йавро – асийаға нәзәр – 23

99343
йавро – асийаға нәзәр – 23

түркийә авази радийоси: 2014 - йили 29 – май қазақистанниң пайтәхти астанә шәһиридә русийә, қазақистан вә беларусийә қатарлиқ дөләтләрниң рәһбәрлири йавро – асийа иқтисад бирликиниң қурулуши тоғрисидики келишимгә имза қойди. ортақ таможна бирликини тәшкил қилған бу үч дөләт 2015 – йили рәсмий шәкилдә йавро – асийа иқтисад бирликиниң ичидә болиду. имзаланған келишим үч дөләтниң парламенти тәрипидин тәстиқлиниши керәк. бирликниң мәркизидә, әза дөләтләрниң муавин баш министирлири вә вәкиллиридин тәшкил қилинған йавро – асийа иқтисад комитети болиду. йавро – асийа иқтисад бирлики иқтисадий комитетиниң ишханиси москвада, сот ишханиси минсиктә, малийә тәртипкә селиш ишханиси алматада болиду. бирлик қәдәмму қәдәм сода, електир, нефит вә башқа саһәләрдә ортақ базар қуриду.
астанәдә ечилған йиғинға, алди билән таможна бирликигә, иккинчи қәдәмдә йавро – асийа иқтисад бирликигә қатнишишни тәләп қилған қирғизистан билән әрменийәниң пирезидентлириму қатнашти. әрменийә русийәдин бир куб метири 180 – 170 доллар болған әрзан газ сетивелиш вә бу арқилиқ иқтисадини русийәниң йардими билән тутуп туруш үчүн бирликкә қатнишишни арзу қилиду. қирғизистанниң мәқситиму буниңдин анчә пәрқлиқ әмәс.
русийә қирғизистанниң бирликкә әза болушини капаләткә игә қилиш үчүн 1 милйард доллар қәрз вә 200 милйон доллар йардәм аҗритидиғанлиқини елан қилди. әлбәттә, бу йардәмләр қирғизистанниң райондики истратегийәлик орни сәвәбидин қилиниду. йавро – асийа иқтисад бирликиниң һазирқи әһвали әң көп русийәгә пайдилиқ. башқа әза дөләтләр болса, русийәниң сийасий һөкүмранлиқи астида қелиш хәтиригә қанчилик дуч келишидин қәтийнәзәр, йүз бериш еһтимали болған иқтисадий киризисләр вә тәһдитләргә қарши мәвҗутлуқини сақлаш үчүн қошнилири билән машлишиштин қечип қутулғили болмайдиғанлиқини билиду.
йавро – асийа иқтисад бирликиниң қурулушиға мунасивәтлик келишим астанәдә имзаланғандин кейин, түркийәниңму бу бирлик билән болған мунасивәтлири вә бирликкә қатнишиш еһтимали муназирә қозғиди. демисиму түркийә җайлишиш орни нуқтисидин йавро – асийа иқтисад бирликигә қарап туралмайду. йеқинқи келәчәктә украинаниң бирликкә әза болушиниң күнтәртиптин қелиши, түркийәни йошурун күчи зор әзаларниң бешиға чиқарди.
русийә – түркийә ортақ истратегийәлик пиланлаш гурупписиниң москвада ечилған 4 – нөвәтлик йиғинидин кейин, өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилған русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, русийә билән түркийә арисидики шериклик мунасивәтниң барлиқ дөләтләр үчүн үлгә болалайдиғанлиқини биилдүрди. униң арқисидин сөз қилған түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давутоғлу, русийә билән түркийәниң бирликтә йавро – асийа райониниң муқимлиқиға зор һәссиләрни қошалайдиғанлиқини ейтти.
бу йәрдә сораш керәк болған соал шуки, түркийә бу дөләтләр билән қайси шәкилдә ортақ һәрикәт қилалиши мумкин? чүнки мәвҗут әһваллар түркийәниң бирликкә әза болушиға имканийәт бәрмәйду. йәни, русийәниң райондики рәһбәрлик еңи вә бирликкә әза болмақчи болған әрменийә билән түркийәниң мунасивәтлири, әң чоң тосалғулар һесаблиниду. һазирқи әһвалда русийә бирлик ичидә өзигә йошурун рәқип болалайдиған күчни халимайду. түркийәниң бирликкә қетилишиға, хәлқаралиқ ембарго вә хәлқарада йетим қалдурушқа охшаш русийәни қийин әһвалда қойидиған өзгиришләр болмиғанда, русийә асанлиқчә буниңға йешил чирағ йақмайду.
әслидә түркийәниң әза дөләтләр билән йуқири сәвийәлик көп тәрәплик мунасивәтлири бар. беларусийә билән визисиз сайаһәт қилиш дәври башланди. русийәниң, қазақистан вә қирғизистан билән «истратегийәлик шерик» лик сәвийәсидә мунасивити бар. бирлик түркийәниң бу дөләтләр билән мәвҗут мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруши үчүн йеңи пурсәтләрни суналиши мумкин.
қара деңиз билән кавказ райони һәм түркийә, һәмдә йавро – асийа иқтисад бирлики бивастә көңүл бөлидиған районлар һесаблиниду. 2014 – йилдин башлап тиранзит анадолу тәбиий газ туруба йоли лайиһәсидики һәссини ашурған түркийә, сиртқа болған тәбиий газ беқинмичилиқини азайтип, кавказ районидики орнини мустәһкәмлиди. қара деңизниң бирлик деңизға ечилидиған бирдинбир нуқта болуши, түркийәниң орнини техиму күчләндүриду.
қазақистан билән қирғизистан баштин тартипла түркийәниң бирликкә әза болушини қоллап кәлди. шуниң үчүн түркийә болупму түркий җумһурийәтләр, қара деңиз - һазар һәмкарлиқи, йеңи йипәк йолини гүлләндүрүш қатарлиқ районда һәмкарлиқни күчәйтидиған тәшкилатларға әһмийәт бериши вә орнини техимумустәһкәмлиши керәк.
түркийә көп хил сийасий вә иқтисадий тәшкилатлар билән бирликтә, йавро – асийа дөләтлири арисидики сестимилиқ мунасивәтлирини күчәйтиши, бирдин көп таллаш йоли арқилиқ тәңпуңлуқ шәкилләндүрүп, зомигәр сийасий һөкүмранлиқтин башқа йолларни пәйда қилип, күчини ашуруши керәк.
түркийә актип ташқи сийасәт йүргүзгәндә бу система ичидин өзигә орун тапалиши мумкин. ундақ болмиғанда, мәзкур райондики тәсир күчини йоқитип қойиду. чүнки кәлгүсини ойлиғанда, йавро – асийа иқтисад бирликиниң сийасийлишиши вә қутуплашқан дунйада шәрқниң муһим парчисиға айлинишини нәзәрдин сақит қилишқа болмайду. һәм иқтисадий җәһәттики йеңи имканлар, һәмдә тәңпуңлуқ амили болуши җәһәттин түркийәниң йавро – асийа иқтисад бирлики билән истратегийәлик мунасивити болуши лазим.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر