нуһ әләйһиссалам

нуһ әләйһиссалам инсанларни йаман ишлардин агаһландуридиған вә йахшилиққа үндәйдиған илаһий вәһи билән вәзипигә тәйинләнгән әң дсләпки әлчи, шундақла ирадилик вә чоң пәйғәмбәрләрниң бири һесаблиниду.

217631
нуһ әләйһиссалам

түркийә авази радийоси: адәм әләйһиссаламдин кейин шит вә идрис әләйһиссалам пәйғәмбәрлик вәзипси өтиди. инсанларни аллаһниң диниға чақирди. пәқәт бу тәртиптә инсанларни йаман ишлардин агаһландуридиған вә йахшилиққа үндәйдиған илаһий вәһи билән вәзипигә тәйинләнгән әң дсләпки әлчи нуһ әләйһиссалам иди. шундақла ирадилик вә чоң пәйғәмбәрләрниң қатарида һесаблинатти.
нуһ әләйһиссалам, дегүдәк барлиқ илаһий динлар тәрипидин етирап қилинған катта пәйғәмбәр. лекин униң нәсәби һәққидә қуранда һечқандақ мәлумат йоқ. пәқәт тәвратта нуһ әләйһссаламниң нәсәби вә йашиған дәври һәққидә бир-биригә зит көплигән мәлуматлар мәвҗут. шундақ болушиға қаримай йәһудий вә хиристийанлар нуһ әләйһиссаламниң, адәм әләйһиссаламниң йаритилишидин бир миң 56 йил вә вапатидин 126 йил кейин дунйаға кәлгәнликини асасий мәлумат сүпитидә қобул қилиду. йәнә тәвратта қәйт қилинишичә, нуһ әләйһиссалам, 600 йашқа киргәндә туфан һадисиси мәйданға кәлгән болуп, туфандин кейин 350 йил һайат кәчүргән вә җәмий 950 йил өмүр көрүп аләмдин өткән. қуран нуһ әләйһиссаламниң һайатини қисқичә қилип, «у, қәвминиң ичидә 950 йил йашиди» дәп көрситиду.
тарих мәнбәлиридә қәвмләрниң шәкиллиниши һәққидики мәлуматларниң асаслиқ мәнбәси, йәнә тәвратқа, шу арқилиқ нуһ әләйһиссаламға тайиниду. мәзкур китабта ейтилишичә, нуһ әләйһиссаламниң сам, һам вә йасәф (йафәс) дәп үч оғли болған. нуһниң төтинчи оғлиниң исми кәнан болуп, у, туфан апити йүз бәргәндә нуһниң кемисигә чиқишни рәт қилған вә туфанда ғәрқ болуп өлгән. тәврат мәркәзлик бу мәлуматларни асас қилған тарихчиларниң көз қаришида дунйадики милләт вә ирқлар нуһ әмәләйһиссаламниң үч оғлиниң нәслидин шәкилләнгән. қуран бу мәлуматниң өз әйнисни тилға алмисиму, нуһ әләйһиссаламниң нәслини сақлап қалғанлиқини байан қилиду. бу һәқтә саффат сүрисидә мундақ дейилиду: «нуһ бизгә илтиҗа қилди... биз уни вә униң тәвәлирини чоң бала-қазадин қутқузуп, униң нәслинила сақлап қалдуқ. шуңа инсанлар нуһқа салам йоллайду.»
бу болса, мөмин болуш вә йахши иш қилишниң мукапати иди. шу вәҗидин болса керәк у, инсанларниң адәм әләйһиссаламдин кейинки иккинчи атиси дәп аталди. өтмүштин тартип махташ билән йад қилинип кәлгән.
дәрвәқә, заманниң өтүшигә әгишип йәр йүзидә нопус көпийишкә башлиди. қәвмләр шәкилләнгән, буниңға әгишип инсанлар һәқ йолдин адишишқа башлиған. болупму нуһ әләйһиссаламниң қәвми бәкму һәддидин ешип кәткән. етиқадий җәһәттин бутпәрәс иди. залим вә хата етиқадтики рәһбәрлиригә әгишип кәткән. нуһ әләйһиссалам қәвмини: «и қәвмим! аллаһқа ибадәт қилиңлар, силәргә аллаһтин башқа илаһ йоқ, мән һәқиқәтән силәрниң бүйүк күнниң азабиға дучар болуп қелишиңлардин әнсирәймән» дәп тоғра етиқадқа чақирған. лекин қәвми уни йалғанчи дәп әйиблигән. униңға әгишишни қәтий рәт қилған.
униң қәвминиң каттибашлири: «бизниңчә, сәнму пәқәт бизгә охшаш бир адәмсән. бизниңчә, аримиздики пәс кишиләр йәңгиллик билән саңа әгишип қалған гәп. силәрниң биздин һечқандақ артуқчилиқиңлар йоқ» дәп, хаталиқлирида чиң турувалған. һәтта улар техиму илгирлигән һалда «биз силәрни йалғанчи дәп ойлаймиз» дәп, нуһ әләйһиссалам вә униңға ишәнгән инсанларни төвән көргән. уларни мазақ қилишқан. илаһий дәвәтниң ролини сәл чағлиған.
бу қәвм йахши гәпни аңлимайла қалмастин, иҗтимаий әхлақ җәһәттинму бәк һәддидин ешип кәткәчкә нуһ әләйһиссалам уларниң һалак қилинишини тәләп қилған иди. аллаһ таала бу җәһәттә пәйғәмбәр муһәммәд әләйһиссалам вә үммитигә тәсәллий берип мундақ дәйду: «силәрдин илгирики үммәтләр капирлиқта чиң турувалғанлиқи, пәйғәмбәрлири рошән дәлилләрни елип кәлгәндә униңға иман ейтмиғанлиқи түпәйлидин биз уларни һәқиқий мәнидә һалак қилдуқ. гунаһкар қәвмни әнә шундақ җазалаймиз.»
аллаһ таала, азғун қәвмни һалак қилиштин илгири, мәйданға келидиған һадисидин нуһ әләйһиссаламни агаһландуруп, уни чоң бир кемә йасашқа буйруған. бу вәқә қуранда қисқичә байан қилинду. лекин кеминиң қайси дәрәхниң йағичидин йасалғанлиқи, узунлуқи, кәңлики вә егизлики қатарлиқ җәһәтләрдә тәпсилий мәлумат бәрмәйду. пәқәт биз ибрәт елишқа тегишлик муһим нуқтилар, болупму тәвһид билән мунасивәтлик җайларда һечқандақ йепиқлиқ қоймастин очуқ - ашкара һалда байан қилиду.
аллаһ таала нуһ әләйһиссаламға хитаб қилип: «сән бизниң көз алдимизда вә йолйоруқимиз бойичә бир кемә йасиғин. өзигә зулум қилғанлар тоғрисида маңа сөз ачмиғин. улар чоқум ғәрқ қилиниду» дәп агаһландурған. нуһ әләйһиссалам кемә йасаватқанда, қәвминиң каттибашлири униң алдидин өтүп кетиветип, уни мәсхирә қилишти. буниңға қарши нуһ әләйһиссалам: «силәр һазир бизни мәсхирә қилсаңлар қиливериңлар. бизму силәрни бизни мәсхирә қилғандәк силәрниму чоқум мәсхирә қилимиз» дәп җаваб бәргән иди. чүнки у аллаһниң пәйғәмбири иди. шуниң үчүн у, ишниң ақивитини алдин биләтти.
нуһ әләйһиссалам, өзигә ишәнгән кишиләр билән кемигә чиқти. лекин бир оғлини чақирди. у болса, кемигә чиқишни рәт қилди. бу чағда нуһ әләйһиссалам аллаһ таалаға дуа қилип, «и рәббим! оғлум мениң аиләмдикиләрдин иди. сениң вәдәң әлвәттә һәқ. сән һәқиқәтән тоғра һөкүм қилғучисән» деди . нуһ әләйһиссаламниң бу йәрдики мәқсити оғлини суда ғәрқ болуштин қутқузувелиш иди. лекин аллаһ таала униң бу тәлипини қобул қилмиди вә мундақ деди: «и нуһ! шүбһисизки, у сениң аиләңдикиләрдин әмәс. у йаман қилиқлиқ кишләр қатарида һесаблиниду. сән ениқ билмәйдиған бу иш һәққидә мәндин бир нәрсә тәләп қилма. мән саңа җаһиллар қатаридин болмаслиқиң үчүн нәсиһәт қилимән» дәп агаһландурди. бу йәрдә шуни ениқ көрүвелишқа болидуки, киши тоғра йолда маңмиса, һәрқанчә пәйғәмбәрниң әвлади болсиму, төвбә қилмиғучилик аллаһ у кишини ниҗадлиққа ериштүрмәйду. һәтта уни йахши дадиниң әвлади қатарида көрмәйду.
тәваратта нуһ әләйһиссалам һәққидә бәзи тәпсилий мәлуматларни учритишқа болсиму, бәзидә нуһ әләйһиссаламдәк нопузлуқ бир пәйғәмбәрниң болмиғур сүпәтләр билән сүпәтләнгәнликиниму көримиз. шу сәвәбтин болса керәк пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссалам бизни тәврат һөкүмлиригә қарши пәхәс болушқа чақирған. қуран айәтлиригә зит кәлмәйдиған, лекин қуранда тәпсилий мәлумат берилмигән җайлар һәққидә бәзи ишәнчлик һәдис мәнбәлиридә бир қисим мәлуматлар бар. шуңлашқа диний чүшәнчимизни кеңәйтиштә қуран вә һәсиләрдики мәлуматлар билән купайә қилған әвзәл.
бу йәрдә биз үчүн муһим болғини, нуһ әләйһиссаламниң аллаһқа бәкму көп шүкүр ейтқучи пәйғәмбәр икәнликини өгинивелиштин ибарәт. чүнки нуһ әләйһиссалам һәммидин авал бир тәвһид пәйғәмбәри иди. у, пүтүн өмрини, аллаһниң бирликини, аллаһниң шерикиниң йоқлуқини инсанларға өгитиш билән өткүзди. қуллуқ вә ибадәт қилишқа лайиқ йеганә илаһниң пәтла аллаһ икәнликини тәшвиқ қилди. сәврчанлиқта үлгә елишқа әрзийдиған бир киши иди. капирларға қарши қопал иди. шу вәҗидин бәдр урушида әсир елинған мушрикларға қарши тутқан позитсийәси түпәйлидин пәйғәмбәр әләйһиссалам һәзрити өмәрни нуһ әләйһиссаламға охшатқан.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر