дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 21

93948
дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 21

түркийә авази радийоси: түрк вә ислам дунйаси йетиштүргән әң улуғ пәйласоплардин бири вә тарихий мәнбәләрдә «муәллими сани» (иккинчи муәллим), «әл фәйласуф әт түрки» (түрк пәйласопи) дәп аталған фарабиниң әсли исми әбу насир муһәммәд бин түркан бин узлуқ иди. милади 870 – йили түркистанниң фараб шәһири әтраплирида туғулғанлиқи тәхмин қилинидиған фарабиниң дадиси түрк қәбилисидин болуп, бир қәлә қомандани иди. дәсләптә мәрвдә оқуған фараби, кейинчә бағдадта чоң алимларниң қолида оқушини давамлаштуриду вә арстотилниң логика илмини бу йәрдә өгиниду. арқидин һарранаға берип, логика вә пәлсәпә җәһәттики билимини чоңқурлаштуриду һәмдә бағдадқа қайтип келиду. у бағдадқа қайтип кәлгәндин кейин, аристотил вә әплатонниң әсәрлирини техиму чоңқур тәтқиқ қилишқа башлайду. аридин бир мәзгил өткәндин кейин, мисирға бариду. қайтип кәлгинидә һәләб вә дәмәшиқтә һамданиләр султаниниң күтүвелишигә еришиду. фараби ордида хели узунғичә турғандин кейин, 951 – йили дәмәшиқтә вапат болиду.

әрәб вә парс тиллирини ана тили түркчигә охшаш йуқири сәвийәдә өгәнгән фарабиниң йүздин артуқ әсири бар. пәлсәпә, логика, әхлақ, роһий илим, метод, билимләрни түргә айриш, физика, химийә, астрономийә, гиометирийә, сийасәт, җәмийәтшунаслиқ, тәсәввуп, шеир, музика, тил илми вә нутуқ сөзләш һәққидә көп әсәрләрни йазған фараби, түрк тарихида тунҗи болуп бивастә маарип тоғрисида пикир йүргүзгән киши һесаблиниду. әмма у көпинчә пәйласоп дәп билингәчкә, бу тәрипи нурғунлиған тәтқиқатчиларниң нәзиридин чүшүп қалған. әслидә фарабиниң маарип һәққидики пикирлири әйни вақитта россу қатарлиқ ғәрб алимлириниң илһам мәнбәсигә айланған иди. фарабини башқа пәйласоплардин пәрқлиқ қилған әң муһим тәрипи, униң йунан пәлсәпәси билән ислам пәлсәпәсини бирләштүрүш үчүн көрсәткән тиришчанлиқидур. у арстотилниң пәлсәпә чүшәнчилирини шәрһилигәндә, ислам пәлсәпәсини байан қилишқа тиришқан. у буниңдин башқа, оқу – оқутушни айрим қарап, охшимайдиған көзқарашни оттуриға қойуп, оқутушни дәриҗигә айриған. у «оқутуш» сайисидә җәмийәтниң нәзәрийәви әхлақлири, «маарип» сайисидә гүзәл әхлақий пәзиләтләр вә сода – теҗарәт һүнәрлириниң барлиққа кәлтүрүлгәнликини ейтиду,

фараби охшаш вақитта йәнә, дөләт билән сийасәт тоғрисида өз чүшәнчилириниму байан қилған. униң пикригә асасланғанда, ғайиви дөләт, билим вә гүзәл әхлаққа тайниду. бу икки амил (йәни, билим вә әхлақ) бәхтлик болушниң шәртлиридур. һөкүмдар бир оқутқучиға охшаш «оттура йол» тутуши лазим. әмма йахши һөкүмдар болалиши үчүн туғулушидин тартип сағлам, әқиллиқ, әстә тутуш иқтидари йуқири, сөзи гүзәл, дуруст, улуғвар роһқа игә, адаләтни йақилайдиған алаһидиликләргә игә болуши лазим. буниң сиртида қаидә – пиринсипларни хәлққә өгитиши вә уруш техникисини әң йахши билиши лазим.

күнимиздики илмий тәтқиқатларда әң муһим темилардин бири болған «метод» мәсилиси, фараби тәкитлигән темилар арисидин орун алиду. фарабиниң пикричә болғанда, «метод» өз алдиға билим һесаблиниду. униңчә, мәсилиләрни тәкшүрүштин бурун, пүтүн методларниң бир сәнәт икәнликини вә охшимиған методларни айрийалайдиған билимгә еһтийаҗимизниң барлиқини билишимиз лазим.

фараби тилниң йилтизи вә оттуриға чиқиши темисидиму дәвридики башқа алимларға охшимайдиған қарашларни оттуриға қойған иди. у тилниң биологийәлик вә антропологийәлик һадисиләрнң һәмраһлиқида пәйда болғанлиқини қәйт қилиду. фарабиниң пикричә, тил қәдәмму қәдәм вә кишиләрниң әстә тутуш иқтидариниң тәрәққий қилиши, һәмдә еһтийаҗлириниң ешиши билән пәйда болған. у әплатон вә арстотилға охшаш, инсанлар дәсләптә ишарәт тилини қолланди, кейинчә авазлиқ гәп қилишқа башлиди, дәп чүшиниду. у тилниң шәкиллиниши вә тәрәққий қилишини җәмийәт характерлик иттипақлишиш арқилиқ вуҗутқа кәлгән. мундақчә ейтқанда, охшаш районда йашайдиған инсанлар өзиниң физиологийәлик алаһидиликигә асасән әң асан болған авазларни чиқиришқа башлиған вә бир – бири билән алақә орнитишқа тиришқан, дәп қариған.

наһайити чоңқур вә чүшиниш қийин болған темиларни тәтқиқ қилған фарабиниң чүшәндүрүш усули интайин ихчам иди. буни билиш үчүн ибни синаниң җүмлилирини оқуш йетәрлик. өзиму пәйласоп болған ибни сина, арстотилниң «метафизика» намлиқ әсириниң тәрҗимисини қириқ қетим оқуп йадқа алған болсиму һечнимини чүшәнмигәнликини ейтиду. ибни сина тәсадипий һалда наһайити әрзан баһада фараби тәрҗимә қилип вә чүшәндүрүш бәргән китабни оқуғандин кейин, толуқ чүшәнгәнликини әскәртиду.

ислам пәлсәпәси үстидики тәтқиқатлири билән тонулған алим һенрий корбин, фарабиниң кишилик пәзилити һәққидә мундақ йазиду: «фараби диний билими наһайити чоңқур вә йуқири иқтидарға игә киши иди. у өмри бойичә аддий – садда йашиған. һәтта сопиларниң кийимини кийәтти. ички дунйаси билән йалғуз йашашни йахши көридиған миҗәзи болғачқа, пат – пат дунйаниң шавқун – сүрәнлиридин йирақлишип йалғуз йашайтти. у нахша – уссул мурасимлириға қатнишишни йахши көрәтти вә униңдин һузур алатти. музикиға бәкму һәвәс қилатти. у ‹музика һәққидә› намлиқ әсәр йазған болуп, бу оттура әсирдики музика нәзәрийәси һәққидики муһим әсәрләрдин бири һесаблиниду.»


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر