пәриштиләрниң барлиқиға иман ейтиш, һекмәтлири, шәхс вә җәмийәт һайати җәһәттики әһмийити

пәриштиләр - аллаһ билән инсанлар арисида әлчилик қилишқа охшаш һәр хил вәзипиләрни ада қилиш үчүн нурдин йаритилған мәхлуқатлар һесаблиниду. шәкли көзгә көрүнмәйду, һес – туйғу билән пәрқ қилғили болмайду. уларниң вәзиписи аллаһқа ибадәт қилишт

510063
пәриштиләрниң барлиқиға иман ейтиш, һекмәтлири, шәхс вә җәмийәт һайати җәһәттики әһмийити

түркийә авази радийоси: пәриштиләр аллаһ билән инсанлар арисида әлчилик қилишқа охшаш һәр хил вәзипиләрни ада қилиш үчүн нурдин йаритилған мәхлуқатлар һесаблиниду. шәкли көзгә көрүнмәйду, һес – туйғу билән пәрқ қилғили болмайду. уларниң вәзиписи аллаһқа ибадәт қилиш. улар кечә – күндүз аллаһни зикир қилиш, һәмду – сана ейтиш билән мәшғул болиду, аллаһқа чин ихласи билән ибадәт қилиду. бу уларниң ғизаси һесаблиниду. улар аллаһқа қәтий исйан қилмайду, қилчиликму униң әмир – буйруқлириниң сиртиға чиқмайду. йәр йүзидә, көктә вә һәммә йәрләрдә мәвҗут болуп туралайду, көзни йумуп ачқучә әң йирақ мусапиләргә йетип баралайду, һәр хил шәкил вә сүрәткә өзгирәләйду. пәриштиләрниң барлиқи, аллаһниң мутләқ қудритигә бивастә мунасивәтликтур.

аллаһ пәриштиләргә нәпис, шәһвәт вә ғәзәп қатарлиқ йаманлиққа иттиридиған һес – туйғуларни бәрмигән. уларниң йемәк – ичмәк, ухлаш, өйлинип бала – чақилиқ болуш алаһидилики йоқ. улар гунаһ өткүзмәйду, аллаһқа мутләқ бойсуниду. пәриштиләр йахшилиқ вә гүзәлликниң символи болғанлиқи үчүн үлгә қилинидиған мәхлуқатлар һесаблиниду.

ислам диний қатарлиқ барлиқ самави динлар, муқәддәс китаблар вә пәйғәмбәрләр пәриштиләрниң барлиқидин хәвәр бериду. аллаһқа вә пәйғәмбәрлиригә ишәнгән бир мусулман үчүн ейтқанда, пәриштиләргә ишәнмәслик дегәндәк хаһиш һәргизму мәвҗут болмайду. улуғ аллаһниң нурғун айәтлиридә, иман асаслири рәткә тизилғанда, пәриштиләрниң барлиқиға ишиниш, аллаһқа иман йетишниң арқисидинла зикир қилиниду. бу айәтләрниң биридә мундақ дейилиду:

«пәйғәмбәр рәббидин өзигә чүшүрүлгән айәтләргә иман ейтти, мөминләрму иман ейтти. һәр бири аллаһқа, пәриштилиригә, китаблириға вә пәйғәмбәрлиригә иман ейтти.»

пәйғәмбәр әләйһиссаламму иманға, «аллаһқа, пәриштилиригә, китаблириға, ахирәткә, пәйғәмбәрлиригә вә өлгәндин кейин қайта тирилишқа ишиништур» дәп тәбир берип, ислам динида пәриштиләрниң барлиқиға ишинишниң, аллаһқа иман ейтишниң арқисидин келидиған иман асаслириниң иккинчиси икәнликини очуқ оттуриға қойиду.

көзгә көрүнмәйдиған пәриштиләрниң барлиқиға иман ейтиш, мөминләрниң әң асаслиқ алаһидиликлиридин бири болған ғәйибкә ишинишниң испати һесаблиниду. қуран аллаһниң барлиқиға гуваһчи сүпитидә дәлил қилинидиған пәриштиләрни инкар қилишниң, азғунлуқ болидиғанлиқини тәкитләйду. шуңа, пәриштиләрни рәт қилиш - пәриштиләрниң вастиси арқилиқ кәлгән вәһийни, пәриштә вәһий йәткүзгән пәйғәмбәрни вә вәһийниң игиси болған аллаһни инкар қилиш дегәнлик болиду.

пәриштиләрниң санини вә вәзипилирини пәқәтла аллаһ билиду. қуран вә һәдисләрдин пәриштиләр һәққидә төвәндики мәлуматларни биләләймиз:

пәйғәмбәрләргә вәһий йәткүзүшкә мәсул җебираил, ризиқ вә рәһмәт пәриштиси микаил, әҗәл пәриштиси әзраил вә қийамәтниң кәлгәнликини сур челип хәвәр беридиған исрапил қатарлиқ төт чоң пәриштидин башқа йәнә, аллаһқа йеқин икәнлики қәйт қилинған, аллаһниң әршини көтүридиған, инсанларниң йахши – йаман әмәллирини йазидиған, инсанларни қоғдашқа тәйинләнгән, инсанларни қәбрдә соал – сорақ қилидиған, җәннәт вә җәһәннәмниң дәрвазвәнликини қилидиған, азап беришкә тәйинләнгән пәриштиләрму бар.

пәйғәмбәр әләйһиссаламму өзиниң һәдисидә мөминләрниң йоллиған дуруд вә саламлирини бәзи пәриштиләрниң өзигә йәткүзидиғанлиқини ейтқан иди.

пәриштиләрниң йаритилишида нурғунлиған һекмәтләр бар:

пәриштиләрниң барлиқиға ишәнгән мусулман хата иш қилиштин ваз кечиду. қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр пәриштиләрниң өзини көрүп туридиғанлиқини, йахшилиқ вә йаманлиқлирини хатириләп туридиғанлиқини билиду. кишиниң қилғанлири вә сөзлигәнлирини пәриштиләрниң йезип туридиғанлиқини билиши, хушаллиқ вә хатирҗәмлик ата қилиду, мәсулийәт туйғуси техиму күчийиду, муамилә – һәрикәтлиригә, сөзлиригә техиму диққәт қилидиған болиду. шуңлашқа пәриштиләргә ишинишниң тәсиридә киши йаманлиқлардин йирақ туридиған болиду.

пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдисидә мундақ дәйду:

«һәм шәйтан һәмдә пәриштә инсанниң көңлигә бәзи нәрсиләрни салиду. шәйтанниң иши йаманлиқ қилишқа чақириш, һәқтин йирақлаштуруш. пәриштиниң вәзиписи болса, һәққә вә йахшилиққа чақириш, йаманлиқтин йирақлаштуруш. ким көңлидә йахшилиққа чақирған бир авазни аңлиса, билсунки у пәриштиниң авазидур. киши дәрһал униңға бойсунсун вә аллаһқа шүкри ейтсун. ким көңлидә йаманлиққа чақирған авазни аңлиса, билсунки у шәйтанниң авазидур, униңдин йирақ турсун вә аллаһқа сиғинип панаһ тилисун.»

йуқиридики мәлуматларға қариған вақтимизда, пәриштиләрниң инсанларни йахши вә хәйрилик шәйийләрни идрак қилип, тоғра йолда меңишиға вә мәниви җәһәттин йуқири көтүрүлүшигә йардәм қилидиғанлиқини көрүвалғили болиду.

пәриштиләр қийинчилиқта қалған мөминләргә күч – қуввәт берип, йардәм вә дуа қилиду. пәриштиләрниң барлиқиға ишәнгән киши қийинчилиқта қалған вә қайғуға патқан вақитларда буниңдин тәсәллий тапиду, мәниви дунйасини мустәһкәмләйду. бу қийинчилиқта қалған мусулманниң үмидини йоқитип қоймаслиқини капаләткә игә қилип, уни күчлүк қилиду. мусулман киши нурдин йаритилған пәриштиләрниң өзи үчүн улуғ аллаһқа дуа қилидиғанлиқини билидиған болғачқа көңүл азадиликигә еришиду. йалғуз қалғанда йахшилиқниң символи, йаманлиқтин сақлайдиған пәриштиләрниң барлиқи вә улар билән болған достлуқ чүшәнчиси кишиниң мәниви дунйасини парлақ қилиду.

бир мусулман киши адаләтсизликкә йолуққанда вә һечким өзигә ишәнмигән вақитларда үмидсизләнмәйду, чүнки у мусулман киши пәриштиләрниң гуваһчи болидиғанлиқини билиду. мусулман киши қилған йахши ишлирида пәриштиләрниң қоллишини һес қилип, техиму һузурлиниду. җан үзгәндә роһиниң йоқалмайдиғанлиқини, пәриштиләргә болған иман сайисидә чүшиниду вә өлүм уни қорқуталмайду. пәриштиләрниң достлуқи вә йардими билән, қәбр һайатиниң йалғузлуқидин вә қорқунчидин қутулидиғанлиқини ойлап, хатирҗәм болиду.       



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر