инөнү университети

малатийә шәһри вә инөнү университети һәққидә

148068
инөнү университети

дәвиримиздә пән-техника учқандәк тәрәққий қилмақта вә дөләтләр арисида сийасий, иқтисади вә күлтүр саһәлиридә риқабәтләр күчәймәктә. бу риқабәт муһитида үстүнлүккә еришиш үчүн йахши тәлим-тәрбийә көргән инсанларниң роли интайин чоң, шундақла җәмийәттә йетәкчи рол ойнайду. җәмийәтниң тәрәққий қилиши вә һалқиқ сәвийәсиниң йүксилиши үчүн җәмийәткә башламчилиқ қилиду.
түркийәдә нурғун саһәдә дунйада үлгә болалайдиған тәрәққийатлар вә өзгиришләр мәйданға кәлмәктә. илим-пән вә маарип саһәсидиму йеңилиқлар вә тәрәққийатлар интайин көп болмақта. болупму чәтәллик оқуғучиларниң билимлик вә әтраплиқ тәрбийәләнгән шәхсләр болуш сүпитидә өзлирини йетиштүрүш үчүн таллиған дөләтләр арисида түркийә алдинқи қатардин орун алмақта.
өткән һәптә силәргә анадолуниң асаслиқ шәһәрләридин малатйани тонуштуруш билән биргә, малатйадики дөләт игидарчилиқидики алий мәктәп, инөнү университетини қисқичә тонуштуруп өттуқ. бу һәптиму инөнү университети мәктәп мудири пирофессор доктор җәмил чәлик билән өткүзгән сөһбәт хатиримизниң қалған қисмини силәр билән ортақлишимиз.

мәктәп мудиридин инөнү университетида тәлим-тәрбийә көрүватқан чәтәллик оқуғучилар һәққидә гәп қилип беришини өтүндуқ, у мундақ деди: «алий маарип тәрбийәсини мәктипимиздә көрүшни халайдиған америка, фирансийә, австирийә, русийә, биразилийә, сәуди әрәбистани, тайланд, түркмәнистан, моңғулийә, иран, нигерийәгә охшаш 78 дөләттин җәмий 1431 чәтәллик оқуғучи илтимас қилди. алий маарип башқармиси бекитип бәргән иштатлар даирисидә 2010-йили 100 чәтәллик оқоғучи қобул қилишқа башлиған алий мәктипимиз бу санни қисқа вақит ичидила йуқири көтүрүп, тез сүрәттила хәлқаралишип дунйада тонулуш дәриҗисини техиму ашурған алий мәктәп болушқа мувәппәқ болди.
2014-2015 оқу-оқутуш йилида 341 чәтәллик оқуғучи тизимға алдурған инөнү университетида тәлим-тәрбийә көрүватқан чәтәллик оқуғучи сани 800гә йәтти.»
мәктәп мудиридин чәтәллик оқуғучиларниң түркчә параңлишилидиған бир шәһәргә вә алий мәктәпкә қандақ маслашқанлиқлирини соридуқ. у мундақ деди: «түркчә билмәйдиған чәтәллик оқуғучилар инөнү университети түркчә оқу-оқутуш мәркизи (төмәр)дә бир йил түркчә өгиниду. бу җәрйанда түркчини йахши өгинип чиққан оқуғучилар шу йил ичидә өткүзүлгән һәр хил паалийәтләрдә өз күлтүрлирини әкс әттүридиған шиир, музика, тийатир вә фолклор ойунлири уйуштуриду. чәтәллик оқуғучиларниң өз-ара тонушуш паалийити, түркчә сөзләш мусабиқилири, чәтәллик оқуғучилар билән йәрлик оқуғучилар ортақ паалийәтләргә бирликтә қатнишишиға охшаш һәр хил пирограммилар өткүзүлиду, бу паалийәтләрни мәктәп мудирлиқимиз изчил қоллап кәлмәктә. мәсилән, африқилиқ бир оқуғучимиз наһайити қизиқарлиқ қилип, нәсирдин әпәнди ләтипилирини раван дейәләйду...»
инөнү университети мәктәп мудири пирофессор доктор җәмил чәликтин чәтәллик оқуғучиларниң инөнү университети вә малатйа шәһридин мәмнун йаки әмәсликлирини соридуқ, у мундақ җаваб бәрди: «инөнү университетида тәлим-тәрбийә көрүватқан нурғун чәтәллик оқоғучи малатйа вә алий мәктипимиздин хурсән икәнликлирини сөзләп кәлмәктә. мәйли алий мәктипимиз болсун мәйли шәһримиз болсун наһайити тинч, бихәтәр вә һузурлуқ икәнликини ейтишқан оқуғучилар шәһәр вә алий мәктипимизниң барлиқ шараитлиридин толуқ пайдилинип келиватқанлиқлирини, қоналғу вә турмушта қийнилип қалмиғанлиқлирини, болупму сәһийә, иҗтимаий, тәнтәрбийә вә күлтүр саһәләрдә барлиқ шараитларға игә заманиви мәктәп қоройимизда тәлим-тәрбийә көргәнликлири үчүн хурсән икәнликлирини билдүрмәктә.»

мәктәп мудиридин чәтәллик оқуғучиларни инөнү университетиға тәклип қилмақчи болсиңиз немиләрни дейишиңиз мумкин, дәп соал соридуқ. у мундақ деди؛ «малатйа тарихта охшимиған мәдәнийәтләргә саһибханлиқ қилған анадолиниң мәркизигә җайлашқан шәһәрдур. малатйаниң қәдимий тарихий бу шәһәрниң дунйаниң һәр қайси җайлиридин келидиған инсанларға қойнини ачидиғанлиқиниң испатидур. анадолу тарихта дунйаға ишикини очуқ тутуп кәлгән. охшашла дунйаға қандақ ечилишини билиду. малатйа җуғрапийәниң бу алаһидиликини өзигә сиңдүргән шәһәрлиримиздин биридур. дунйаниң һәр қайси җайлиридин охшимиған рәң, тән, тил вә күлтүрдин болған инсан толуқ ишәнч ичидә малатйа келип, бу җайда өзиниң йуртида йашиғандәк хатирҗәмлик ичидә оқушини тамамлиса болиду. инөнү университетиму худди анадолуға охшаш,худди малатйаға охшаш, бир тәрәптин дунйаға ечилған, йәнә бир тәрәптин ишиклирини дунйаға ачқан бир алий мәктәптур. дунйаниң қандақ йеридин болуштин қәтийнәзәр, алий мәктипимиздә сиз билән охшаш йуртлуқ бирини учриталишиңиз мумкин. учриталмиған тәқдириму алий мәктипимиздики тинч вә хатирҗәм муһит өз йуртиңизни сеғиндурмайду.
хәлқаралиқ нурғун илмий муһакимә йиғини, лексийә вә паалийәтләргә саһибханлиқ қилған инөнү университети болупму сәһийә саһәсидики утуқлири билән нам чиқарди. мәсилән «җанлиқтин җанлиққа җигәр көчүрүш»тә дунйада иккинчи, йавропада биринчи болди. түркийәдә оқумақчи болсаңлар инөнү университети әң йахши таллашлардин биридур. һәммиңларни күтимиз.»


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر