миллий азадлиқ күришиниң келип чиқишидики сәвәб вә шараитлири

1944-йили ғулҗа қозғилиңи партлап, аридин бәш күн өткәндә, йәни 12-нойабир шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмитиниң қурулғанлиқи җакарланди.

275156
миллий азадлиқ күришиниң келип чиқишидики сәвәб вә шараитлири

түркийә авази радийоси: - 1944 йили 9-айда тәңри тағлириниң шималида фатих батур, ғәни батур, әкбәр батур қатарлиқ уйғур, қазақ вә татарлардин тәшкилләнгән рәһбири гуруппа башчилиқида, уйғур-қазақларни асасий гәвдә қилған нилқа қозғилиңи партлап, или райониға тез кеңәйди һәмдә шу йили 7-нойабир күни ғулҗа қозғилиңи партлап, қозғилаңниң 5-күни, йәни 12-нойабир шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмитиниң қурулғанлиқи җакарланди.
ундақта, 1933-йили 12-нойабирда қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити, йәни тарихчилар тәрипидин «биринчи шәрқий түркистан җумһурийити» дәп аталған һөкүмәт йиқилип, аридин 13 йил өткәндин кейн қурулған бу җумһурийәт қандақ сийасий вәзийәт астида мәйданға кәлди?
1944-1949-йиллиридики миллий азадлиқ һәрикити, җүмлидин униң инқилаби һөкүмити–шәрқий түркистан җумһурийити вә бу инқилаб билән мунасивәтлик хәлқара мунасивәтләр өткән әсирниң иккинчи йеримидин башлап совет иттипақи, ғәрб, җуңго, йапонийә вә башқа дөләтләрдә изчил тәтқиқат темиси болуп кәлмәктә.
20-әсир уйғур тарихи тәтқиқатчилириниң әсәрлиридики учурларға асасланғанда, 1944-йили 12-нойабир ғулҗида қурулған «иккинчи қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийити» төвәндикидәк тарихий арқа көрүнүш вә шараит астида дунйаға кәлгән.
1931-1934-йиллиридики миллий азадлиқ һәрикити совет иттипақиниң қизил армийә қошунлирини киргүзүп, шең шисәйгә йардәм берип, маҗуңйиң қоманданлиқидики туңган қораллиқ күчлирини тармар қилип, пүтүн өлкә миқйасида шең шисәй башчилиқидики өлкә һакимийитиниң мустәһкәмлиниши арқилиқ тохтитилди. совет иттипақиниң йараштуруши нәтиҗисидә хоҗа нийаз һаҗим башлиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң бир қисим рәһбәрлири өлкә мәркизий үрүмчигә келип, совет иттипақиниң контроллуқи астидики өлкә һөкүмитигә қатнашти.
уйғур тарихи шаһидлириниң әслимилиридин сәйпидин әзиз, һәмдулла тарим, бай әзиз, абдуқадир һаҗи, муһәммәд имин буғра, муса түркистани, муһәммәт имин қурбани, абдуреһим өткүр вә башқиларниң бир қатар әсәрлиридә байан қилинишичә, хоҗа нийаз һаҗим москваниң йараштуруши бойичә өлкигә муавин рәис болди. шуниңдәк, 1934-1937-йиллири арисида шең шисәй өлкидә москваниң көрсәтмиси астида маарип, мәдәнийәт, сода-иқтисад җәһәттин раваҗландуруш сийасити йүргүзди. әмма, униң түп мәқсити қәшқәрдики мәхмут муһити қоманданлиқидики 6-атлиқ дивизийәсини пәйдин-пәй бикар қилиш, хотәнгә орунлишивалған ма хосән башчилиқидики туңган 36-дивизийәсини йоқитип, пүтүн өлкә миқйасида өз һөкүмранлиқини мустәһкәмләштин ибарәт иди. ваһаләнки 1937-йили 4-айда қәшқәрдики 6-дивизийәниң асаслиқ қисими мәхмут муһити вәтинидин айрилғандин кейин, қозғилаң көтүрди. нәтиҗидә, 1937-йили хотәндики ма хосәнму қозғилаң көтүрүп, уйғур вә туңган қозғилаңчи қошунлири пүтүн өлкиниң җәнубий қисимини асасий җәһәттин өз контроллуқи вә тәсир күчи даирисигә алди. шең шисәй қошунлири совет һәрбий қоманданлириниң йахши һәрбий тәлим –тәрбийәси астида 3йил қаттиқ һәрбий мәшиқтин отүп, мунтизимлашқан уйғур 6-дивизийәсигә, хотәндиму қаттиқ һәрбий мәшиқ қилдурулған ма хосәнниң туңган-уйғур әскәрлиригә тәң келәлмиди.
ғәрб тарихчилиридин андрей форбес вә рус тарихчилиридин бармин, җуңго тарихчилиридин лйу зишийав һәм башқиларниң мәзкур дәвргә аит илмий әсәрлиридә көрситилишичә, шең шисәй һакимийти иккинчи қетим ағдурулуш хәвпигә дуч кәлди, мана мушундақ шараитта, москва қайтидин бир дивизийәгә тәң келидиған қизил армийә вә ички ишлар комиссарийатиниң қошунлирини өлкиниң җәнубиға киргүзди. совет айропиланлири һавадин маслашти, 25 танкадин тәркип тапқан танка әтрити нарин әтрапидики тағлиқ җайлардин өтуп, улуғчат арқилиқ чеградин кирип, урушқа қатнашти. совет армийәсиниң шиддәтлик һуҗумлири вә үрүмчидин кәлгән өлкә қошунлириниң маслишип һуҗум қилишлири нәтиҗисидә, уйғур вә туңган қошунлири тармар болди. совет иттипақиниң 1934-1937-йиллиридики шең шисәйгә йардәм бериши һәмдә 1937-йили, совет қизил армийәсиниң абдунийаз бәг, ма хосән башчилиқидики уйғур вә туңган қозғилиңини бастуруш җәрйани әнглийә алими андрей форбес вә башқа ғәрб тарихчилирниң әсәрлиридиму байан қилинған. бу әһваллар һәққидә уйғур тарихчилириму көп әслимиләрни елан қилған иди.
1937-йилиниң ахири қозғилаң бастурулуш билән тәң, шең шисәй пүтүн өлкә миқйасида кәң көләмдә тутқун қилиш, җазалаш елип барди. бундақ тутқун қилип җазалашлар 1940-йилиғичә давамлашқан болуп, 1937-1938-йиллири арисида совет иттипақида сталин һөкүмити кәң көләмдә «хәлқ дүшмәнлири» ни тазилаш һәрикити елип барған болуп, тарихчилар шең шисәйниң совет иттипақи мәслиһәтчилириниң көрсәтмиси бойичә иш елип барғанлиқини қәйт қилиду. 1937-1940-йиллири арисидики бу тазилашта хоҗа нийаз һаҗим башлиқ уйғур рәһбәрлири, зийалийлири, тиҗарәтчилири вә диний әрбаблири көпләп тутқун қилип өлтүрүлди. бу тазилашта қазақ, қирғиз, моңғул, туңган вә русларму зәрбигә учриди. һәтта шең шисәй өзиниң әң ишәнчилик дәп қариған достлиридин ду җоңйүән, чен дели башлиқ бир қисим хитай зийалийлириниму тутуп өлтурди. мана мушундақ қаттиқ қол сийасәт өлкә миқйасида омумий наразилиққа сәвәб болған болуп, 1940-1941-йиллири арисида алтай қазақлири шең шисәйгә қарши қораллиқ қозғилаң башлаш билән хәлқ наразилиқини ипадә қилди. мана буларниң һәммиси ички җәһәттики наразилиқ сәвәблири һесабланди.
йәнә бир муһим сәвәб, 1931-1934-йиллиридики миллий әркинлик күришигә атлинип, өзлириниң азадлиқи, мустәқил һакимийитини арзу қилған уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа хәлқләрниң аңлиқ пикирлик қатлими шең шисәй тәрипидин пүтүнләй йоқитилип болунмиған иди. азадлиқ ғайиси хәлқниң чоңқур қатлимида техи мәвҗут иди.
омумән, шең шисәй башлиқ һакимийәтни игиливалған милитаристлар, шовинист милләтчиләр гуруһиниң башқа милләтләрни кәмситиш, һақарәтләш, вәдисигә вапа қилмаслиқ- уйғур, қазақ, қирғиз, моңғул, туңган, рус, шивә, таҗик қатарлиқ һәр милләт хәлқидә қаттиқ наразилиқ пикирлирини пәйда қилған иди.
йуқириқилар 1944-йилидики инқилабниң партлишидики ички сәвәб-амиллар һәққидики қисқичә байанлардин ибарәт.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر