әрасмус пирограммиси һәққидә

әрасмус пирограммиси һәққидә илйас үлгүр әпәнди билән сөһбәт

206674
әрасмус пирограммиси һәққидә

«өз-өзини тәнқид қилалайдиған кишиләр тоғра-хатани пәрқләндүрүш җәһәттә тәләйлик кишиләр һесаблиниду.»һәр һәптидә бир қетим аңлитип келиниватқан упуқ сизиқи намлиқ пирограммимиздин һәммиңларға отлуқ салам йоллаймиз. бүгүнки упуқ сизиқи намлиқ пирограммимизни миладин илгири 500-йилларда йашиған куңзиниң сөзини билән башлидуқ. биз һәр саһәдә өз-өзимизни тәнқид қилишниң муһимлиқини билимиз, һәмдә бу арқилиқ техиму алға қарап илгирилийәләйдиғанлиқимизға чин қәлбимиздин ишинимиз. биз упуқ сизиқи намлиқ бу пирограммимизда түркийәниң алий маарипини тонуштуруш җәрйанида билип билмәй өткүзүп салған хаталиқимиз түзитиш үчүн өз-өзимизни тәнқидләшкә қәтий сәл қаримаймиз.
өткән һәптә түркийә җумһурийити йавропа иттипақи министирлики, йавропа иттипақи тәлим-тәрбийә вә йашлар пирограммилири мәркизи башқармиси, қисқичә нами: түркийә мәмликәтлик агетнлиқида алий маарип кординатори болуп хизмәт қиливатқан илйас үлгүр вә түркийәдә әрасмус пирограммиси даирисидә докторлуқта оқуватқан гиретсийәлик марийа константополу билән өткүзгән сөһбәт хатиримизниң бир қисмини силәр билән ортақлашқан идуқ. бу һәптә болса улар билән өткүзгән сөһбәт хатиримизниң қалған қисмини силәр билән ортақлишимиз.

илйас әпәндидин мундақ соал соридуқ: илйас әпәнди нөвәттә өз мәмликәтлиридики алий мәктәпләрдә оқуватқан оқуғучилар әрасмус пирограммиси үчүн немишқа түркийәни таллиши керәк?
у соалимизға мундақ җавап бәрди: алдини билән шуни тәкитләп өтмәкчимән, түрк алий мәктәплири дунйада унчивела бәк тонулуп кәтмәйду. бу бизгә нисбәтән йахши әһвал әмәс. әмма буниңға қарап үмидсизлинип кәтсәк болмайду. бизниңму өзимизгә чүшлүқ артуқчилиқимиз бар. әрасмус пирограммисиға нәзәр салғинимизда оқуғучилар әң көп испанийәни таллайду. ундақта испанийә оқуғучиларға зади немиләрни вәдә қилиду? мундақчә қилип ейтсақ испанийәниң оқуғучиларни җәлп қилидиған қандақ тәрәплири бар? биз оқучиларға немиләрни берләймиз? әмәлийәттә бизму хели көп нәрсиләрни берәләймиз. һалбуки, испанийәдә оқу-оқутуш асасән испанчидә елип берилиду. биздә болса һеч болмиса инглизчида дәрс беридиған хели көп алий мәктәплиримиз бар. йәни чәтәллик бири оқуғучи түркийә оқумақчи болса түркичигә еһтийаҗ һес қилмайла бивастә ингилизчә дәрс оқуйалайду. хәлқаралиқ сәвийәдә хели көп алий мәктәплиримиз бар болсиму, йетәрлик дәриҗидә тәшвиқ қилалмайватимиз. бу саһәдә оқуғучиларни риғбәтләндүридиған қандақ амиллар бар дегән мәслиләр үстидә обдан баш қаттуришимиз керәк. мәсилән, билкәнт университети техиму көп оқуғучи җәлп қилиш үчүн оқуғучиларға һәқсиз йатақ шараити һазирлап бәрди. шундақла билкәнт университети түркийәниң даңлиқ алий мәктәплиридин бири һесаблиниду. билкәнтни әрасмус пирограммисидин илгири америка наһайити йахши биләтти. бирақ йавропа билмәйтти. кейинки йилларда әрасмус пирограммиси билән бирликтә, түрк университетлириниму йавропа хели йахши билип кәтти. омумән қилип ейтсақ, дунйа йахши билип кәтмәйду. әрасмус пирограммиси даирисидә чәтәлгә 15 миң оқуғучи әвәтиватимиз,. бирақ бу даиридә түркийәгә кәлгән оқуғучи сани аран 6500 әтрапида. ойлап беқиң, оқуғучи оқуш үчүн әнқәрәгә кәлгүси бар, бирақ аилси сүрийәдә уруш бар, дәп әвәтмәйду. һалбуки сүрийә 1000 километир йирақлиқта. бундәк хата чүшәнчиләрни түгитиш үчүн йахши тәшвиқат елип беришимиз керәк. истанбул әң көп тонулған шәһримиз болсиму дунйа йәнила йахши тонуп кәтмәйду. истанбул дунйадики әң гүзәл шәһәрләрдин бири. истанбулни кәзмәй туруп дунйани кәздим дейиш һәқиқәтән тәс. әнқәрәдә, истанбулда, конйада, аданада... башқа шәһәрлиримиздиму наһайити йахши алий мәктәплиримиз бар. бирақ толиму әпсуски көп қисим киши билип кәтмәйду. шуңа алий мәктәплиримизни йахши тәшвиқ қилишимиз керәк.

«түркләр шундақ меһмандост вә қизғин хәлқтур. чәтәллик оқуғучилар шуни билип қалсун, улар түркийәгә кәлгәндә түркләрниң қилған муамисилини көрүп һәқиқәтән һәйран қалдиу. шундақла түркийә, архиологийәлик музейдәк бир мәмликәт. түркийәдә тарихий әсәрләрни көрүш үчүн мәхсус музейиға беришниң һаҗити йоқ. чүни тарихий әсәрләр һәр йәрдә мәвҗут. қисқиси, күлтүри һәқиқәтән мол. мәсилән, шанлифурфадики көбәклитәпәкдә 13000 йил илгирики мәдәнийәтниң изналирини учратқили болиду. дунйаниң әң бурунқи университети бу йәрдә болуп, нами һаррандур. һарран һәм исламийәттики, һәмдә хиристийанлиқтики шундақла мусәвиликтики нурғун пәйғәмбәргиму саһибханлиқ қилған шәһәрдур.
истанбул үч империйәгә пайтәхт болған шәһәр болуп, 1500 йил визатинийәликләргә, римларға вә османларға саһибханлиқ қилди. 1500 йил дунйаниң әң күчлүк шәһри болған болуп, тарихий җәһәттила әмәс, җуғрапийә җәһәттиму өзигә хас гүзәлликкә игә. шуңа истанбулға кәлгән тунҗи киши бурунрақ истанбулға кәлмигәнликидин өкүнүп кетиду. биз мушундақ гүзәл шәһәрлиримизни, йахши алий мәктәплиримизни, мол күлтүримизни, шундақла мол тарихий әсәрлиримизни дунйада йахши тәшвиқат қилалмиғанлиқимиз үчүн өз-өзимизни тәнқид қилишимиз керәк, дәп ойлаймән.»
бу гүзәл сөһбәткә берилип кәткәнликимиздин вақитниң қандақ өткәнликини биләлмәйла қалдуқ. вақит мунасивити билән пироәграммимизни мушу йәрдә ахирлаштуруп турайли. өткән һәптә түркийә җумһурийити йавропа иттипақи министирлики, йавропа иттипақи тәлим-тәрбийә вә йашлар пирограммилири мәркизи башқармиси, қисқичә нами: түркийә мәмликәтлик агетнлиқида алий маарип кординатори болуп хизмәт қиливатқан илйас үлгүр билән өткүзгән сөһбитимиз буниңлиқ билән ахирлашқини йоқ. келәр һәптики пирограммимизда кәлгән йәрдин давамлаштуримиз.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر