һидайәт уқуми

һидайәт аталғуси йилтизи җәһәттин тоғра йолда меңиш, тоғр йолни көрситиш, дегәндәк мәниләргә игә. диний истемалда наһайити муһим орун тутидиған бу уқум, исламий илимләрниң барлиқ саһәлиридә тәтқиқат теимиси болуп кәлмәктә.

146346
һидайәт уқуми

түркийә авази радийоси: һидайәт аталғуси йилтизи җәһәттин тоғра йолда меңиш, тоғр йолни көрситиш, дегәндәк мәниләргә игә болуш билән биллә, тоғра йол вә рәһбәрлик қилиш, мәнисидиму ишлитилмәктә. кәлимини охшаш болмиған түрдәшлири билән йуқуридикиләрдин башқа, көплигән мәниләрдә ишлитишкә болиду. диний истемалда наһайити муһим орун тутидиған бу уқум исламий илимләрниң барлиқ саһәлиридә тәтқиқат теимиси болуп келиватиду.
һидайәт- калам илмидә хели балдурла бәндиләрниң пеиллири, шундақла қаза вә қисмәт мәсилисигә бағлиқ мәсилә қатарида мулаһизә қлинишқа башлиған. ислам алимлириниң зор көпчилики һидайәтниң илаһий мәнбәгә игә икәнликини пиринсип җәһәттин қобул қилиш билән биргә, пәрқлиқ мәзһәпләргә мәнсуп алимларуниң маһийити вә һидайәткә еришиш нуқтисида инсанларниң қандақ бир функиссийәгә игә икәнлики һәққидә охшимиған көзқарашларға игә. бу көзқарашларни төвәндикидәк хуласиләшкә болиду.
каламий йаки пәлсәпәви еқимлардин бири болған мутәзилә, «һидайәт» уқумини омумән «нәтиҗигә йәткүзидиған шәкилдики йол көрситиш» дәп тәриплигән вә бу мәзһәптики алимларниң көзқаришида, бир кишиниң җавабкарлиққа тартилиши үчүн, у киши аллаһ тәрипидин көрситилгән тоғра йолни өзиниң мустәқил ирадиси билән таллиған йаки рәт қилған болуши керәк. бу мәнидин ейтқанда, инсанниң һидайәт тепиши илаһий ирадигә бағлиқ әмәс. аллаһ ниҗатлиқ йолини пәйғәмбәрләр вә илаһий китаблар арқилиқ барлиқ инсанларға охшаш дәриҗидә көрситип бәргән. қуран кәримдә һидайәт мәсилиси асасән бу мәркәздә байан қилинған. бу омумий мәнидики һидайәттин башқа, аллаһ бәзи инсанларға ата қилған хусусий һидайәт мәвҗут. бу болса, көрситилгән тоғра йолда маңған мөиминләргә берилидиған һидайәттур. аллаһ уларниң иманлирини қуввәтләндүрүш вә уларни ислам динида мустәһкәм қилш үчүн васитлик йаки васитисиз һалда уларниң қәлбигә мәниви күч беғишлайду. уларға илһам арқилиқ иманлирини қуввәтләндүргүчи мәлуматлар ата қилиду. бу шәкилдә мөминләргә капир, залим вә пасиқ кишиләргә берилмигән алаһидә бир хил имтийаз берилгән болиду. аллаһниң мөминләргә һидайәт беришини, уларни «тоғра йолдики кишиләр» дәп атиши йаки иман вә итаәтлириниң бәдилигә уларни җәннәт билән мукапатлиши дәп чүшинишкә болиду.
әһли сүннәт мәзһипи ичидики әшәрийләр еқими, һидайәт уқуминиң мутәзилә тәрипидин бәлгиләнгән «тоғра йолини көрситип чүшәндүрүш вә мөиминләрни мукапатлап җәннәткә киргүзүш» дәп чүшәндүрлгән қисмини қобул қилиш билән биргә, һидайәтниң әслидә иманниң аллаһ тәрипидин инсан қәлбидә йаритилиши билән болидиғанлиқини оттуриға қойиду. бу нуқтиинәзәрдин елип ейтқанда, әшәрий алимлар «һидайәтни, тоғра йолни көрситиш вә кишини униңға йәткүзүш» дәп чүшәндүриду. уларниң көзқаришида бәндә һидайәт тәләп қилғанда, аллаһ униң қәлбидә иман ейтишқа елип баридиған мәлуматларни, униң арқисидинла иманни йаритиду. бу сәвәбтин бәндини ниҗатлиққа ериштүридиған һидайәт мөминләргә хас болуп, капирлар бу даиригә кирмәйду. бу мәнидики һидайәт пәқәтла аллаһқа аит. қуран вә сүннәттә пәйғәмбәр әләйһиссалам билән қуран кәримниң һидайәткә башлиғучи дәп көрситилиши, бу иккиси һидайәткә васитә болғанлиқи сәвәбидин көчмә мәнидики уқум һесаблиниду. әгәр аллаһ халиған болса, барлиқ инсанларниң қәлбидә иманға елип баридиған мәлумат вә иман йаратқан болатти. шундақла бу йол арқилиқ һәммисини һидайәткә ериштүргән болатти. лекин ундақ қилмиди.
әһли сүннәт алимлириниң иккинчи чоң еқими болған матуридиййә алимлириму һидайәт уқумини «тоғра йолни көрситиш вә униңға йәткүзүш» дәп икки түргә айриған. әбу мәнсур әл-матуридий, һидайәт йаки азғунлуқни таллиған бәндилириниң бир қисмини аллаһ өзиниң әзәлий илмигә мунасип һалда һидайәткә башлиған, бәзилирини болса, азғунлуқта ташлап қойушни халиған. шуниң билән биргә инсанларни буниңға маслишалайдиған тәбиәттә йаратқанлиқини оттуриға қойған. дәрвәқә, аллаһ һидайәткә ериштүрүшни халиған кишиниң қәлбини исламға майил қилидиғанлиқини байан қилған.
етиқади мәзһәпләр ичидә йуқуридикиләрдин өзгичә алаһидиликкә игә мәзһәб сәләфийлик һесаблиниду. сәләфи мәзһипиниң алимлири болса, аллаһниң барлиқи мәвҗудатни йаритилиш ғайисигә мунасип һалда йаратқанлиқини вә мәвҗудийәтлирини давамлаштурушни мумкин қилидиған васитиләргә игә қилғанлиқни, шуниңдәк мәсулийәт йүкләнгән кишигә тәпәккур йүргүзүш қуввити ата қилиш билән биргә, пәйғәмбәрләр арқилиқ тоғра йолни көрситип байан қилғанлиқини омумий мәнидә бир хил һидайәт дәп қариған. буниңдин башқа, һидайәтниң әслидә, һидайәтни әмәлгә ашуридиған илаһий ирадә вә илһамни аллаһ инсанниң қәлбидә йаритиш арқилиқ йахшилиқни асанлаштуруши дәп изаһлиған. тәпәккур күчиниң йенида мәсулийәт игиси инсанларға пәйғәмбәрләр вә илаһий китаблар арқилиқ тоғра йолниң көрстилиши уларниң һидайәткә еришши үчүн йетәрлик әмәс. киши һидайәткә еришиш үчүн көрситилгән йолдин меңиши вә һидайәткә йүзлиниши лазим. әгәр инсан бу ирадигә игә болмиса, аллаһ уни азғунлуқта ташлап қойиду. киши аллаһ көрсәткән етиқад, ибадәт вә барлиқ һәрикәтлиридә һидайәт йолиған қарап маңса, буниң мукапати сүпитидә һидайәткә еришишни капаләткә игә қилидиған асаслиқ һидайәт мәйданға чиқиду. бу болса, аллаһниң тоғра йолда болушни тәқәзза қилған ирадә вә илһамни инсанниң қәлбидә йаритиши һесаблиниду. һидайәткә еришишниң әмәлийлишиши үчүн бири аллаһқа, иккинчиси бәндигә хас икки пеил лазим. бәндиниң аллаһ көрсәткән йолдин меңиши иккинчи бир һидайәтни җәлп қилғандәк, илаһий әмирләргә бойсунуши, йеңи һидайәтләрни елип келиду. аллаһ мана мушундақ шәкилдә инсанларға һәр даим чиқиш йоли ата қилиду.
йуқурида ислам етиқади ичидики охшаш болмиған бир нәччә еқимниң һидайәт һәққидики пикирлирини көрүп өттуқ. уларниң көзқарашлириға инчикиләп қариған вақтимизда, буларниң арисида анчә чок пәрқниң йоқлуқини тонуп йәткили болиду. чүнки бәзи охшимаслиқларниң болуши билән, дегүдәк һалда барлиқ еқимлар һидайәтни омумий вә хусусий дәп икки түргә айриған. пәқәт бәзи мутәзилий вә шиә мәзһәплири инсанниң өз қилмишлирини һөр ирадиси билән әмәлийләштүридиғанлиқини тәкитләйдиған омумий мәнидики һидайәтни алдинқи орунға қойған. әһли сүннәт алимлири болса, илаһий қудрәт вә ирадини һаким қилишни алдинқи орунға қойуп, инсанниң илаһий йардәмгә болған еһтийаҗини гәвдиләндүргән. бу сәвәбтин хусусий һидайәтни әсли һидайәт дәп қобул қилған.
нәтиҗидә қуран кәримдики һидайәт уқуминиң қатламлири шәхс вә җәмйәт сүпитидә инсанларниң дунйа вә ахирәтлик бәхт – саадитини, шундақла җәмийәтниң омумийүзлүк һузур-һалавитини әмәлгә ашуруш үчүн һидайәтниң аллаһқа аит икәнликини байан қилиду. секулар түзүмләрниң давамлиқ түрдә күчкә игә вә кәң даирилик һидайәт шәклини оттуриға қойалмайдиғанлиқини ашкара һалда көрситип бериду. шуниңдәк шәхсләрниң өз ирадиси вә ихтийари билән һидайәт йаки залаләт йолини таллийалайдиғанлқини, тутқан йолиға мувапиқ һалда ғәлибигә еришидиғанлиқи йаки мәғлуп болидиғанлиқи йәнә қуран айәтлиридә очуқ һалда оттуриға қойулған. бу мәнидин елип ейтқанда, хаталиқни тәқдиргә дөңгәп қойуш түптин хата көзқараш һесаблиниду. һәммә адәм ишлигинигә қарап чишләйду. қилған әмилигә қарап җазаға тартилиду йаки мукапатлиниду. бир кишиниң қилмишидин у кишиниң өзидин башқа һечким һесабқа тартилмайду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر