йеқинқи дәвр оттура шәрқ сийасити һәққидә анализ

районниң йәр шари характерлик актийорлири америка, русийә, йавропа вә хитай болуп һесабланса, район характерлик актийорлири түркийә, иран, сәуди әрәбистан, мисир, исраилийә вә қатардин ибарәттур. оттура шәрқниң йеқинқи дәвр тарихи вә сийасәтлириниң мана бу дөләтләр тәрипидин шәкилләнгәнликини тәкитләш лазим.

187250
йеқинқи дәвр оттура шәрқ сийасити һәққидә анализ


«йеқинқи дәвр оттура шәрқ сийасити һәққидә анализ»

 

түркийә авази радийоси: йеқинқи дәвр оттура шәрқ тарихи вә сийастидә мундақ 4 түрлүк мәсилә оттуриға чиқмақта.


1 – әрәб баһариниң мәғлубийәткә учришиши


2 – әрәб исраилийә тоқунушлириниң давамлишиши


3 – иран йадро пирограммисиға алақидар мәсилиләр


4 - түркийә мәркәзлик һәл қилиш басқучи


әлвәттә шунчә кәң җуғрапийә вә нопусқа игә оттура шәрқ һәққидә конкерт вә муәййән һадисиләр арқилиқ охшаш болмиған шәкилдә анализ илип беришқиму болиду. бирақ барлиқ анализларниң башлиниши вә хуласиси йәнә йуқириқи 4 мәслигә берип четилиду. шуниң билән биргә оттура шәрқниң сийасий актийорлириниму нәзәрдин сақит қилмаслиқ лазим. районниң йәр шари характерлик актийорлири америка, русийә, йавропа вә хитай болуп һесабланса, район характерлик актийорлири түркийә, иран, сәуди әрәбистан, мисир, исраилийә вә қатардин ибарәттур. оттура шәрқниң йеқинқи дәвр тарихи вә сийасәтлириниң мана бу дөләтләр тәрипидин шәкилләнгәнликини тәкитләш лазим. булардин башқа йәнә мусулман қериндашлар тәшкилати, һамас, курт районлуқ һөкүмити, исраилийәниң хәлқаралиқ лобиси вә «и ш и д» қатарлиқ дөләт сирти актийорларму бар. буларни дөләтләрдин айрим өз алдиға мустәқил һәрикәт қилидиған актийорлар дейишму асан әмәс- әлвәттә. йеқинқи мәзгилдә бу актийорларни бойлиған һалда оттуриға чиққан тарихи вә сийасий вәқәләрни мундақ хуласилашқа болиду.


төвәндә мармара университети сийасәт билимлири вә хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси пирофессор доктор рамизан гөзәнниң мәслисигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сунимиз.


*** **** ****** ***** **** ***** ****


йеқинқи дәвр оттура шәрқ сийаситиниң асасини 2003 – йилидики америкиниң ирақни ишғал қилиши вә шуниңдин кейинки өзгиришләр тәшкил қилди. америкиниң наһәқ вә нәтиҗисиз ирақ ишғалийити районда америкиға вә ғәрпкә болған ғәзәп - нәпрәтни ашурди. бу қарши инкаслар қисмән радикал дөләт сийасәтлиридә, қисмән хәлқниң намайан қилған позитсийәлиридә көрүлүшкә башлиди. мәсилән иранниң йадро күчкә игә болуш тиришчанлиқи вә күнсири ишиватқан паалийәтлири билән әрәб дөләтлиридики хәлқниң өз һакимийәтлиригә қарши көтүриватқан исйанлирини мисал кәлтүрүшкә болиду. буниңға йәнә ирақниң әмәлий җәһәттин парчилинип болғанлиқи, курт сийасий һәрикитиниң вә террорлуқ тәшклати «п к к»ниң күчийиши вә һамасниң исраилийәгә қарши һәрикәтлириниң барғанчә әвҗ елиши қатарлиқларни қошумчә қилишқа болиду.


демәк 21 – әсирниң дәсләпки 10 йилида районда көрүлгән асаслиқ чоң мәсилиләр мунулардин ибарәттур.


иранниң һәрбий, техникилиқ вә истратегийәлик сийасий тәсири ирақ, ливан вә пәләстингичә кеңийишкә башлиди. курт сийасий һәрикити вә террорлуқ паалийәтлири ирақ билән түркийәни биарам қилди. пәләстин мәслиси һәл болмай давамлишивәрди. афғанистан мәнбәлик әлқаидә терролуқ тәшкилати ирақ вә райондики башқа дөләтләргичә кеңәйди. йиғип ейтқанда 2010 – йилиға кәлгәндә оттура шәрқ асасән дегүдәк америка вә иттипақдашлири билән иран вә уни қоллаватқан русийә, хитай вә шуларниң иттипақдашлири оттурисидики күрәш мәйданиға айлинип қалди.


обама 2009 - йилида пирезидент болғандин кейин районни иҗабийлиққа игә қилидиған һәтта қайтидин шәкилләндүридиған икки муһим әһвал көрүлди. дәсләптә түркийә билән америка модил шериклик пирограммиси даирисидә райондики барлиқ мәсилиләрни тинчлиқ вә муқимлиқ йоли арқилиқ һәр қилиш үчүн һәмкарлишишни башлиди. бу даиридә әрдоған һөкүмити интайин муһим тарихий қиммәткә игә қәдәмләрни ташлиди. әрдоған билән обама ирақ, сүрийә, пәләстин, ливан, һәтта әрменийә - әзәрбәйҗан мәсилилириниму һәл қилиш үчүн интайин иҗабий байанатларни бәрди. бу илгириләшләр вә ташланған қәдәмләрниң түнҗи нәтиҗиси иранниң йадро пирограммиси мәслиисиниң һәл болуши, ирақниң қайтидин муқимлиққа игә болуши, пәләстин мәсилисиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати даирисидә һәл булушқа даир йеңи умутләрниң туғулиши қатарлиқлар болди.


обама башчилиқидики иккинчи муһим илгириләш болса, әрәб баһариниң башлиниши иди. тунииста башланған тинчлиққа вә муқимлиққа игә йол билән демократийәлишиш башқучи қисқа вақит ичидә мисирға кеңәйди. әрәб баһариниң асаслиқ пәлсәписи демократийә, кишилик һоқуқ, тинчлиқпәрвәрлик вә муқимлиқ асасидики өзгириш нишанлиридин ибарәт болуп, булар пүтүн районда ишқа ишишқа башлиди. әслидә бу райондики йеңи инқилап һәрикитиниң учқунлири иди. худди соғуқ уруштин кейин шәрқ вә оттура йавропа дөләтлиридә оттуриға чиққан инқилапқа охшап кетәтти. оттура шәрқ вә һәтта пүтүн ислам дунйасида әнә шундақ илғар бир инқилапниң вә заманивелишишниң ишқа иешиға даир чоң үмидләр қозғалған иди. мана бу нуқтидин районға сийасий бир баһарниң йетип келиш еһтимали күчлүк дәп қарилатти.


бирақ әрәб баһириға даир бу үмид вә еһтималлар башқа дөләтләргә кәң тарқилалмиғанға охшаш дәсләпки қәдәмдики дөләтләрдила асасий җәһәттин чекиниш гирдабиға берип қалди. дәсләптә ливийә вә сурийәдики әрәб баһари басқучи қанға бойалди. ливийәдики қәззафи һөкүмити хәлқара бирләшмә армийәниң қораллиқ мудахилиси нәтиҗисидә аран дегәндә ағдуруп ташланди. лекин униң орниға мустәһкәм бир һөкүмәт қурулмиди. буниңда йәрлик һәрбий күчләр оттурисидики қутуплишиш вә туқунуш нуқтилиқ сәвәб болди. бу баһар сүрийәдә болса техиму вәйран қилғуч бир рол ойниди. сурийә қозғилаңчилири билән әсәд һөкүмити оттурисидики күрәш ташқи мудахилә вә ишчи урушларға сәһнә болди. сүрийәдики малиманчилиқ һәм өзигә, һәм әтраптики дөләтләргә еғир тәсир көрсәтти. биринчи болуп буниң әң еғир тәсиригә учриғини мисир болди. мисирниң демократик йол билән сайланған мурси һөкүмити һәрбий өзгириш арқилиқ ағдуруп ташланди. ливийә, сүрийә вә мисир өрнәклири әрәб баһарини тәтүр һалға кәлтүрүп қойди. шуниң билән район бурунқидинму начар һалға чүшүп қалди. бу әһвал һәммидин бәк пәләстин мәсилисигә еғир тәсир көрсәтти. андин америка билән түркийә оттурисдики мунасивәтләрдиму чүшнүшмәсликләр көрүлүшкә башлиди. буниң йәнә бир тәрипи болса, мәлум бир алақидар мәсулниң тили билән ейтқанда «түркийәниң ташқи сийаситиниң қиммәтлик йалғуз қилиши» болди.


2014 - йилдин 2015 - йилиғичә болған мәзгилдә оттура шәрқтә иҗабий нуқтидин икки әһвал көрүлди дейишкә болиду. биринчиси 2014 - йилидики иран билән 5+1 дөләтләр оттурисида башланған йадро мәсилисини һәл қилиш мусаписи, икинчиси түркийәниң иҗтимаий чарә басқучи иди.
әмдиликтә 2015 - йилида қалған әһвалларниң қайси йүзлинишкә қарап илгириләйдиғанлиқи ениқ әмәс. бу икки әһвалниң техиму үмид бәхш икәнликини тилға елишқа болиду. бу икки әһвал гәрчә бир - бири билән бивастә мунасивәтсиз болсиму, әмма буларниң нәтиҗилик ахирлишиши ирақ, сүрийә, һәтта парис қолтуқи вә пәләстин райониғиму иҗабий тәсирләрни көрситиши мумкин. буниң нәтиҗисидә сүрийә вә «и ш и д» мәслиси һәл болуп кетиш еһтимали йуқири.


әзиз қериндашлар, йуқирида мармара университети сийасәт билимлири вә хәлқара мунасивәтләр факолтети оқутқучиси пирофессор доктор рамизанниң гөзәнниң мәсилигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сундуқ.

 



خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر