инимниң туғулған күни

бар икәну, йоқ икән. бурунниң бурунсида әлгәк саман ичидә, төгә дәллал, бүргә сатираш икән. анам бөшүкүмни тәврәткән күнләрниң бир күни һава наһайити очуқ болған икән.

271964
инимниң туғулған күни

түркийә авази радийоси: бар икәну, йоқ икән. бурунниң бурунсида әлгәк саман ичидә, төгә дәллал, бүргә сатираш икән. анам бөшүкүмни тәврәткән күнләрниң бир күни һава наһайити очуқ болған икән. у күни алаһидә күн икән, чүнки айшәгүлниң иниси әлиниң туғулған күни икән. у күни қуйаш парлақ нур чечипту. гүл-чечәкләр йап -йешил чимәнләрниң үстидә уйақтин-буйаққа игилип уссул ойнапту. айшәгүл у күни сәһәр орнидин туруп, әң чирайлиқ кийимлирини кийип таринипту. айшәгүл интайин хушал икән. чүнки у әлигә торт тәййарлайдикән. у буниңдин һәм хушал бопту, һәм бир аз қизғинипту. сәвәби, у күни һәммә иш әли үчүн пиланлинипту. у әлини наһайити йахши көридикән, әмма һәммә кшиниң униңға көңүл бөлгинини көргәндә өзини йалғуз қалғандәк һес қилидикән. ваһаләнки, у сәһәр туруп, әң чирайлиқ кийимлирини әли үчүн кийгән икән. у өзиниң туғулған күнидә ишләткән шарларни есип тәййарлапту, бирақ һечким униң немә иш қиливатқиниға диққәт қилмапту. айшәгүл буниңға көңли йерим болуп олтурупту. аниси буни көрүп:
-айшәгүл, немишқа бундақ көңлүң йерим һалда олтурисән? бүгүн иниңниң туғулған күни, хушал олтурушуң керәк. тортни бирликтә пишурамдуқ, - дәпту.
-ана, мән торт пишурушни билмәймән. шуңа саңа йардәмлишәлмәймән, - дәпту. аниси:
-мән тортни пишурғандин кейин, сән безигин. шамлирини бирликтә қойайли, - дәпту. айшәгүл:
-безийәләрмәнму? әгәр чирайлиқ болмиса йаки торт бузулуп кетип қалса, - дәпту. аниси:
-ундақ болмайду. сән маңа йардәмләшсәң, тортни чирайлиқ қилип пишуралаймиз. сән техиму чирайлиқ пишуралайсән. иниң һазир кичик, иншааллаһ уму чоң болғанда туғулған күнүңдә торт пишурушқа алдирайду. қени әмисә, маңа йардәмләш. биллә торт тәййарлайли, - дәпту. шуниң билән айшәгүл анисиға йардәмлишишкә башлапту. ана-бала тортни наһайити чирайлиқ қилип пишурупту. айшәгүл анисиниң көрсәткини бойичә тортни безәпту, андин үстигә шамларни санҗип қойупту. һәммә нәрсә тәййар бопту. әли пишурулған торттин наһайити хурсән бопту вә ачисиға есилип туруп, қайта-қайта рәһмәт ейтипту. әлиниң туғулған күни наһайити чирайлиқ өтүпту. айшәгүлму йахши ойнапту. у өзиниң инисини қанчилик йахши көридиғанлиқини ойлап, қизғинип хата қилғанлиқини чүшинип йетипту. бу чөчикимизму мушу йәрдә ахирлишипту.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر