дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 18

93943
дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 18

түркийә авази радийоси: һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, дунйа мәдәнийәт тарихида муһим орунда туридиған, әсәрлири арқилиқ инсанийәтниң саадити вә хушаллиқи үчүн кишиниң қәлбини йорутидиған, шундақла түрк тилини тәрәққий қилдуруш вә техиму моллиққа игә қилиш йолида бибаһа хизмәтләрни қилған кишиләрдин бири йүсүп хас һаҗиптур. омумән қилип ейтқанда, йүсүп хас һаҗип «қутадғу билик» намлиқ мәшһур әсири билән тонулиду. әмма, униң дунйа қариши, һайат пәлсәпәси вә инсанийәткә болған қаришини билмәй туруп, әсәрни чүшиниш мумкин әмәс.

йүсүп хас һаҗипниң һайатиға мунасивәтлик йетәрлик көп мәлумат йоқ. униң тәхминән 1018 – йили туғулғанлиқи пәрәз қилиниду. бәәйни мәһмут қәшқиригә охшаш, униму түркистанниң муһим аилилиридин, дәп қарашқа болиду. чүнки, чүшәнчилири вә йазған әсәрлиридин униң кичик вақтидин тартипла наһайити йахши тәрбийә көргәнликини биливалғили болиду. у чағларда бундақ имканийәткә һәммә киши еришәлмәйтти. демисиму билими билән өзини испатлиған киши болғанлиқи үчүн, әтрапидикилириниң йуқири һөрмитигә еришкәнликини чүшинивалғили болиду.

йүсүп хас һаҗип түркистанниң баласағун шәһиридә туғулған болуп, йахши тәлим – тәрбийә алған. һазирғичә униң толуқ тәрҗимһали билинмәйду. улуғ әсири «қутадғу билик» тә өзиниң исмини әң ахирқи бөлүмидә пәқәт бир қетим тилға алған. у ана тили түркчидин башқа, әрәбчә вә парсчини йуқири сәвийәдә биләтти.

йүсүп хас һаҗип түрк ислам әдәбийати (қолимизда бар болған) ниң тунҗи йазғучиси һесаблиниду. у билимгә әһмийәт бәргән вә билимниң әһмийитини йахши чүшәнгән, пикри очуқ пәйласоп иди. у 1070 – 1069 – йиллирида шәрқий қараханийлар дөлитиниң мәркизий қәшқәрдә турған. у бу җәрйанда баласағунда йезишқа башлиған әсирини 18 айда тамамлап, 1070 – йили қараханийлар һөкүмдарлиридин табғач буғра әбу әли һәсән бин сулайман арсланға тәқдим қилған. қутадғу билик хақанийә түркчиси билән йезилған. билимлик һөкүмдар бу әсәрни һөрмәт билән қобул қилип, йүсүп хас һаҗипқа баш мәслиһәтчилик мәртивисини инам қилған. қутадғу билик килассик мәснәви услубида йезилған болуп, 88 бөлүм, 6645 бейиттин тәркип тапқан.

йүсүп хас һаҗип, түрк әдәбийатида тунҗи сийасәтнамини йазған вә нәзм шәклини қолланған киши һесаблиниду.

қутадғу биликниң луғәт мәниси һәққидә охшимайдиған қарашлар бар болуп, бәзи тәтқиқатчиларниң пикригә асасланғанда, «бәхтлик болуш билими», йәнә бәзиләрниң қаришиға асасланғанда, «бәхт кәлтүргүчи билим» вә «кишиләрни һәр икки дунйада бәхткә ериштүридиған билим» дегәндәк мәниләрни билдүриду. қутадғу биликтә төт асасий уқум бар: 1- өрп - адәт, әхлақ؛ 2- бәхт, хушаллиқ؛ 3 – әқил؛ 4 – билим. һәр биригә символ қилинған кишиләр арисидики дийалогларда дөләт, сийасәт, җәмийәт, кәсип вә әхлақ қатарлиқ охшимиған темилар бойичә көз қарашлар байан қилинған.

күнимиздә қутадғу биликниң үч нусхиси бар. биринчиси, вийенна нусхси. бу нусха уйғур йезиқида йезилған болуп, 1439 – йили һиратта тепилған. бу нусха дәсләптә түркийәниң токат шәһиригә елип келингән, арқидин истанбулға әвәтилгән. алим һаммер истанбулдики китаппурушлардин сетивелип, вийенна кутупханисиға тәқдим қилған.

иккинчиси, қаһирә нусхиси. әрәб һәрплири билән йезилған бу нусха, 1896 – йили қаһирә һидивлик китапханисиниң германийәлик мудири доктор моритис тәрипидин тепилған.

үчинчиси, пәрғанә нусхиси болуп, әрәб һәрплири билән йезилған. зәки вәлид тоған тәрипидин түркистанниң пәрғанә вилайити нәмәнган шәһиридә тепилған.

йүсүп хас һаҗип билимлик мутәпәккур болуш сүпити билән, өзи йашиған дәвр вә муһитта еришкили болидиған пүтүн билим вә мәлуматларни игәлләшкә тиришқан. у қериндиши вә вәтәндеши улуғ пәйласоп фарабиниң әсәрлирини оқуп, униң пикирлирини чүшинишкә ғәйрәт қилған.

түрк тилини пишшиқ билидиған вә бу җәһәттә уйғурларниң әнәнисигә варислиқ қилған шаир, әсиридә бурунқи түрк шаирлириға охшимайдиған һалда нәзм шәклини қоллинип, башқа қошна әдәбийатларда қоллинилған шеир шәкиллирини наһайити йахши билидиғанлиқини испатлиған.

улуғ алим, шаир вә пәйласоп йүсүп хас һаҗип 1077 – йили қәшқәрдә вапат болған вә шу йәргә дәпнә қилинған.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر