләр билән көкәртиду), силәрму мушундақ тирилдүрүлисиләр[19]. »

ахирәт күнигә иман ейтишниң шәхс вә җәмийәт һайати һәққидики әһмийитини төвәндикидәк хуласиләшкә болиду:

ахирәт күнигә ишәнгән киши үмидсизләнмәйду. имани уни һәр түрлүк йаманлиқ, мусибәт вә кесәлликкә бәрдашлиқ беришкә үндәйду. униңчә болғанда, буларниң һәммиси аллаһтин кәлгән болуп, буниң мукапати техиму йуқири вә әбидий болған ахирәт күнидә берилиду. шуңа, булар униң хушаллиқиға тосалғу болалмайду.

  ахирәт күнигә ишәнгән киши өлүмни бир йоқилиш әмәс, бәлки җәннәткә вә йахши көридиғанлириға еришиш үчүн вәсилә дәп билиду. иман сайисидә, өзини өлүмгә йеқинлаштурған кесәлликни вә қерилиқни наһайити асан қобул қилиду. өзи йахши көридиғанларниң өлүминиң дәрт – һәсритигә сәвр қилиду. өлүмни бир йоқилиш дәп ишинидиған кишиниң хатирҗәм йашиши мумкин әмәс.

ахирәт күнигә вә у күни һесаб беридиғанлиқиға ишиниш, кишиниң вәзипә вә мәсулийәт еңини йуқири көтүрүшкә пайдилиқ. киши иман сайисидә дурустлуқтин узақлашмайду. ризқини һалал йолдин тепип йәйду, һийлә вә нәйрәңвазлиқ қилмайду, өмрини вә тапқинини пайдилиқ йолларға сәрп қилиду.

ахирәткә иман ейтиш, гүзәл әхлақлиқ җәмийәтниң бәрпа болушини капаләткә игә қилиду. иман тәсиридә пәйда болған аңға игә мусулман аилиси вә җәмийәт, хатирҗәм болиду.  шуңа, шәхс, аилә, җәмийәт вә пүткүл инсанийәтниң бәхт – саадәткә вә хатирҗәмликкә еришиши, пәқәт қилған әмәллириниң мукапатини көрәләйдиған ахирәт һайатиға ишинишкә бағлиқ. барлиқ йаманлиқниң астида ахирәт күни һесаб беридиғанлиқиға ишәнмәслик йатиду.

арзу – һәвәслириниң чеки болмиған инсан, башқиларниң һәқ – һоқуқиға таҗавуз қилиши, уларға зулум селиши мумкин. өзиниң мәнпәәтини дәп һәр түрлүк һийлә – нәйрәңвазлиқлардин пайдилиниши мумкин. ахирәт күнидә һесаб беридиғанлиқиға ишиниш вә җазаға тартилиштин қорқуш, уни башқиларға йаманлиқ қилиштин тосиду, һәқ – һоқуқини вә чекини билиду, башқиларниң һәқ – һоқуқини қоғдашни болса, өзиниң бурчи дәп билиду.  

ахирәткә иман ейтиш, кишини әбидий болған җәннәткә ериштүрүпла қалмастин, бәлки өзи йашаватқан дунйаниму җәннәткә айландуриду.     

 


[1]сүрә лоқман, 20 - айәт

[2]4 – сүрә ниса, 38 – 39 - айәтләр



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر