ибраһим әләйһиссаламниң қисқичә һайати(2)

тәвһид пәйғәмбири, башқичә қилип ейтқанда, аллаһ билән дост пәйғәмбәр һәзрити ибраһимниң қисқичә һайати

232572
ибраһим әләйһиссаламниң қисқичә һайати(2)

түркийә авази радийоси: аллаһ өзигә дост қилип таллиған ибраһим әләйһссалам, наһайити еғир-бесиқ, меһрибан, сөзидә садиқ вә барлиқ һайатини аллаһ йолиға атиған пәйғәмбәр иди, шундақла наһайити меһмандост иди. бу хисләтләрниң һәммиси бир адәм үчүн болмиса болмайдиған муһим алаһидиликләр һесаблиниду. шуниң үчүн болса керәк, униң мушрик дадиси үчүн қилған дуасидин башқа барлиқ дуалири қобул қилинған, нәслидин катта пәйғәмбәрләр чиққан. у йәһудийларниң ейтқинидәк йәһудий әмәсти. хиристйанлар ейтқандәк, хиристйанму әмәс иди. у пәқәтла инсанларға һәқ йолни көрсәткүчи бир тәвһид пәйғәмбири иди.
у, әқил- парасәттә камаләткә йәткән киши иди. каинатниң маһийтини билишкә қизиқатти. тәлипигә асасән, аллаһ таала униңға асман вә земинниң көзләрдин йирақ бәзи һекмәтлирини көрсәтти. чүнки у, бу һәқтә мәлумат елишни арзу қилатти. униң бу қизиқиши етиқадидин һалқиған қизиқиш болмастин, динниң техиму мукәммәл болуши үмиди билән мәйданға кәлгән қизиқиш иди. чүнки у дунйани, ахирәтни, җәннәтни вә дозахни инсанларға тонуштуридиған пәйғәмбәр иди. инсанларға буни йәткүзүштин авал буниңға өзи толуқ ишиниши лазим иди. бу җәрйанда, өлүп тупраққа айлинип кәткән җанлиқниң қайта тирилишини нәзирийәви җәһәттин қобул қилсиму, буниң әмәлийәттә қандақ болидиғанлиқини өз көзи билән көрүшни тилиди. аллаһ болса, униң бу дуасини иҗабәт қилди. айәттә мундақ дейилиду: «өз вақтида ибраһим: ‹и рәббим! өлүкни қандақ тирилдүридиғанлиқиңни маңа көрсәтсәң› девиди, аллаһ униңға: ‹қуштин төтни тутуп өзәңгә өгәткин, андин кейин уларни өлтүрүп парчилап һәр бир тағқа улардин бир бөлүкини қойуп қойғин. андин уларни чақирғин, улар дәрһал сениң йениңға келиду.› билип қойғинки, аллаһ ғалиптур, һекмәт билән иш қилғучидур.» бу әслидә ибраһим әләйһиссаламниң соалиға җавабтәк көрүнсиму, лекин әмәлийәттә аллаһниң өлүкни қандақ тирилдүридиғанлиқи һәққидә гуман қиливатқан барлиқ инсанларниң ашкара йаки мәхпий сақлап келиватқан соаллириниң җаваби иди.
тарих вә тәпсир мәнбәлиридә ибраһим әләйһиссалам билән муназириләшкән вә илаһлиқ дәваси қилған, пәқәт ибраһим әләйһиссалам оттуриға қойған дәлилләр алдида йеңилип қилип, уни отта көйдүрүп җазалимақчи болға кишиниң нәмруд икәнлики қәйт қилинған. аллаһ таала ибраһимни қутқузғандин кейин, айали сарә, куйиоғли лут әләйһиссалам вә йеқинлири нәмруд дөлитидин айрилип, алди билән һарран райониға, андин ийорданийә райониға көчүп, шу йәрдә бир мәзгил туруп қалған. кейинчә мисирға көчүп кәткән. мисирдики залим һөкүмдарниң һакимийити астида наһайити қийин әһвалларға дуч кәлгән. шуниң билән у йәрдинму айрилип заманимиздики пәләстин райониға көчүп кәткән.
қуранниң ипадиси бойичә, ибраһим әләйһиссалам аллаһ таала буйруған бәрәкәтлик җайға орунлашқандин кейин, лут әләйһиссалам аллаһниң әмри билән қәвмигә пәйғәмбәр қилип тәйинләнгән. шуниң билән бу йәрдә ибраһим әләйһиссалам лут әләйһиссаламдин айрилип қалған. һәм қәвмидин һәмдә сәпдиши лут әләйһиссаламдин айрилип қалған ибраһим әләйһиссалам, аллаһ тааладин йахши пәрзәнт тилигән. чүнки униң шу чағқичилик пәқәтла пәрзнти болмиған иди. аллаһ таала униң дуасини иҗабәт қилип, униңға алдин хуш хәвәр бәргүчи пәриштиләрни әвәтиду. бәзи аиләви зиддийәтләр түпәйлидин ибраһим әләйһиссалам аллаһниң әмригә асасән айали сарә вә оғли исмаилни заманимиздики мәккә райониға апириветиду. бу һәқтә аллаһ таала инсанларға ата қилған немәтлирини әслитип мундақ дәйду:
«өз вақтида ибраһим ейтти: ‹и рәббим! мәккә шәһирини тинч - аман қилип бәргин. мени вә әвладлиримни бутларға чоқунуштин йирақ қилғин. и рәббимиз! әвладимниң бир қисмини сениң һөрмәтлик өйүңниң қешидики екинсиз вадиға орунлаштурдум. и рәббимиз! улар намазни мукәммәл оқуйдиған болсун, инсанларниң диллирини уларға майил қилғин. уларға түрлүк мевиләрни ризиқ қилип бәргин. шуниң билән улар саңа шүкүр қилидиған болсун.›» униң бу дуаси билән һечқандақ зираәт үнмәйдиған қақас чөл аватлишишқа башлайду вә у йәр шуниң билән бир мәдәнийәтниң башланғуч нуқтисиға айлиниду. адәм әләйһиссалам дәвридин қипқалған, лекин заманниң өтүши билән инсанлар тәрипидин унтулуп кәткән, мәккини мәркәз қилған тәвһид мәшили, әнә шу тарихтин етибарән дунйа асминини йорутушқа башлайду.
мәккигә қойуп кәткән оғли йаш қорамиға йәткәндә, ибраһим әләйһиссаламниң иккинчи имтиһани башлиниду. тарих мәнбәлиридә көрстилишичә, ибраһим әләйһиссалам пәләстин дийаридин мәккигә җәмий үч қетим зийарәткә бариду. биринчи қетимда, аилисини орунлаштуруш үчүн бариду. иккинчи қетим барғанда айали вапат болуп кәткән иди. у вақитта оғлиниму көрәлмәй қайтип кетиду. үчинчи қетимда, аллаһ тәрипидин кәбини йеңидин қуруп чиқиш буйруқи берилгәндә мәккигә келиду. бу чағда ибраһим әләйһссалам бәйтуллаһни селип болуп, аллаһниң буйруқиға бинаән барлиқ инсанларни кәбини тавап қилишқа чақириду. бу тарихтин етибарән бәйтуллаһ дәпму атилидиған кәбә, инсанларниң һәҗ паалийитиниң мәркизий қилип бәлгилиниду.
ибраһим әләйһиссалам кәбини йасап пүттүргәндин кейин, җебраил әләйһиссалам униңға һәҗниң қандақ ада қилинидиғанлиқини өгитиду. у әтрапидики инсанлар билән биллә бу ибадәтни орундайду. һәҗ паалийти ахирлашқандин кейин йәнә пәләстингә қайтип кетиду. қуранда исими ейтилмастин ибраһим әләйһссаламниң оғлини қурбанлиқ қилишқа нийәт қилғанлиқи тилға елиниду. бу әһвал униңға чүшидә билдүрүлгән иди. лекин, аллаһ таала исмаил әләйһиссаламниң орниға ибраһим әләйһссаламға асмандин бир қурбанлиқ қочқар чүшүрүп бериду. бу имтиһанда ғәлибә қилған ибраһим әләйһиссаламниң җан- җигәр йүрәк парисини аллаһ йолида қурбан қилишин қорқмаслиқтәк алийҗанаб роһи вә оғли исмаил әләйһиссаламниңму аллаһ йолида қурбан болушқа болған разилиқи кейинки нәсилләр ичидә үлгә болуп тиклиниду. буниң мукапати сүпитидә кейинки нәсил инсанлар ичидә униң үлгилик паалийәтлири әбәдийлишиду. ибраһимға салам болсум!
йуқиридики мәзмунларни хуласиләп ейтқанда, ибраһим әләйһиссалам кичик йаштин башлапла аллаһниң бирликигә шерик кәлтүрүшкә кәскин қарши туруп кәлди. бу йолда сөйүмлук ата- анисидин, туғулуп өскән ана йуртидин айрилип қилиштин қорқмиди. өмриниң кейинки мәзгилидә болса, әң арзулуқ оғлини аллаһ йолида қурбан қилиштин баш тартмиди. мәйли тәвһид, мәйли ибадәт җәһәттин болсун, аллаһқа қуллуқ қилишниң һәр хил түрлиридә аллаһниң буйруқлирини ғәлибилик орундиди. мана мушуниңға охшаш, җапа- мушәққәтлик өткәлләрдин өтүп аллаһ тааланиң алаһидә мукапатиға еришти. аллаһниң дости болуп талланди. һәқиқәтниң символиға айланди. шуниң билән, униң тутқан тәвһид йолидин маңғучилар, бир милләт болуп шәкилләнди. бу адәт бизниң мусулман хәлқимиз ичидиму омумлишип, өзлириниң миллитиниң «ибраһим әләйһиссалам» ниң миллити икәнликини байан қилиш арқилиқ, диний милләтчиликни, етник милләт уқуминиң орниға дәсситидиған чүшәнчә шәкилләнди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر