украина киризиси

украина киризисиниң арқа көрүнүши

210922
украина киризиси

украина киризиси 2015 – йилиға үмид вә һузур ичидә қәдәм қойалмиди. йанвар ейида дөләтниң шәрқидики ички урушқа хатимә бериш мәқситидә елип берилған бирқатар учришишлардин үнүмлүк нәтиҗә һасил қилиналмиди. әксичә 2015 – йилниң йанвар ейи украиналиқлар үчүн тарих сәһиписидин әң қанлиқ вәқәләрдин бири сүпитидә орун алди. алди билән йанвар ейида украина киризиси билән мунасивәтлик муһим өзгиришләргә бир қур нәзәр ташлап чиқайли.
украинаниң шәрқий җәнубида 9 – йанвардин тартип һазирғичә қаттиқ тоқунушлар йүз бәрмәктә. пирезидент петро порошенко армийәгә дөләтниң шәрқий қисмидики террористларни тазилаш тоғрулуқ йолйоруқ чүшүрди.
13 – йанвар күни украинаниң шәрқий қисмида бир аптобус һуҗумға учрап, 13 пуқра һайатидин айрилди. шу күни германийә, русийә, украина ва фирансийә қатарлиқ дөләтләрниң ташқи ишлар министирлириниң нормандийәниң формати районидики учришишидин кейин 15 – йанвар күни ишқа ашурулуши пиланланған али дәриҗилик рәһбәрләр йиғининиң кечиктүрүлгәнлики җакарланди.
украина қисимлири 18 – йанвар күни донетсиккә қаратқан һуҗумларни қойуқлаштурди. кремл сарийи байанатчиси димитри песков, 19 – йанвар күни русийә пирезиденти владимир путинниң украина пирезиденти петро порошенкоға дөләтниң шәрқидики еғир типлиқ қоралларни қайтуруп кетиш тәклипини сунғанлиқини бирақ кийевниң буни рәт қилғанлиқини җакарлиди.
германийә, русийә, украина вә фирансийә қатарлиқ дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири украинаниң шәрқидә уруш тохтитиш мәқситидә 21 – йанвар күни берлинда учрашти. йиғиндин кейин елан қилинған йазма байанатта, тәрәпләрниң тоқунушларға хатимә бериши, илгири һасил қилинған уруш тохтитиш келишимигә асасән еғир типлиқ қорал – йарағларни ишләтмәслики тәләп қилинди. 22 – йанвар күни донетсиктә зәмбирәк оқиниң трамвай истансисиға чүшүши нәтиҗисидә 15 киши өлди, көп санда киши йариланди.
йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң украина алаһидә көзитиш комитети байанатчиси майкел боҗиуркив, 22 – йанвар украинаниң шәрқидә йүз бәргән тоқунушларда һайатидин айрилғанларниң саниниң 5 миңдин ешип кәткәнликини, өктичи күчләр билән кийев һөкүмитигә қарашлиқ қисимлар оттурисида йүз бәргән тоқунушлар түпәйли тәхминән 1 милйон кишиниң өй – маканлирини тәрк етишкә мәҗбур болғанлиқилиқини, тоқунушларда йариланғанларниң саниниң 10 миңдин ашидиғанлиқини җакарлиди. ички уруш башланғандин буйан 276 миңдин артуқ украина пуқраси русийәдин панаһлиқ йаки вақитлиқ сийасий панаһлиқ тилиди.
донетсик хәлқ җумһурийити миллий күчлириниң муавин қомандани едуард басурин, 23 – йанвар украина армийәсиниң йеқинқи һәрбий һәрикәтлиридә 752 әскәрниң өлгәнлики, 59 танкиниң пачақлап ташланғанлиқини җакарлиди.
24 – йанвар мариуполда һуҗум йүз бәрди. бу һәқтә байанат елан қилған украина ички ишлар министири арсен аваков, һуҗумда 30 кишиниң қаза қилғанлиқини, 102 кишиниң йариланғанлиқини ейтти. пирезидент петро порошенкониң қарариға асасән 25 – йанвар мариуполда һайатидин айрилғанлар үчүн матәм күни елан қилинди.
25 – йанвар украина дөләт хәвпсизлик вә мудапиә кеңишида сөз қилған пирезидент порошенко, йеқинқи икки күн ичидә украинаниң шәрқидә 600 әтрапида террористниң өлтүрүлгәнликини билдүрди. украина пирезиденти петро порошенко давоста чақирилған сода – иқтисад мунбири йиғинида, «еғир типлиқ қораллар билән қоралланған 9 миң русийә әскири украинада уруш қилмақта» дегәниди.
русийә әдлиһә министирлиқи қарар мақуллап, ашқун оңчил милләтчи UNA-URSO, украина исйан армийәси, степан бандера зипкини вә қериндашлиқ һәрикитини қара тизимликкә киргүзди.
:::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::
йанвар ейида украинада йүз бәргән вәқәләрдә көрүлгинидәк, дөләтниң вәзийити барғансери йаманлашмақта. украина армийәси йанварда бөлгүнчиләргә қарши елип барған һәрбий һәрикәтлиридә ғәлибигә еришәлмиди. һәтта һәрбий һәрикәтләрдин кейин дөләтниң бихәтәрлик вәзийити техиму йаманлишип кәтти, буниңға әгишип һәрқайси районлардиму вәзийәт кәскинлишип кәтти, буниңға мариуполму дахил болди. һәм пирезидент порошенко һәм өктичи миллий күчләрниң муавин қомандани басуриниң йеқиндин буйан һайатидин айрилғанларниң сани тоғрулуқ елан қиливатқан байанатлири адмниң тенини шүркәндүриду. тәрәпләр даим бир – бирини әйибләш билән мәшғул. нормандийә йиғинида оттуриға қойулған еғир типлиқ қоралларни алдинқи сәп линийәсидин йирақлаштуруш тәклипи дәрһал ишқа ашурулмиған тәқдирдә пуқрави өлүм ишлириниң техиму көпийип кетидиғанлиқи һәммигә бәш қолдәк айан, әлвәттә.
бөлгүнчиләр мустәқиллиқни, ғәрбпәрәсләр дөләтниң пүткүл земиниң қайтурувелинишини, русийә кийевни, ғәрб болса русийәниң чәткә қеқилишини тәләп қилмақта. бу нуқтидин елип ейтқанда, украинаға нисбәтән 2015 – йили наһайити мушәққәтлик өтиду, дейишкә болиду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر