исламниң мәккә дәври

муһәммәд әләйһиссалам мәккидә һайати хәвпкә дуч кәлгәнликтин мәдинәгә көчүп кәткән. униң мәккидин мәдинигә көчүши ислам тарихиниң муһим бир пәллисини шәкилләндүриду.

141324
исламниң мәккә дәври

түркийә авази радийоси: биз алдинқи программимизда слам дәвитиниң мәккә дәври үстидә тохталған идуқ. мәккидә муһәммәд әләйһиссаламниң һайати хәвпкә дуч кәлгәнликтин, у мәдинигә көчүп кәткән. һәммигә мәлумки, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мәккидин мәдинигә көчүши ислам тарихиниң муһим бир пәллисини шәкилләндүриду. мәккә дәвридә назил болған айәтләрдә тәвһид, нубуввәт вә ахирәт қатарлиқ етиқадқа мунасивәтлик темилар асаси орунда тәблиғ қилиниш билән биллә, ибадәт вә әхлақ билән мунасивәтлик кәлгүсидә тәпсилий байан қилинидиған бәзи мавзулар һәққидә қисқа ишарәтләр байан қилинған. һиҗрәттин кейин, аста - аста шәхсий вә коллектип һайатни тәртипкә салидиған айәтләр назил болушқа башлиған, ибадәт вә иҗтимаий мунасивәтләр билән мунасивәтлик һөкүмләр тәпсилий һалда оттуриға қойулған. дөләтләр оттурисидики мунасивәтләрни тәңшәйдиған қаидә - қанунийәтләр бәлгиләнгән.
һиҗрәтниң силам дәвитиниң еқиши вә динниң йейилишида тәсири зор болған. мәдинә дәвридә ислам дәвитиниң алдидики тосақлар аста - аста йоқилишқа башилған. ислам вә мусулманларға болған бесим азийишқа башлиған. буниң билән кишиләр әркин ирадилири билән ислам динини қобул қилалайдиған шараитқа еришкән.
һиҗрәттин кейин күнсайин ронақ тапқан исламий муһит, исламға болған қизиқишниң ешишиға земин һазирлиған. шундақла қәбилиләр вә аймақлар билән елип берилған учришишлар нәтиҗисидә мәйданға кәлгән мусулман болуш паалийәтлири, ислам динини тез сүрәттә йейилиш басқучиға елип кирди. һәмдә һиҗрәттин кейин мусулманларниң иқтисадий вә сода имканийәтлири техиму кеңәйди.
алдинқи қетимки пирограммимзда әскәртип өткинимиздәк, мәдинә дәвриниң дәсләпки йиллирида ислам динини қобул қилған, мәдинә сиртидики инсанларниң мәдинигә һиҗрәт қилиши мәҗбурийәт дәп көрситилди. шундақла һиҗрәт, иман билән мунасивәтлик мәсилә дәп қобул қилинған. қуран бу әмиргә бойсунмиғанларни шиддәт билән тәнқид қилған. һәмдә уларни ақивәтлириниң қорқунчлуқ болидиғанлиқи билән агаһландурған. иман ейтқан кишиләр, һиҗрәт қилмиған кишиләрдин мунасивәтлирини үзүшкә буйрулған. муһәммәд әләйһиссалам, исламни қобул қилиш вә бәйәт қилиш үчүн йениға кәлгән кишләргә һиҗрәт қилишни шәрт қилған. қойуқ шәкилдә мусулманларни һиҗрәт қилишқа тәшвиқ қилидиған айәтләр, мусулманларни бир мәркәздә җуғлаш арқилиқ дүшмәнлиригә қарши күчлүк мудапиә қурулмиси пәйда қилишқа йүзләндүрүшни мәқсәт қилған. чүнки төт әтрапи дүшмәнләр билән қоршалған аз сандики мусулман нопусниң күч бирлики шәкилләндүрмигән тәқдирдә мәвҗудийәтлирини давамлаштуралиши мумкин әмәс иди. пәқәт мусулманлар қудрәт тапқан, улар йашаватқан районларда мусулманларға қарши бесим ахирлашқан вә диний тәблиғни әркин - азадә елип баралайдиған вәзийәт шәкилләнгәндин кейин, болупму мәккә фәтһи қилинғандин кейин һиҗрәтниң дини мәҗбурийәт болуштәк һөкми әмәлдин қалдурулған.
мәдинә дәври әйни вақитта исламниң коллектиплишиш басқучи һесаблиниду. мәлумки, муһәммәд әләйһиссалам техи мәккигә бармай туруп һиҗрәт сәпири үстидә йолуқуп өткән қуба кәнтидә бир мәсчид бина қилған. һәмдә у йәрдә мусулманларниң җамаәт болуп намаз оқушиға башламчилиқ қилған. мундақчә қилип ейқанда, муһәммәд әләйһиссаламниң имамлиқида ислам тарихдики биринчи җүмә намизи қубада оқулған. муһәммәд әләйһиссалам мәдинәгә бара - бармай елип барған ишлиридин бири бәш вақит намазни җамаәт болуп оқуйдиған, тәблиғ вә тәлим - тәрбийә паалийәтлирини елип баридиған, шундақла дөләт ишлирини идарә қилишта ишлитиш үчүн мәсчид селиш болған. бу тарихтин етибарән мәсчид шәһәрниң күндилик турмушида мәркизий рол ойнашқа башлиған.
муһәммәд әләйһиссалам мәдинәгә көчүп кәлгәндин кейин иҗра қилған муһим ишлиридин бири, мәдинәгә мусулман болуп көчүп кәлгән кишиләр билән йәрлик хәлқ оттурисида һәмкарлиқ лайиһәси йолға қойди. чүнки мәдинәдә дәрһал һәл қилишқа тегишлик мәсилә, мәккидин кәлгән мусулманларниң орунлаштурулуши, туралға җай вә күндилик турмуш еһтийаҗлирини бир тәрәп қилиш иди. бу мәслини һәл қилш үчүн пәйғәмбәр әләйһиссалам икки шәһәр мусулманлири оттурисда қериндашлиқ вә һәмкарлиқ әһдинамиси бекитип чиқти. бу әһвал мәккилик мусулманлар ичидики турмуш қийинчилиқлирини һәл қилғандин сирт, уларниң үстидики ғериплиқ туманлирини тармар қилип, арилирида мәдинилик қериндашлири билән йеқинчилиқ һессийатиниң күчийишигә түрткә болған. һәтта буларни мәдинә дәвриниң дәсләпки йиллирида бир - биригә мирасхор қилип бекиткән.
муһәммәд әләйһиссалам мәккигә һиҗрәт қилип кәлгән мусулманлар билән мәдинәлик мусулманлар оттурисида қериндашлиқ мунасивити пәйда қилиштин башқа, мәдинәдә илгири мәвҗут болуп келиватқан қәбилә мәркәзлик қериндашлиқниң орниға дин қериндашлиқини бәрпа қилған. узун өтмүштин бери өзара адавәтлишип келиватқан қәбилиләрни иттипақлаштурған. шундақ қилип ули етиқад бирликигә тайанған җәмийәт шәкилләндүрүшниң асасини қуруп чиққан. қәбилиләр оттурисидики дүшмәнликләрни, иҗтимаий адаләтисизликләрни вә туғулуштин кәлгән «үстүнлүк» уқумини өзгәрткән. шәхсләрни парчилайдиған адәтләрни йиқип, орниға инақ - иттипақ йашайдиған, бир - бири билән һәмкарлишалайдиған вә барлиқ ғайиси сөйгү- муһәббәт үстигә қурулған җәмийәт бәрпа қилған. бу басқучта елип берилған әң муһим паалийәтләрдин бири болса, мәдинәдә йашайдиған йәһудийларға диний әркинлик тонуған. уларниң өз диний етиқадлири бойичә йашишини қануний капаләт астиға алған. йәнә мәдинә дәвридә шәхсий, коллектип вә дөләтләр оттурисидики мунасивәтләр һәққидики пиринсиплар бәлгиләнгән. шәхсий вә аммиви һоқуқ - мәҗбурийәтләр қанунлаштурулған.
мәдинә дәвридә мусулманларниң турмушида мәйданға кәлгән йәнә бир йеңилиқ болса, ғәйри муслимлар билән болған җәңләр һесаблиниду. мусулманлар тәрипидин елип берилған урушлар - ислам тупрақлириға вә мусулманларниң бихәтәрликигә тәһдит салидиған, шундақла улуғ аллаһ барлиқ инсанларниң мутләқ пайдисини реаллиққа айландуруш үчүн әвәткән әң ахирқи динниң инсанларға йәткүзүлүшини тосқан кишиләр билән күрәш қилишта талланған әң ахирқи чарә. ғайә вә маһийәт җәһәттин башқа уруш тәриплиригә пүтүнләй охшимиғанлиқтин, әрәб тилида қораллиқ урушларни ипадиләш үчүн ишлитилидиған башқа уқумларниң орниға җиһад уқумини ишләткән. техиму муһимрақи қуран бу урушларни, башқа урушланиң истилаһ, мустәмликә, таҗавузчилиқ, булаң - талаң қилиш вә зомигәрлик қатарлиқ сәлбий сүпәтлиридин айриш үчүн «аллаһ йолида» дегән сүпәт билән биллә ишләткән. хуласиләп ейтқанда, мәккә фәтһи қилинғандин кейин мәккидә шәхсий турмуштин, коллектип турмушқа, йәрлик мунасивәтләрдин хәлқаралиқ мунасивәтләргичә болған нурғун саһәләрдә негизлик нурғун өзгүрүшләр мәйданға кәлгән.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر