аллаһниң ахирқи дини

мана бүгүнки күндиму бәзи қара күчләр нурлуқ ислам динимизни шундақла мусулманларни террорлуқ вә зорванлиқ билән бир гәвдиләштүрүшкә урунмақта. инсанларниң қәлбигә исламни қоқунчлуқ қилип көрситиш вә сиңдүрүш мәқситидә улуғ динимиз исламға шундақла униң улуғвар пәйғәмбәрлиригә қарши тәшкиллик шәкилдә интайин рәзил төһмәт чаплаш сәпәрвәрлики елип бармақта. уларниң мәқсити интайин рошән, исламниң кеңийишигә вә тәрәққий қилишиға тосалғу болуштин ибарәттур.

344269
аллаһниң ахирқи дини

аллаһниң ахирқи дини


түркийә авази радйоси: әзиз қериндашлар! улуғ пәрвәрдигаримиз қуран кәримдә мундақ дәйду:
«бүгүн мән силәрниң диниңларни мукәммәл қилдим, силәргә немитимни тамамлидим, ислам динини силәрниң диниңлар болушқа таллидим» (сүрә маидә, 3 – айәт)
пәйғәмбә әләйһиссалам  һәдис шәриптә, «кимки чин йүрики билән аллаһтин башқа илаһниң йоқлуқиға вә муһәммәд (әләйһиссалам)ниң аллаһниң пәйғәмбири икәнликигә шаһадәт ейтса, аллаһ униңға җәһәннәмни һарам қилиду» дәйду. (бухари илим баби 49 – һәдис)
әзиз қериндашлар! улуғ пәрвәрдигаримиз аләмләргә рәһмәт орнида әвәткән ахирқи пәйғәмбири муһәммәд сәлләллаһу әләйһи вәсәлләм арқилиқ пүтүн инсанийәтни исламийәткә дәвәт қилди. аллаһниң барлиқиға вә бирликигә иман ейтиш, униңға һеч нәрсини шерик кәлтүрмәслик вә пәқәт униңғила ибадәт қилиш пәйғәмбәр әләйһиссаламниң чақириқиниң асаслиқ мәзмуни иди. бу чақириқ өз нөвитидә йәнә, инсанийәтни һәқкә вә һәқиқәткә, рәһмәт билән толған адаләткә, билим, һекмәтни асас қилған әхлақ - пәзиләткә дәвәт қилатти. зулум, җаһаләт вә питниләрни ташлашқа, намрат, йоқсул моһтаҗ вә йетимләргә йардәм қилишқа, қошнисиниң ачлиқини билип туруп тоқ йатмаслиққа чақириқ қилатти. бу аләмшумул чақириқ қисқиғинә вақит ичидә пүтүн дунйада вә инсанийәтниң қәлблиридә йаңрашқа башлиди. аридин 50 йил өтә - өтмәйла асийадин шималий африқиғичә, тинч окйандин сәддичин сепилигичә кеңәйди.
қериндашлар! исламниң бу тез сүрәтлик илгирилишигә вә инсанларниң топ - топ болуп исламни қобул қилишиға чидап туралмиған қара күчләр бу илгириләшни тосуп қилиш вә исламниң рәһмәткә толған дәвәтлириниң инсанлар қәлбидин орун елишиға тосалғу болуш үчүн һәр түрлүк һийлә - нәйрәңләрни ишқа салди.
мана бүгүнки күндиму бәзи қара күчләр нурлуқ ислам динимизни шундақла мусулманларни террорлуқ вә зорванлиқ билән бир гәвдиләштүрүшкә урунмақта. инсанларниң қәлбигә исламни қорқунчлуқ қилип көрситиш вә сиңдүрүш мәқситидә улуғ динимиз исламға шундақла униң улуғвар пәйғәмбәрлиригә қарши тәшкиллик шәкилдә интайин рәзил төһмәт чаплаш сәпәрвәрлики елип бармақта. уларниң мәқсити интайин рошән, исламниң кеңийишигә вә тәрәққий қилишиға тосалғу болуштин ибарәттур.
қериндашлар! өтмүштикигә охшаш бүгүнки күндиму давамлаштуруливатқан бу барлиқ урунушларниң мәғлубийәт билән нәтиҗәлинидиғанлиқиға ишәнчимиз камил. һеч шүбһисиз, биз шуни билимиз вә иман ейтимизки, аллаһниң дәргаһида мәқбул болидиған бирдинбир дин исламдур. йәнә шуниму билимиз вә иман ейтимизки, ким исламдин башқа бир динни издәйдикән униң дини һәргизму қобул қилинмайду вә улар өзиниң ахирәттә зийан тартқучилардин болидиғанлиқини билип қалиду.
әзиз қериндашлар! ислам рәһмәт вә меһри - шәпқәт динидур. исламниң мәқсити инсанни һәм дунйада, һәм ахирәттә хушаллиққа ериштүрүштин ибарәттур. пүтүн инсанлар тинчлиқ, хатирҗәмлик вә байашатлиқ ичидә йашийалайдиған дунйа бәрпа қилиштин ибарәттур. бирақ бүгүнки күндә биз мусулманлар исламни вә униң пәйғәмбирини тонутуш һәмдә униңға тоғра вәкиллик қилиш җәһәттики йетәрсизликлиримизниму унтумаслиқимиз лазим. шуни әпсусланған һалда билдүрүш керәкки, бизләр исламниң һәқ вә адаләт чүшәнчисини, пәйғәмбиримизниң дәвр һалқиған үлгилик образини вә йүксәк әхлақий - пәзиләтлирини инсанийәт дунйасиниң барлиқ әзалириға гүзәл тил билән һекмәтлик услуп билән лайиқида суналмидуқ. йаш әвладларниң һес - туйғу вә пикир дунйалириға йетәрлик дәриҗидә хитаб қилалмидуқ.
қериндашлар! ундақта бизниң биринчи вәзипимиз. өзимиз мәнсуп болған улуғ ислам динимизниң гүзәлликлирини барлиқ инсанийәткә аңлитиш, дәврләрниң дини болған исламни дәвримизгә өгитиштин ибарәттур. бу улуғвар ғайә үчүн пүтүн күчимиз билән хизмәт қилиш, һәргизму ихтилапқа чүшмәслик, питнә патқақлириға патмаслиқ, намратлиқ вә қалақлиқтин балдуррақ қутулушқа тиришишитин ибарәттур. җаһаләт қараңғулуқлирини илим - һекмәт вә мәрипәт нури билән йорутуш, йеңи мәдәнийәт сәпиридә исламниң илгирилишигә тосалғу болмақчи болуватқан дүшмәнләргә қәтий пурсәт бәрмәсликтин ибарәттур.
һөрмәтлик қериндашлар! хутбимизни пәйғәмбиримизниң төвәндики дуаси билән ахирилаштурмақчимиз:
«и пәрвәрдигарим! мени һидайәткә ериштур вә һидайәтни маңа асанлаштурүп бәргин, маңа йаманлиқ қилғанларға қарши йаридимиңни мәндин айимиғин, зулум қилғучиларға қарши маңа нусрәт ата қилғин.
и пәрвәрдигаримиз! мени саңа шүкүр қилғучи, сени зикри қилғучи, сениң азабиңдин қорққучи, саңа итаәт қилғучи, пәқәт саңила бойун әгкүчи, саңила йүзлинип, саңила йалвуридиған киши қилғин!
и пәрвәрдигаримиз! төвбимизни қобул қилғин, гунаһ вә хаталиқлиримизни паклиғин, дуайимизни иҗабәт қилғин! амин!!!
(тирмизи дәвәт баби 102 - һәдис)


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر