хәйрунниса гүлниң қисқичә һайати

‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ сәһипимизниң бүгүнки бөлүмидә, түркийә җумһурийитиниң 11- нөвәтлик җумһур рәиси абдуллаһ гүлниң рәпиқиси хәйрунниса гүлниң қисқичә һайати билән тонушуп чиқимиз.

139115
хәйрунниса гүлниң қисқичә һайати

түркийә авази радийоси: ‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ сәһипимизниң бүгүнки бөлүмидә, түркийә җумһурийитиниң 11- нөвәтлик җумһур рәиси абдуллаһ гүлниң рәпиқиси хәйрунниса гүлниң қисқичә һайати билән тонушуп чиқимиз.

түркийә җумһурийитиниң сабиқ җумһур рәиси (11- нөвәтлик) абдуллаһ гүлниң рәпиқиси хәйрунниса гүл, 1965 – йили 18- авғустта истанбулниң бәшикташ районида түркийәниң оттура қисмиға җайлашқан қәйсәри шәһиридин көчүп кәлгән бир аилидә дунйаға кәлди. истанбул бәйазит коҗа рағип паша башланғуч мәктипи вә истанбул чәмбәрлиташ қизлар толуқ оттура мәктипидә оқуди. 1980 – йили мәктәптә оқуватқан мәзгилидә өзидин 15 йаш чоң болған абдуллаһ гүл билән өйләнди. өйләнгән чеғида хәйрунниса гүл 15 йашқа кирип, пәқәт үч күнла ашқаниди.

өйлиништин илгири толуқ оттуридики оқушини йерим йолда ташлап қойған хәйрунниса гүл, кейинки йилларда толуқ оттура мәктәпни сирттин оқуп тамамлап, алий мәктәп имтиһаниға қатнашти вә имтиһанда әнқәрә университетиниң тил, тарих, җуғрапийә факултети әрәб әдәбийати кафедрасида оқуш салаһийитигә еришти. лекин, 1998- йили сентәбирдә университетқа тизимлитиш үчүн барғанда, материйалға йағлиқ артилған һаләттә тартилған фото сүрити чапланғанлиқи үчүн, тизимлитиш тәлипи рәт қилинди. 1999- йили пәзиләт партийәси парламент әзаси болған йолдиши абдуллаһ гүл хәйрунниса гүлни мухбирларниң һәмралиқида тил, тарих вә җуғрапийә факултетиниң алдиға елип келип йәнә тизимға алдуралмиғандин кейин, мухбирларға бурулуп: «бүгүн москвада йашаватқан болсақ, айалим бундақ бир тосалғуға учримиған болатти» деди.

бу иштин кейин қануний йоллар арқилиқ һәқ – һоқуқиға еришишкә тиришқан хәйрунниса гүл, түркийәдики барлиқ қануний тиришчанлиқлири үнүмсиз ахирлашқандин кейин, 2002- йили йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисигә әрз сунди. шу йили өткүзүлгән омумий сайламда адаләт вә тәрәққийат партийәси ғәлибә қилип, абдуллаһ гүл баш министир болди. һәммә хәйрунниса гүлни әрзини қайтурувалидиғу, дәп ойлиди, лекин, хәйрунниса гүл шикайитидин ваз кәчмиди. 2004- йили мартта йолдиши баш министирлиқтин айрилғандин кейин әрзнамисини қайтурувалди вә буниңға «мән толуқ һәқлиқ. сот қарарлириниң дәталаш пәйда қилмаслиқи үчүн илтимасимни қайтурувалдим, мениң йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисигә әрз сунушум қанунға уйғун һәқ – һоқуқни издәш йолидур» дәп изаһат бәрди.

2007- йили йолдиши абдуллаһ гүл түркийә җумһурийитиниң 11 – нөвәтлик җумһур рәисликигә сайланғандин кейин, түркийәниң тунҗи йағлиқлиқ биринчи ханими сүпитидә чанқайа җумһур рәислик сарийиға кирди. йолдишиниң җумһур рәислики мәзгилидә маарип вә сәнәт саһәсидә нурғун хизмәтләрни ишлиди. 2012 – йили хәйрунниса гүлгә мәликә бейтрикс тәрипидин «голландийә хан аилиси бүйүк медали» тәқдим қилинди.

түрк таам күлтүриниң сақлинип қелишиға пәвқуладдә көңүл бөлидиған хәйрунниса гүл, чанқайа җумһур рәислик сарийидики чеғида чәт әллик меһманлириға унтулушқа йүзләнгән түрк таамлирини тәқдим қилғанлиқидин алаһидә һузур һес қилдииғанлиқини қәйт қилғаниди.

әрәб вә инглиз тиллирини билидиған хәйрунниса гүл, йуқирида әскәртип өтүлгинидәк илгири оқуйалмиған оқуш арзусини ишқа ашуруш үчүн 2014- йилиниң ахириға кәлгәндә қайтидин бәл бағлап, харвард университетиға оқушқа тизимлатти вә өзи үчүн пәрқлиқ имтийаз берилишини тәләп қилмиди. у «инсан дунйаға давамлиқ өгиниш вә өзини тәрәққий қилдуруш үчүн келиду. өгинишниң йеши йоқтур» дәйду, қизиқип сориғучиларға.

хәйрунниса гүл әһмәт мунир (1983), кубра (1985) вә мәһмәт әмрә (1991) исимлик үч пәрзәнтниң аниси؛ зәйнәп сәрра (2010) вә айшә сәна (2014) ниң чоң анисидур.
йуқирида ‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ сәһипимизниң бүгүнки бөлүми бойичә, түркийә җумһурийитиниң 11- нөвәтлик җумһур рәиси абдуллаһ гүлниң рәпиқиси хәйрунниса гүлниң қисқичә һайати билән тонушуп чиқтуқ.

 

 


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر