шәрқий түркистан җумһурийитиниң елан қилиниши

20-әсирниң оттурилирида ғулҗида елан қилинған иккинчи җумһурийәт «шәрқий түркистан җумһурийити» ниң қурулуш җәрйани тоғрисида қисқичә мәлумат

256916
шәрқий түркистан җумһурийитиниң елан қилиниши

түркийә авази радийоси: шәрқий түркистан ислам җумһурийити һөкүмити наһайити қисқа вақит ичидә йиқилип узун өтмәй, 1938-йили сентәбирдә шиң шисәй ситалинниң алаһидә меһмини сүпитидә московаға берип, совет иттипақи коммунистик партийәсигә әза болиду. хоҗа нийаз һаҗи қозғилиңи 1937- йили апрелда бастурулиду. униңдин кейин шерип хан төрә вә башқа муҗаһитлар қаттиқ қийин-қистақ билән өлтүрүлиду. шу йили барикөл хәлқи 4 қетим қозғилаң көтүриду. 1940-йили февралда вә 1941-йили ийунда алтай хәлқи қозғилаң көтүриду. толиму әпсуски, бу қозғилаңларниң һәммиси қанлиқ шәкилдә бастурулиду.
-1944йили сентәбирдә ғулҗида хәлқ қозғилаң көтүрүп зор утуққа еришип, ели, алтай, тарбағатай қатарлиқ вилайәтләрни хитайниң қолидин қузтқузиду. 1944-йили 12-нойабирда «шәрқий түркистан җумһурийити» елан қилиниду. бу әһвал шәрқий түркистан йеқинқи заман тарихида наһайити әһмийәтлик ишлардин бири болуп һесаблиниду.
йеңи қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң җумһур рәиси әлихан төрә, муавин җумһур рәис һекимбәг хоҗа, баш катип абдуррәуп мәхсум, малийә министири әнвәр мусабай, маарип министири сәйпидин әзизи, сәһийә министири муһиттин қанат вә әдлийә министири муһәммәдҗан мәхсум иди.
һөкүмәт ғулҗида қурулғандин кейин, руслар қозғилаңчиларға қорал-йарағ, һәрбий вә сийасий мәслиһәтчиләр әвәтиду. совет иттипақи бу мәслиһәтчиләрниң васитиси арқилиқ, қозғилаңчиларни хитай билән келишим һасил қилишқа үндәйду. шундақ қилип, хитай билән қозғилаңчилар арисида узунға созулған музакириләр башлинип кетиду. гоминдаң һөкүмити «үч әпәнди» дәп аталған әйса йүсүп алптикин, муһәммәд имин буғра вә мәсут сабири қатарлиқ затларни вәкил сүпитидә таллап қозғилаңчилар билән сөһбәт өткүзүш үчүн шәрқий түркистанға әвәтиду. үч әпәнди шәрқий түркистанға кәлгәндин кейин, бир қатар йиғин уйуштуриду. үч әпәнди йиғинларда һәқиқий мәнидики мустәқиллиққа еришиш үчүн, алди билән хитайға беқинған асаста бир миллий мухтарийәт қуруп чиқип, шәрқий түркистанлиқларниң мәдәнийити, идеологийәси вә иқтисадий турмушини гүлләндүрүшниң әң тоғра йол болидиғанлиқини؛ әһвал бир мәзгил мушу пети давамлашқанда шәрқий түркистанниң русйәниң чаңгилиға чүшүп кетишиниң алдини алғили болидиғанлиқини күчәп тәкитлишиду. үч әпәнди тәшкиллигән бу йиғинларға йашлар наһайити актип аваз қошиду. икки тәрәп бир йүрүш сөһбәтләрни өткүзгәндин кейин, ахири келишим һасил болиду. лекин келишимни етирап қилмиған әлихан төрәм билән бир қанчә һөкүмәт башлиқлирини советләр иттипақиға елип кетиду.

тарихий мәнбәләргә асасланғанда, келишим нәтиҗисидә, үрүмчидә 15и йәрлик, 10и хитай болуп, җәмий 15 кишилик бир һөкүмәт қурулиду. гоминдаң генерали җаң җиҗуң һөкүмәт башлиқи, рус тәрәпдари әхмәтҗан қасими билән бурһан шәһиди муавин һөкүмәт башлиқи болуп сайлиниду. муһәммәд имин буғра тәмират министири, җанимқан малийә министири, әйса йүсүп алптикин вакаләтсиз әза, мәсут сабири болса баш тәптиш сүпитидә һөкүмәттин орун алиду.
гоминдаң инқилабчиларниң башқуруши астидики ғулҗа, алтай вә тарбағатай қатарлиқ совет иттипақиниң қоллишиға еришкән бу районларни тизгинләштин интайин аҗиз иди. хитайниң шәрқий түркистанниң җәнубидики районларда йолға қойған хитайлаштуруш сийасити, хәлқни хитайдин нәпрәтләндүрүп, совет иттипақиға майиллаштурған иди. бу вәзийәттин чөчигән гоминдаң һөкүмити мәсут сабирини һөкүмәт рәисликигә, әйса йүсүп алптикинни һөкүмәтниң баш катиплиқиға, шәрқий түркистанниң башқуруш һуқуқини милләтчиләргә ташлап бериду. һөкүмәттики рус тәрәпдарлири бу әһвалдин нарази болуп, һөкүмәттин истепа берип ғулҗиға қайтип кетиду. әлвәттә улар өз мәйли бойичә һөкүмәттин истепа бәрмәйду.
милләтчи һөкүмәт алди билән миллийләштүрүш сийаситини әмәлийләштүрүш үчүн маарип сийаситини йүргүзиду. бу әһвал хитай билән совет иттипақини әндишигә селип қойиду. 1948-йили шәрқий түркистанда вәзипә өтәп туруватқан хитай қоманданлиқ қисимлириниң баш қомандани бир хитабнамә елан қилип, йәрлик милләтчиләрниң совет иттипақи тәрәпдарлиридин техиму хәтәрлик болидиғанлиқини күчәп тәкитләп тәшвиқат паалийити елип бариду.
бу мәзгилдә мав зедуңниң мәшһур узун сәпири ахирқи пәллисигә келип қалған иди. хитай һөкүмити совет иттипақиға йахшичақ болуш мәқситидә, 1949-йили 1-йанварда мәсут сабири билән әйса йүсүп алптикинни вәзиписидин елип ташлап, орниға русйә чомақчиси болған бурһан шәһидини тәйинләйду. бу мәзгилдә хитай коммунистлири хитайни тамамән чаңгилиға чүшүрүп болған болуп, шәрқий түркистан чеграсиға әскәр топлиған иди. 1949-йили сентәбирдә шәрқий түркистандики гоминдаң қисиминиң баш қомандани, хитай коммунистик һөкүмитиниң қойниға өзини атиду. нәтиҗидә хитай коммунист армийәси һечқандақ һәрбий қисим билән тиркәшмәйла асанла шәрқий түркистанға бесип кириду. шундақ қилип бу күндин етибарән шәрқий түркистанниң зулмәтлик күнлири башлиниду. йүз миңлиған уйғур түрмиләргә ташлиниду, өлтүрүлиду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر