дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 19

93945
дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 19

түркийә авази радийоси: һәқиқий исми муһәммәд бин сулайман болған улуғ шаирниң туғулған вақти ениқ әмәс. шундақтиму униң 1480 – йили һазирқи ирақ чегралири ичигә җайлашқан кәрбалада туғулғанлиқи тәхмин қилиниду. оғуз түрклириниң байат қәбилисидин кәлгән фузули, башланғуч савадини дадиси вә раһмәтуллаһ исимлик муәллимдин чиқарған. әйни дәврдики асасий билимләрни йахши өгәнгән, ана тили болған түркчиниң барлиқ назук тәрәплирини өзләштүргән, әрәбчә вә парсчида болса, шеир вә диван йазалиғидәк сәвийәгә йәткән фузули, йаш вақитлиридин тартип шеир йезишқа башлиған. өзидин бурунқи даңлиқ шаирларниң әсәрлирини қайта – қайта оқуп вә улардин илиһамлинип йазған шеирлири, қисқа вақит ичидә чегралардин һалқип, шәрқ дунйасиға тарқалған вә нурғунлиған шаирларға илһам мәнбәси болған.

фузулиниң һайати йоқсузлуқ вә қийинчилиқ ичидә өткән. бу әһвални униң шеирлиридинму көрүвалғили болиду. у лирика вә ишиқ – муһәббәт шеирлириниң түркий хәлқләр әдәбийатидики әң муһим вәкили һесаблиниду. у мана мушундақ даңлиқ бир шәхс болсиму, һайати һәққидики учурлиримиз наһайити чәклик. у орда тәрипидин йахши көрүлгән әмма, уларниң һимайисигә еришәлмигән. улуғ алим фуат көпрүлү, бу нуқтини униң османлиларға охшимайдиған һалда шиә мәзһипигә мәнсуп болғанлиқиға бағлап чүшәндүриду. немә үчүндурки, фузули сафәвийләрниңму йетәрлик қоллишиға вә һөрмитигә еришәлмигән. бағдад османлиниң қолиға өткәндин кейинму керәклик көңүл бөлүшкә еришәлмигән фузули, бу әһвални шеирлирида байан қилиштин кәйнигә чекинмигән. фузулиниң байанлириға асасланғанда, өзигә турмушини қамдийалиғидәк мааш берилмигән. буниңға қарита у, қануни султан сулайманға йазған мәктуби арқилиқ әдәбийатимизниң әң гүзәл мәктуп өрнәклиридин бири болған «шикайәтнамә» намлиқ әсирини вуҗутқа чиқарған.

тәтқиқатларға асасланғанда, фузули шаһзадә бәйазит билән хели узун вақитқичә мәктуп йезишқан, бу хил мәктуплишиш бир мәзгил үзүлүп қалғандин кейин, йәнә давамлашқан.

фузули мутәсәввуп шаир болуп, шеирлириниң асасий темисини ишиқ – муһәббәт вә висалиға йетиш һәсрити тәшкил қилиду. ишиқ – муһәббәт темисида йазған ғәзәлләр униң омумий түрк әдәбийатиниң әң муһим ғәзәл шаири болуп тонулушиға сәвәб болған. түрк, парс вә әрәб тиллирида шеир диванлири болған фузули, шәрқниң шекиспири дәп нам қазанған.

фузули әрәб һекайиси болған вә кейинчә парс тилида йезилған «ләйли – мәҗнун» һекайисини әслидикисидин техиму гүзәл вә һессийатлиқ шәкилдә түркчә йазған. фузулиниң «ләйли – мәҗнун» намлиқ әсири түрк әдәбийатидики әң муһим лирик әсәрләрдин бири болуп һесаблиниду. шаир әсәрниң дәсләпки бөлүмлиридә ашиқ йүрәктики чоңқур қайғуларни, ашиқларниң бир – бириниң висалиға йетиш арзулирини, ашиқ үчүн қилинған күрәшни вә садиқлиқни мәркизий идийә қилған.

фузулиниң тили ортақ оғуз түркчә болсиму, әзәри түркчисигә йеқинлиқи вә охшашлиқи сәвәбидин униң тили әзәрбәйҗан түркчиси дәп қарилиду. шуңа, фузули һәм түркийә әдәбийати һәмдә әзәрбәйҗан әдәбийати тарихида алаһидә орунға игә.

шаир бир қанчә қетим чоңқур мәниләргә игә тәхәллус қолланған болуп, бу тәхәллусларниң башқа шаирлар тәрипидинму қоллинилғанлиқини йаки қоллиниш мумкинликини көргәндин кейин, «фузули» тәхәллусини қолланған. «көп» вә «керәксиз» дегәндә мәниләрни билдүридиған «фузули» тәхәллусини башқиларниң қолланмайдиғанлиқини диванида мундақ байан қилиду: «шеир йезишни башлиғанда бир қанчә күнгичә тәхәллус ишлитишни ойлидим. таллиған тәхәллусни бир мәзгил ишләткәндин кейин, буниң башқилар билән ортақ икәнликини билип, башқа тәхәллус қолландим. әң ахири, мәндин бурунқи шаирларниң сөзләрни әмәс, бәлки тәхәллусларни талишидиғанлиқини чүшинип йәттим. қалаймиқанчилиқни түгитиш үчүн ‹фузули› тәхәллусини өзәмгә талливалдим.»

фузулиниң түркчә дивани униң шаирлиқ қабилийитини намайән қилған әң муһим әсәрләрдин бири болуп һесаблиниду. бу әсәрдә йезилған сөйгү темисидики ғәзәлләр, түрк әдәбийатиниң әң надир лирик шеирлиридур. шаирни бу нуқтида чоң мувәппәқийәткә ериштүргән вә мәңгүлүккә игә қилған амил, униң шеирлиридики лирикини үзүксиз һалда давам қилип безигәнликидур. диванниң йәнә бир алаһидилики болса, әсәрниң баш қисмидики кириш сөз болуп, шаир бу бөлүмдә, һәқиқий бир шаирниң иқтидарини, шеирда услублардин қандақ пайдилиниш керәкликини, билим билән шеир мунасивәтлирини, шаир тәбиийитниң шеирда әкс әттүрүлишини, килассик шеирниң қиммәт өлчәмлирини, шеирниң нәзәрийә вә һессийат билән болған мунасивәтлирини, шеирда қандақ қилип хаслиқ йаритишни, әйни дәврдики шеирға болған қарашларни вә өзигә тәхәллус таллаштики һекайиләрни оқурмәнлири билән ортақлашқан.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر