чанаққәлә уруши нуқтисидин йахши, йаман вә йиргинишлик

төвәндә мармара университети сийасәт билимлири вә хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси пирофессор доктор рамизан гөзәнниң мәсилигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сунимиз.

258236
чанаққәлә уруши нуқтисидин йахши, йаман вә йиргинишлик

түркийәниң вә дунйаниң күнтәртипи – 122
«чанаққәлә уруши нуқтисидин йахши, йаман вә йиргинишлик»


чанаққәлә урушиниң 100 – йиллиқини хатириләш мурасимлири мунасивити билән бәзи дөләт рәһбәрлириниң көрсәткән позитсийәлири өзгичә әхлақий бир мәнзирини оттуриға чиқари. биз бу позитсийәләргә 1966 - йили ишләнгән «йахши, йаман вә йиргинишлик» намлиқ филимниң исми вә мәзмунидин илһам алған шәкилдә баһа бәрмәкчимиз.
сергио лон режиссорлуқини қилған, келинт ествуд, ели валлач вә ли ван килеф рол алған бу филимдә америкиниң ички уруш җәрйанида, йәргә көмүлүп қалған әмма орни намәлум алтунларни қолға чүшүрүш үчүн 3 нәпәр кала баққучи чевәндазларниң елип барған күрәшлири мәзмун қилиниду. буниңға охшап кетидиған вәқәләрни омумән қилип ейтқанда күндилик түрмүшта, хусусий қилип ейтқанда, сийасәт вә хәлқара мунасивәтләрдиму учратқили болиду. чүнки хәлқара мунасивәтләрму омумән билингинигә охшаш мәнпәәт вә күч талишиш уруши болупла қалмастин, өз нөвитидә йәнә бир әхлақ вә мәрданилиқниң тиричанлиқидур. мәсилән 2015 – йили 23 – апрелдин 25 – апрелғичә өткүзүлгән чанаққәлә урушиниң 100 – йиллиқини хатириләш мурасимлирида һәр қайси дөләт рәһбәрлириниң көрсәткән позитсийәлирини мушу нуқтидин баһалашқа болиду.
дәрвәқә, 1915 – вә 1916 – йиллиридики чанаққәлә урушлири башқа барлиқ урушларға охшаш «йахши, йаман вә йиргинишлик»ләр өзара гирәлишип кәткән бир уруш иди. бу урушта әнглийә билән фирансийәниң чанаққәлә боғузидин өтүп османли хәлипиликиниң пайтәхти истанбулни ишғал қилиш һәмдә бу арқилиқ иттипақдиши русийәгә йардәм йәткүзүш пилани бар иди. йәнә бир тәрәптә русийә әгәр бу урушта ғәлибә қилған болса, истанбулни алқинға киргүзүп, ортодокис христиан дунйасиниң рәһбири болушни һәмдә шәрқий анадолони ишғал қилип, бир әрменийә дөлитиниң қурулушиға рәһбәрлик қилишни пиланлиған иди. мана булар хәлқара сийасәтниң «йаман» тәрипи иди. бирақ буниңдин техиму начар болғини русийә вә униңға иттипақдаш дөләтләрниң бу пиланни ишқа ашуруш үчүн әң йергинишлик тактикиларни ишқа селиши болди. османли хәлипилики пуқраси һесаблинидиған әрмәнләрни вә командирларни османли дөлитигә қарши тәшкилатландүрғанлиқи болди. бу «йаман вә йиргинишлик» позитсийәләргә қарши османли хәлипилики мундақ икки хил қәдәм ташлиди.
бир тәрәптә чанаққәләдә әнглийә вә фирансийәгә қарши өз вәтәнлирини қоғдаш үчүн уруш қилған болса, йәнә бир тәрәптин анадолуда чиқиш алдида турған ички урушниң алдини елишқа қоғдиниш характерлик тәдбирләни йолға қойди. бу тәдбирләр әмәлий сийасәт җәһәттин интайин муһим вә әхлақий җәһәттин интайин тоғра иди. бирақ иттиһад вә тәрәққий һөкүмитиниң бу мәқсәттә әрмәнләрни тарқақлаштурушни йолға қойуш услуби вә қаттиқ қоллуқи «йаман» болған иди. техиму йаман йери, уруш вә тарқақлаштуруш җәрйанида османли хәлипилики тәвәликидә йүзлигән йиллардин буйан өзара гирәлишип һайат күчүргән әрмәнләр, түркләр, әрәбләр, курдлар вә румларниң бир бирсигә қорал тәңләйдиған болуп қелиши иди. йү миңлиған хәлқниң қошнидарчилиқ вә қериндашлиқ риштилирини бирдинла үзүп ташлиши нәқәдәр «йаман» болған болса, йәнә шу хәлқтин бәзиләрниң бу һуҗумларға қарши бир - бирни мудапиә қилиши, шу қәдәр мәдһийәләшкә тегишлик «йахши» позитсийә болған иди.
төвәндә мармара университети сийасәт билимлири вә хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси пирофессор доктор рамизан гөзәнниң мәсилигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сунимиз.
*** ** ***** ***** **** **** ****
чанаққәлә уруши йиллирида йүз бәргән бу ечинишлиқ вә өбҗәш мәнзириниң охшиши шуниңдин 100 йил кейин 2015 – йили 23 – вә 24 - апрелда көрүлди. түркийәниң чанаққәлә урушиниң 100 – йиллиқини хатириләш мунасивити билән истанбулда чақирған «алий дәриҗилик рәһбәрләр тинчлиқ йиғини» вә чанаққәләдә өткүзүлгән мурасимлири интайин «йахши» болди. буниңдин техиму «йахшиси» вә һәтта камаләткә йәткини, 100 йил илгири чанаққәлә урушида уруш қилған анзақлардин түркләргичә болған нурғунлиған хәлқләрниң рәһбәрлири вә әвладлириниң бу қетимқи мурасимға иштирак қилған иди. урушниң азаблиқ әслимилиридин савақ елип, бүгүнки күндә достлуқ вә тинчлиқ ичидә бирликтә йашаш муһим алаһидилик һесаблиниду, әлвәттә. шуниңдәк 100 йил илгири һайатидин айрилған әрмәнләрни хатириләш үчүн истанбулда вә башқа йәрләрдә өткүзүлгән мурасимларға қатнишишму йахши бир әһвал. бирақ охшаш урушта һайатидин айрилған, кимликлири башқа милйонлиған инсанларниң, болупму мусулман хәлқләрниң бундақ алаһидә хатирләнмәслики һәқиқәтәнму чүшәнгили болмайдиған «йаман» әһвал иди. буниңдин башқа йәнә, бу мурасимға қатнашмиғанларға охшаш бу йиғилишниң достлуқ вә қериндашлиқ чақириқлириға етибар бәрмәслик вә 100 йил илгири йүз бәргән вәқәләрни сийасий мәнпәәтлири үчүн суйиистемал қилишму шунчә йиргинишлик болди. папаниң вә йавопа парламентиниң шундақла русийә вә башқа бәзи дөләтләрниң 100 – йил мунасивети билән пәқәт әрмәнләрниңла азаблирини тилға елишлири әмма башқиларниң азаблирини көрмәскә селиши «йаман» болди. болупму аталмиш әрмәнләр мәслисини «ирқий қирғинчилиқ» дәп тәрипләшлири техиму «йиргинишлик» болди. папаниң бу чарә арқилиқ христианларни бирләштүрүшкә уруниши, йавропа иттипақиниң мәзкур қарари билән әрмән лобилириға йахшичақ болушқа тиришиши, русийә вә фирансийәниң әрмәнләр мәслиси арқилиқ кавказ районида күч талашмақчи болуши аҗабип йиргинишлик болди.
шуниңдәк йәнә нурғун мисалларни кәлтүрүшкә болидиған бу хил позитсийәләрниңму худди «йахши, йаман вә йиргинишлик» намлиқ филимдикигә охшаш әң асаслиқ мәслиси, омумий инсанийәтниң әмәс, бәлки дәл әксичә шәхсий һесаблирини алдинқи пиланға чиқиривалғанлиқидин ибарәттур. филимдики «йахши, йаман вә йиргинишлик» роллар америкиниң ички уруши җәрйанида өзиниң хусусий мәнпәәтлириниң һәләкчиликидә (алтунларни алқанға киргүзүшниң һәләкчиликидә) пүтүн америка хәлқиниң байлиқ вә намратлиқ күриши қиливатқнанлиқини әкис әттурүп берәтти. йәнә шуниңға охшаш бир шәкилдә бүгүнки күндиму дунйадики инсанларниң асасилиқ көп қисми еғир қийинчилиқларға дуч келиватқан бир пәйттә, (мәсилән сүрийәдә шунчә еғир инсаний традегийәләр йүз бәрмәктә) йәнә бир қисми чанаққәләә урушиниң 100 – йили мунасвити мәзгилидә сийасий мәнпәәтни қолға кәлтүрүшниң қәстидә болуп йүрмәктә.
хуласилап учуқ ейтқанда, һәр йили 24 – апрелда аталмиш «әрмәнләр қирғинчилиқи» иғвагәрчиликлири «йаман»лиқ вә бәзи дөләтәрниң бу еғивагәрчилик арқилиқ мәнпәәт койида йүриши «йиргинишлик» боливатқан болса, буларға қарши өтмүшниң ортақ азаблирини вә мәсилилирини ортақ әқил билән һәл қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлар һәмдә тиришиватқанларни қоллап – қуввәтләватқанлар «йахши»лиқни илгири сүрмәктә.
әзиз қериндашлар, йуқирида мармара университети сийасәт билимлири вә хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси пирофессор доктор рамизанниң гөзәнниң мәсилигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сундуқ.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر