уйғур райониниң нөвәттики  вәзийити

уйғур райониниң нөвәттики вәзийити үстидә қисқичә анализ

140565
уйғур райониниң нөвәттики  вәзийити

уйғур райони йеқинқи мәзгилләрдә йеңидин баш көтүргән вәқәләр билән күнтәртипкә кәлди. 2009-йилдики үрүмчи вәқәсидин 2014-йилниң башлириғичә қисмән болсиму җимҗит өткән мәзгилдин кейин бу йил уйғур райониниң вәзийити дегәндәк җимҗит болмай қалди. 300 уйғур мусапирниң келәчики, нойабирниң ахирида уйғур районида мәйданға кәлгән вәқәләр вә хитай һакимийитиниң районда йолға қойған түрлүк бесим сийасәтлири районниң келәчикидин әндишә қилишимизға сәвәб болмақта. алди билән кейинки мәзгилләрдә районда мәйданға кәлгән вәқәләргә бир қур көз йүгүртүп чиқайли.
тәңритағ тор бетидә елан қилинған бир хәвәрдә ейтилишичә, қәшқәргә қарашлиқ 11 наһийидики сот мәһкимилиридә ечилған «террорлуқ» делолирида сотланған 113 киши, бу йил ийунда он йилдин өмүрвайәт қамақ җазалири болуп һәр хил қамақ җазалириға һөкүм қилинған.
28-ийулда йәкәндә мәйданға кәлгән вәқәләрдә 96 адәм һайатидин айрилған, вәқә тоғрулуқ қәшқәр оттура сот мәһкимисидә ечилған сотта, һуҗумниң пиланлиғучилири икәнлики илгири сүрүлгән 27 уйғур өлүмгә һөкүм қилинған.
шинхуа агентлиқиниң бир хәвиридә ейтилишичә, тйәнәнмен мәйданида бултур мәйданға кәлгән «аптомобил һуҗуми» билән уйғур районида кейинки мәзгилләрдә мәйданға кәлгән вәқәләр билән четишлиқ икәнлики илгири сүрүлгән 8 нәпәр уйғур авғустта өлүмгә һөкүм қилинған.
уйғур районида тонулған зийалий, мәркизий милләтләр университети оқутқучиси илһам тохти бу йил сентәбирдә бөлгүнчилик җинайити билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди, бу йил нойабирда йәнә униң оқуғучилириға 7 йил билән 15 йил арисида муддәтлик қамақ җазаси берилди.
хитай таратқулири 15-сентәбирдә үрүмчидә 26 мәхпий қуран курслириға сақчиларниң туйуқсиз бесип кирип, 26 адәмни тутқун қилғанлиқини уқтурди. бүгүр наһийәсидә 21-сентәбирдә мәйданға кәлгән партлаш вәқәлиридә 50 кишиниң өлгәнлики, 54 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.шу күни йәнә бүгүрдә бир дуканниң алдида вә бир нәччә йезида партлашлар мәйданға кәлди. партлашлар нәтиҗисидә 2 адәмниң өлгәнлики, нурғун адәмниң йариланғанлиқи билдүрүлди.
12-өктәбирдә қәшқәр районидики бир деһқанлар базирида мәйданға кәлгән һуҗумда 22 адәм һайатидин айрилди. хитай даирлири уйғур районида 2010-йили «зораван» дәп атиған гуруһ санини өктәбирдин башлап 140дин 200гә чиқарди.
пакистан баш министири наваз шәриф 8-нойабирда хитайниң уйғур районида уйғур түрклиригә қарши зәрбә бериш һәрикәтлирини йеқиндин қоллайдиғанлиқлирини җакарлиди. хитай һөкүмити 25-нойабирда бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсан һәқлири кеңиши аз санлиқлар мунбириниң 7-нөвәтлик йиғини әснасида дунйа уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрүкниң сөз қилишиға тосалғу болмақчи болди.
түркийә ташқи ишлар министирлики тайландта бир орманда йалған паспорт билән тутулуп қалған 300 уйғурни түркийәгә елип келиш үчүн һәрикәткә өтти. шинхуа агентлиқи йәкән наһийәсидә 28-нойабирда мәйданға кәлгән вәқәдә 15 адәмниң өлгәнликини уқтурди.
хитай дөләт таратқуси 28-нойабирда кейинки 6 ай ичидә уйғурларниң җавабкар икәнлики билдүрүлгән вәқәләрдә 175 адәмниң өлгәнликини уқтурди. йәнә кейинки 6 ай ичидә районда интернет арқилиқ «хәтәрлик нәрсиләр»ни тарқатқан йаки өйидә дини китаблар болған 334 киши қолға елинди. 18миң диний китаб мусадирә қилинди. аммиви сорунларда узун кийим кийиш пүтүнләй чәкләнди, дөләт ишчи-хизмәтлири вә оқуғучиларниң роза вә намаз қатарлиқ диний ибадәтләр билән шуғуллинишиға қәтий рухсәт қилинмиди.
уйғур райониниң гиоситиратегийәлик әһмийити интайин муһим. районниң йәр асти байлиқлириму сәл қариғили болидиған дәриҗидә аз әмәс. хитай уйғур районини йавропаға тутушидиған муһим өтәң сүпитидә қарайду. йеқинда елан қилинған йеңи йипәк йоли лайиһәсиниң мәркизи өтүш еғизиму йәнила уйғур районида. бирақ, 90-йиллардин күнимизгичә районға селинған селинмилардин уйғурлар тегишлик несивисини алалмайватиду. бу әһвалму уйғурларниң бир қисмини ашқун қилмишларни садир қилишиға сәвәб боливатиду.
хитай һакимийити 2009-йилдики үрүмчи вәқәсидин бәзи савақларни чиқирип уйғурларниң турмушини йахшилаш йолида бәзи қәдәмләрни ташлиди. бирақ 2014-йилниң март вә май айлиридики партлашлардин кейин хитай һакимийити «һәммидин муһими бихәтәрлик»сийаситигә қайтип кәлди. уйғур райониниң тәрәққий қилиши райондики мәсилини түп йилтизидин һәл қилалмайду. чүнки райондики вәқәләр вә йәрлик һөкүмәт йолға қойуп келиватқан сийасәтләр хитайлар билән уйғурларни иттипақлаштурушниң орниға техиму йирақлаштуруп бармақта.
районға қошна түркий җумһурийәтләрдин панаһлиқ тилигән уйғурларни хитайға тапшуруп беришниң орниға, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йаки икки тәрәп мунасивәтлири даирисидә бу мәсилини түп йилтиздин һәл қилидиған чарә тепип хитай даирлиригә йәткүзүш керәк. түркийәму хитай һакимийити билән келишим түзүп, уйғур районида маарип вә дини мәсилиләрдә уйғурларға йардәм қилип, уйғур мәсилисиниң һәл қилинишиға төһпә қошуши мумкин.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر