түрк өрп - адәтлири - 29

рамизан ейидики өрп - адәтләр

146595
түрк өрп - адәтлири - 29


рамизан ейидики өрп - адәтләр
рамизан интайин өзгичә бир ай болуп, буниңдин илгирики пирограммимизда ейтқинимизға охшаш роза тутуш, иптар қилиш, золуқ йейиш, чиш упраш һәққи, закат вә сәдиқә беришкә охшаш нурғунлиған гүзәл паалийәтләр тәңла өткүзлидиған бир ай болуп һесаплиниду. у йәнә инсанларниң бирлик еңи өсидиған, иҗтимаий һәмкарлиқ вә йардәмлишиш йуқири пәллигә чиқидиған бир мәзгил болуп, рамизан ейидики өрп - адәтләр өз нувитидә йәнә, түрк миллиниң һайатқа болған тунушини, пәлсәписини вә омумий қиммәт қарашлирини бир гәвдиләштүрүп намайан қилип беридиған ай болупму һесаблиниду.
** *** ***** ** ** *** ** **** *
бу айда рамизанғила хас мәшғулатлар бар болуп, мәсилән, сәдиқә, йардәмгә еһтийаҗлиқ кишиләргә бәдәлсиз берилидиған йардәмдур. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң "мәхпий садиқә аллаһниң ғәзипини йандүриду" дегән сөзи, инсанларни йардәмни мәхпий қилишқа тәрғип қилған. шуңа османли хәлипилики дәвридә бай киишләр рамизан ейи башлиниш билән тәңла өзини тонимайдиған мәһәллиләргә берип, доккандарлар вә баққалларниң қәрз һесап дәптәрлирини көрситишни тәләп қилатти. бу дәптәрләргә пули болмиғанлиқи үчүн қәрзгә йаздуруп бир нәрсә алидиған вә кейин пул тапқанда қайтуридиған кишиләрниң һесаватлири йезилатти. байлар уларниң қәрзлирини толиветип, һесаплирини өчүргүзиветәтти. дәптәрни алдин тәрәптин йаки оттуридин вә йаки арқа тәрәптин ачқузуп алдиға кимниң қәрз һисави чиқса шуни төләйтти. бәзидә бирла бай киши бир пүтүн дәптәрдики қәрзләрниң һәммини төливетип кәмбиғәлләрни қәрзлиридин қутқуруп қойатти. қәрзи төләнгән киши қәрзниң ким тәрипидин төләнгәнликини, қәрзни төлигүчиму кимниң қәрзини төләп қойиватқанлиқни билмәй қалатти.
бундақ мәхпий йардәмниң әң көрүнәрлик җайлиридин бирси "сәдиқә ташлири" болуп, бу "сәдиқә ташлири" иҗтимаий йардәмлишишниң әң гүзәл үлгилиридин бириси шундақла есилликниң вә көйүмчанлиқниң семволи болупму һесаблинатти. садиқә ташлири асасән дегүдәк җами, мәқбирә вә күтүпханә алдиға, йаки чоң мәйдан вә шәһәр мәркәзлиригә орунлаштурулидиған, оттуриси өрәк егизлики бир йерим йаки икки метир келидиған ташлар болуп, ташниң оттурисидики өрәкниң ичигә пул ташлаш үчүн икки пайә билән йуқириға чиқишқа тоғра келәтти. шуңа ташниң алдиға мәхсус пайә орунлаштурулатти. сәдиқә беришни халайдиған йаки кәмбиғәләргә йардәм бәрәмәкчи болған кишиләр таш бар җайға кечиси қараңғуда келип, атиған пуллирини ташниң аттурисидики өрәккә ташлайтти. андин еһтийаҗлиқ кишиләрму садиқә тишиниң оттурисидики өрәктин еһтийаҗиға лайиқ пулни алатти. қалған қисмини өзигә охшаш башқа еһтийаҗлиқ кишиләргә қалдуруп қойатти. бу ташлар османли хәлиплики дәвридики иҗтимаий йардәмлишишниң айрилмас бир қисми вә кәмбиғәлләрниң үмит ишики иди. бу ташларниң сайисида кәмбиғәлләр тиләмчилик қилмайтти. байларму йардәм қилған кишини көрмәйтти. йахшилиқ қилған чағда қарши тәрәптики кишини рәнҗитип салмаслиққа қаттиқ әһмийәт берилидиған бу әнәнә, мәдәнийәтниң намайәндиси һесаплинатти. бу хил қаидиләрниң һәммисиниң бир ортақ нуқтиси болуп, у болсиму, бай билән кәмбәғәл оттурисидики һәмкарлиқни ишқа ашурүштин ибарәт иди.
пәйғәмбәр әләйһиссаламниң "әң пәзиләтлик садиқә бир ачни тойғузуштур" дегән һәдисиму кишиләрни кәмбғәлләрниң қорсиқини тойғузуп қойушқа риғбәтләндүргән иди. шуңа бу бир ай ичидә кәмбиғәл кишиләр байларниң катта сарай, дасқанлирида тамақ йейиш пурситигә игә болатти. халиған киши халиған вақитта бағақ келишигиму қарап олтурмастин қайси сарайни халиса, шу сарайниң ишикини қеқип, «иптар үчүн аллаһниң меһмини болуп кәлдим» дейәләйтти һәм бу иш һәргизму ғәлитә туйулмайтти. ойниң хоҗайини кәлгән меһманни интайин сәмимилик билән иптар дасқиниға дәвәт қилатти. сарайларда бу хил чақирилмиған меһманлар үчүн мәхсус дасқанлар селинип тәййар туратти. селинған дасқанларниң һәммиси охшаш йемәк – ичмәк билән лиқ толған болатти.
рамизандики йәнә бир адәт, аз тамақ йейишниң саламәтликкә пайдилиқ икәнликини тәкитләш характиригә игә. инсанлар «аз йегән мәләк (пәриштә) болиду, көп йигән һалак болиду», «аз йегән һәр күни йәйду» дегәнгә охшаш әқил үнчилирини хушхәт устилириға алаһидә йазғузуп өйлиригә асатти. бу хәтни көргән кишиләр иптар дасқанлирида тамақни аз йәйтти. шундақ қилип тамақни аз йейиш һәққидә пәйғәмбәр әлйһиссаламниң қилған тәвсийәлирини орундиған болатти. пүтүн күн ач йүргән бир инсанниң йағлиқ, түзлүқ, шикәрлик вә ун тамақилирини йейиишниң кәлтүрүп чиқиридиған мәсилилири вә зийанлирини ойлайдиған болсақ, бу нәсиһәтниң нәқәдәр муһим әһмийәткә игә икәнликини йахши чүшүнүп йетәләймиз.
сарай қаидилирниң йәнә бирси сарай ашпизиниң таллиниши иди. сарайдики ханишларға ашпәзләр тәййарлиған пийазлиқ тухум сунулатти, һәр бир пийазлиқ тухумниң тәмини бир бирләп тетип чиққан ханишлар әң йахши пушурулған пийазлиқ тухумни таллайтти. әң йахши көрүлгән пийазлиқ тухомни пишурғучи уста рамизан ейи бойичә ханишларға тамақ етиш һәқуқиға еришип мукапатлинатти.
рамизандики адәтләрдин йәнә бири, һәр бир мәһәллигә тәйинләнгән хадимларниң муздәк мивә суйи, лимун шәрбити, доғ вә һинди хормиси шәрбити тарқитиши иди. османли хәлипики дәвридә пүтүн рамизан ейи бойичә султан әһмәт мәйданидики герман чәшмисиниң туруббилиридин шәрбәт ақатти. һәтта рамизан ейи бойичә шам намизини оқуш үчүн җамигә кәлгән җамтаәткә шәрбәт тарқитиш үчүн мәхсус фонди җәмийәтләр қурулған иди. мана бүгүнки күндиму шәһәрлик һөкүмәт диний күнләрдә герман чәшмисиниң туруббисидин шәрбәт ақидиған әнини өз пити давмлаштуруп кәлмәктә.
булардин башқа йәнә алдинқи пирограммимизда чүшәндүрүп өткән «чиш упраш һәққи»му османли хәлипиликидин қалған интайин гүзәл адәт болуп, бу адәткә бинаән өйгә кәлгән меһманларға өй игиси тәрипидин пул йаки башқа кечик һәдийәләр берилидин болди. бу адәт байларниң сарайлиридин хәлқниң нурғунлиған тәбиқилиригичә кеңәйгән иди. һәммәйлән күчиниң йетишичә меһманлириға кечик бир тәшәккүр һәдиийәси беридиған болди. әң дәсләпки «чиш упраш һәққи» фатиһ султан мәһмәт ханниң баш вәзири мәһмут паша тәрипидин берилгән болуп, тарихий мәнбәләрдә баш вәзир мәһмут пашаниң дасқанға қойулған полоға нуқут қойуш билән бирилктә нуқут чоңлуқидики алтун кумилачларниму қойғанлиқи хатирләнгән.
дәрвәқә рамизан ейи растинла өзара көйүнүш, сөйгү вә әхлақ – пәзиләт ейидур. бүгүн әнқәрә вә истанбулға охшаш чоң шәһәрләрдин тартип анадолуниң нурғун шәһәрлиридә шәһәрлик һөкүмәтләр вә қол илкидә бар бай кишиләр шәһәр мәйданлирида йаки иптар чедирлирида хәлққә иптар бериду. чәт әлләрдә турушлуқ түркләрму бир йәргә җәм болуш вә бирликтә иптар қилиш үчүн иптар чедири әнәнисини давалаштурушқа тиришчанлиқ көрсәтмәктә. бүгүнки күндә түркләр тәрипидин чәт әлләрдә қурулидиған иптар чедирлирида һәр қайси дин, һәр қайси күлтүр вә охшаш ролмииған милләтләргә мәнсуп инсанларни учратқили болиду. шуңа рамизан өзара ортақлишиштин башқа йәнә өзара достлуқниңму йаңрақ садиси болмақта.
йуқирида ғази университети әдәбийат факултети түрк тили вә әдәбийати бөлими оқутқучиси дотсент доктор фатимә әһсән туран тәрипдин тәййарланған пирограммимизни диққтиңларға сундуқ.!

 

 


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر